Илһам тохтиға “сахароф мукапати” ни тарқитиш мурасими явропа парламентида өткүзүлди

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2019.12.18
ilham-toxti-saxarof-mukapati-jewher.jpg Илһам тохтиға берилгән “сахароф мукапати” ниң гуваһнамисини явропа парламентиниң рәиси давид сассоли әпәнди илһам тохтиниң қизи җәвһәргә өз қоли билән тәқдим қилди. 2019-Йили 18-декабир, фирансийә.
REUTERS

18-Декабир күни явропа парламентиниң страсбургдики мәркизидә илһам тохтиға берилгән “сахароф мукапати” ни тарқитиш мурасими дағдуғилиқ өткүзүлди.

24-Өктәбир явропа иттипақиниң әң алий кишилик һоқуқ мукапати болған “сахароф мукапати” ниң хитай түрмисидики уйғур өктичи зиялийси илһам тохтиға берилгәнлики елан қилинип, дуня мәтбуатлирида зор ғулғула қозғиған шуниңдәк уйғурлар вә хитайниң уйғур дияридики җаза лагерлири мәсилиси хәлқара җәмийәтниң йәнә бир қетим диққәт нуқтисиға айланған иди. Бүгүн, йәни 18-декабир фирансийәниң страсбург шәһиридики явропа парламентиниң мәркизидә бу мукапатни тарқитиш мурасими өткүзүлди.

Мурасимға явропа парламентиниң 750 дин артуқ әзалири қатнашқан болуп, дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса, илһам тохтиниң қизи җәвһәр илһам вә “илһам тохти гурупписи” ниң рәиси әнвәрҗан қатарлиқларму бу мурасимға дахил болди. Җәвһәр илһам залға киргәндә пүтүн парламент әзалири орунлиридин туруп, алқиш садалири билән қарши алди.

Нәқ мәйдан хәвәрлиригә асасланғанда, бу мурасим толиму һәйвәтлик өткүзүлгән болуп, явропа парламентиниң рәиси давид сассоли әпәндидин кейин җәвһәр илһам сөз елип, явропа иттипақиниң “сахароф мукапати” ни дадиси илһам тохтиға лайиқ көргәнликигә рәһмәтлирини билдүргән. У сөзидә илһам тохтиниң һаяти, паалийәтлири, уйғурларниң нөвәттики вәзийити, милйонлиған уйғурларниң хитайниң җаза лагерлирида тартиватқан зулумлирини тәпсилий аңлатқан. Униң сөзи ахирлашқанда пүтүн залда йәнә бир қетим гүлдүрас алқиш садалири яңриған.

Илһам тохтиға берилгән “сахароф мукапати” ниң гуваһнамисини явропа парламентиниң рәиси давид сассоли әпәнди илһам тохтиниң қизи җәвһәргә өз қоли билән тәқдим қилғанда мурасим залини йәнә бир қетим гүлдүрас алқиш садалири қаплиған. явропа парламентиниң рәиси давид сассоли сөзидә: “биз бу мукапат арқилиқ хитай һөкүмитини илһам тохтини дәрһал қоюп беришкә вә аз санлиқ милләтләрниң һәқ-һоқуқиға һөрмәт қилишқа чақиримиз,” дегәнләрни тилға алған.

Кишиниң диққитини алаһидә җәлп қилидиғини, мукапат ләвһәсиниң уйғур кона йезиқида йезилиши болди. Ләвһәгә “явропа парламенти 2019-йиллиқ ‛сахароф мукапати‚ ни илһам тохтиға, йәни униң уйғурларниң һәқ-һоқуқи үчүн батуранә елип барған күришини вә тәмкин бир яраштуруш авази болғанлиқини етирап қилғанлиқи үчүн тәқдим қилди,” дегән хәтләр йезилған.

Мәлум болғинидәк, илһам тохти бу йил 30-сентәбир күни явропа иттипақиниң “васлав хавел әркинлик мукапати” ға еришкән иди. Униң арқа-арқидин явропа иттипақиниң алий мукапатлириға наил болуши хәлқараниң диққитини җәлп қилипла қалмай, уйғур җамаитиниму көп сөйүндүрмәктә.

Страсбургдики мурасим залидин уйғур хәлқигә хош хәвәр йоллиған д у қ рәиси долқун әйса әпәнди толиму һаяҗанлиқ минутларни баштин көчүргәнликини тилға алди. У зияритимизни қобул қилғанда бу мукапатниң илһам тохтиға берилишиниң сиясий әһмийәтлирини әскәртти.

“илһам тохти гурупписи” ниң рәиси әнвәрҗан вә тәһдит астидики хәлқләр тәшкилатиниң директори улрик делиюс қатарлиқлар явропа парламентиниң “сахароф мукапати” ни уйғур зиялийси илһам тохтиға лайиқ көргәнлики үчүн рәһмәтлирини ипадә қилған бир лозунка ясап барған болуп, улар бу лозункини парламент әзалириға намаян қилған. Әнвәрҗан әпәнди нәқ мәйдандин қилған сөзидә өзиниң һаяҗанлирини басалмайватқанлиқини ипадә қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.