Америка баш әлчиси николас бурнсниң илһам тохтиға охшаш тутқунларни қоюп бериш тәлипи қарши елинди

Вашингтондин мухбиримиз меһрибан тәйярлиди
2024.12.11
nicholas-burns-ilham-tohti Америкиниң хитайдики баш әлчиси николас бурнс(Nicholas Burns) дуня кишилик һоқуқ күни мунасивити билән қилған баянатида илһам тохти, гүлшән аббас, раһилә давут вә әкбәр әсәткә охшаш бигунаһ тутқун қилинған уйғур зиялийлириниң исмини бирмубир тилға алди. 2024-Йили 10-декабир.
Photo: RFA

Бу йил 10-декабир күнидики дуня кишилик һоқуқ күнидә, америкиниң хитайдики баш әлчиси николас бурнс баянат берип, американиң хәлқара җәмийәт билән бирликтә хәлқара кишилик һоқуқ хитабнамисиниң 76-йиллиқини тәбрикләйдиғанлиқини билдүргән.

У сөзидә, хәлқара кишилик һоқуқ хитабнамисиниң мәқсити һәққидә тохтилип, қорқунч вә моһтаҗлиқтин халий болған, пикир әркинлики вә етиқад әркинликидин бәһримән болған бир дуня бәрпа қилишниң адәттики хәлқниң әң йүксәк арзуси икәнликини билдүргән.

Николас бурнс хитай һөкүмитиниң өзиниң кишилик һоқуқни қоғдаш мәҗбурийитини ада қилишниң орниға, кишилик һоқуқни дәпсәндә қиливатқанлиқини әйибләп мундақ дегән:

“кишилик һоқуқ хатирә күниниң әһмийитигә кәлсәк, биз кишилик һоқуқ хитабнамисидә бәлгиләнгән асасий һоқуқ вә әркинликләрни қоғдаш тоғрисидики хәлқаралиқ мәҗбурийәтләргә хитайниң әмәл қилмайватқанлиқидин чоңқур әндишә қиливатқанлиқини билдүримиз. Биз хитайни шинҗаң, тибәт вә йеқинда хоңкоң демократийәсиниң қәһриманлиридин җимми ләй қатарлиқларни орунсиз сотлаштәк хорлашларни тохтитишқа чақиримиз. Кишилик һоқуқ омумий хитабнамисидә ениқ қилип, ‛барлиқ инсанларниң туғулуштин бар болған иззәт-һөрмити, баравәрлики вә мәңгүлүк һоқуқлирини етирап қилиш дунядики әркинлик, адаләт вә тинчлиқниң асасидур‚. Дейилгән. Биз хитай җумһурийитини өзиниң кишилик һоқуқ әмәлийитини қайта тәкшүрүшкә, хәлқаралиқ кишилик һоқуқ мәҗбурийәтлиригә вә өз хәлқигә бәргән вәдилиригә әмәл қилишқа йәнә бир қетим чақиримиз”.

Николас бурнс бу баянатиниң ахирида, хитай һөкүмитини кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини тохтитип, бигунаһ тутқун қилинғанларни қоюп беришкә чақирип йәнә мундақ дегән: “биз хитай җумһурийитиниң әң әқәллий әркинликләрниму чәкләп, дөләт һалқиған бастурушни йолға қойғанлиқидин әндишә қилмақтимиз. Америка қошма иштатлири кишилик һоқуқ вә инсанлиқ қәдир-қиммитини қоғдиғанлиқи, өз етиқадини ипадилигәнлики яки дин-мәдәнийәт паалийәтлиригә қатнашқанлиқи үчүн җазаланған хитай пуқралириниң йенида туриду. Биз гүлшән аббас, әкбәр әсәт, раһилә давут, диң җявши, го шераб гятсо, җимми ләй, илһам тохти вә хитай тәрипидин наһәқ тутқун қилинған барлиқ кишиләрни дәрһал вә шәртсиз қоюп беришни тәләп қилимиз”.

Америка баш әлчиси николас бурнсниң, хитай һөкүмитиниң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини қаттиқ әйибләп, илһам тохти гүлшән аббас, раһилә давут вә әкбәр әсәткә охшаш бигунаһ тутқун қилинған уйғур зиялийлириниң исмини бирмубир тилға елип, уларға охшаш азаб чекиватқан бигунаһ кишиләрни қоюп беришкә чақириши, тутқундики қериндашлири вә наһәқ тутқун қилинған уйғурларға әркинлик тәләп қиливатқан уйғур паалийәтчилириниң қоллиши вә қарши елишиға еришти.

Америкидики уйғур һәрикити тәшкилатиниң рәиси, дуня уйғур қурултийиниң иҗраийә рәиси рошән аббас ханим радийомизға елхәт арқилиқ җаваб берип мундақ дәйду:

“американиң хитайдики баш әлчисиниң дуня кишилик һоқуқ хатирә күнидики видийолуқ сөзидә, хитай һөкүмитиниң, һәдәм гүлшән аббас, пирофессор илһам тохти, раһилә давуд вә әкбәр әсәтләрни шәртсиз қоюп беришини тәләп қилғанлиқи америка һөкүмитиниң бигунаһ уйғур тутқунларни һәргиз унтуп қалмайдиғанлиқини ипадиләйду. Гүлшән һәдәмдәк уйғур сиясий мәһбуслириниң исми атилип, уйғур ирқий қирғинчилиқи мәсилисиниң йәнә бир қетим күнтәртипкә келишигә түрткә болғанлиқидин мәмнун болдум. Һәммимиз көрүп туруватқинимиздәк, гәрчә америкада хитайға қарши җаза тәдбирлири давамлиқ йолға қоюлуп келиватқан болсиму, һәр пурсәттә уйғурлар мәсилисигә қарита диққәт қозғаш интайин муһим! гүлшән һәдәм, илһам тохти, раһилә давут вә әсәт әкбәрләрниң исимлири арқилиқ ирқий қирғинчилиққа учраватқан уйғурлар мәсилисиниң дуняниң сәмигә қайтидин селиниши интайин муһим әһмийәткә игә.

Баш әлчи николас бурн тилға алған тутқунлардин, 2018-йили 1-айда тутқун қилинғандин кейин муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған пирофессор раһилә давутниң америкидики қизи әқидә полат вә 2014-йили 15 январ тутқун қилинип, шу йили 9-айда муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған илһам тохтиниң қизи җәвһәр илһамму зияритимизни қобул қилип, николас бурнсниң сөзлирини қарши алидиғанлиқини билдүрди.

Аписи раһилә давутниң тутқун қилинип, 7 йилдин буян хитай түрмисидә наһәқ йетиватқанлиқини билдүргән әқидә полат, америкиниң хитайдики баш әлчиси николас бурнсниң хәлқара кишилик һоқуқ күнидики баянатида, аписи раһилә давутқа охшаш тутқундики уйғурларға әркинлик тәләп қилғанлиқиға тәшәккүр ейтти.

Илһам тохтиниң америкидики қизи җәвһәр нөвәттә актип уйғур паалийәтчисигә айланған болуп, җәвһәр америка баш әлчисиниң дуня кишилик һоқуқ күнидә бәргән баянатидин сөйүнгәнликини билдүрүш билән биллә, пәқәт кишилик һоқуқ хатирә күнидила әмәс бәлки һәрқандақ бир күндә, һәрқандақ вақитта, кишилик һоқуқ мәсилисиниң тәкитлиниши вә хитайға охшаш мустәбит һөкүмәтләр тәрипидин наһәқ тутқун қилинғанлар үчүн әркинлик тәләп қилишниң дуняви еқимға айлиниши керәкликини тәкитлиди.

Юқиридики аваз улинишидин тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.