“илһам тохтини қоллаш” гурупписи тутқундики уйғур зиялийсиниң туғулған күнини тәбриклиди

Мухбиримиз мәмәтҗан җүмә
2021.10.24
Америка дөләт мәҗлисиниң хитай ишлири кометити тутқундики илһам тохти һәққидә баянат елан қилди Хитай һөкүмити тәрипидин муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған уйғур зиялийси илһам тохти тутқун қилиништин илгири өйидә мухбирларниң соалиға җаваб бәрмәктә. 2013-Йили 4-феврал, бейҗиң.
AP

Тутқундики уйғур зиялийси илһам тохтиниң 52 яшлиқ туғулған күни германийәгә җайлашқан “илһам тохтини қоллаш” гурупписи баянат ‍елан қилип, униң туғулған күнини тәбрикләш билән биргә униң җисманий вә роһий сағламлиқиға болған әндишисиниң күнсери күчийиватқанлиқини билдүрди.

Милләтләр университетиниң оқутқучиси, иқтисадшунас илһам тохти 2014-йили “бөлгүнчилик” қатарлиқ җинайәтләр билән муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған. У түрмигә ташлиништин илгири уйғурлар билән хитайлар арисидики чүшинишни илгири сүрүш тәшәббусини оттуриға қойғандин башқа хитайниң уйғурларға бәргән аптономийәсини тәнқид қилған.

“илһам тохтини қоллаш” гурупписиниң баянатиға қариғанда, нөвәттә илһам тохтиниң из-дерики вә саламәтлик әһвали тоғрисида рәсмий учур йоқ болғандин башқа, униң аяли гүзәлнур йеқинқи бәш йилдин бери ерини йоқлаш пурситигә еришәлмигән.

Баянатта мундақ дейилди: “зиярәтни азайтиш, көрүшүш тәләплирини рәт қилиш, бастуруп қоюш буйруқи вә аилисидин қәстән өч елиш қатарлиқлар, уйғур тәтқиқатчисини пәскәш муамилиләр вә психикилиқ қийнақлар билән җазалаш үчүн үчүн мәхсус лайиһәләнгән.”

Баянатта йәнә мунда дейилди: “хәлқара җәмийәтниң профессор илһам тохтиниң җисманий вә роһий сағламлиқиға болған әндишисиму күнсери күчийиватиду. Чүнки өткән 5 йилдин бери аилисидикиләрниң уни йоқлишиға йол қоюлмиди. Нобел тинчлиқ мукапати саһиби лю шявбониң мувапиқ давалинишқа еришәлмәй түрмидә аләмдин өткәнлики вә нурғун уйғурларниң җаза лагерлиридин қоюп берилгәндин кейин узун өтмәйла қаза қилиши профессор илһам тохтиниң тәқдиригә болған әндишини күчәйтивәтти.”

Илһам тохти қолға елинғандин буян “сахароф мукапати”, “мартен анналис кишилик һоқуқ мукапати”, “веймар әркинлик мукапати” қатарлиқ 10 дин артуқ хәлқаралиқ мукапатларға еришкән вә у йәнә уда икки қетим “нобел тинчлиқ мукапати” ға намзатлиққа көрситилгән иди.

Мәлум болушичә, “илһам тохтини қоллаш” гурупписи илһам тохтиниң туғулған күнигә беғишлан 26-өктәбир бир юмилақ үстәл сөһбити уюштуридикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.