Уйғур паалийәтчилири: “28-июл илишқу қирғинчилиқи уйғурларни нишан қилған миллий қирғинчилиқларниң бири”

Мухбиримиз меһрибан
2021.07.30
Уйғур паалийәтчилири: “28-июл илишқу қирғинчилиқи уйғурларни нишан қилған миллий қирғинчилиқларниң бири” Уйғур паалийәтчилири, “28-июл илишқу қирғинчилиқи” уйғурларни нишан қилған миллий қирғинчилиқларниң бири, дәп қарайду.
Yettesu

Бу йил 2014-йили йәкәнниң илишқу-хаңди йезилирида роза һейт һарписида йүз бәргән “28-июл қирғинчилиқи” ға 7 йил болди. Әйни чағда хитай һөкүмәт даирилири вәқәни “диний әсәбий унсурларниң” йезилиқ сақчиханиға қилған һуҗуми сәвәблик йүз бәргән һөкүмәтниң сияситигә қарши “топилаң” дәп атап, тоқунушта 96 адәмниң өлгәнликини, өлгүчиләрниң 59 нәпириниң қаршилиқ көрсәткүчи, 37 нәпириниң пуқра болуп, җәмий 96 киши икәнлики, 250 дин көп кишиниң тутқун қилинғанлиқини хәвәр қилған.

Әмма чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлири вә паалийәтчилири, йиллардин буян хитай һөкүмити елан қилған бу санлиқ мәлуматниң ялғанлиқини тәкитләп кәлмәктә. Дуня уйғур қурултийи бу йил 28-июл елан қилған баянатида, вәқәни “28-июл йәкән қирғинчилиқи” дәп атиған.

Баянатта хитай һөкүмәт даирилири елан қилған санлиқ мәлуматлириниң ялған икәнлики тәкитлинип, әмәлийәттә илишқу, хаңди қатарлиқ икки йезидин өлтүрүлгән вә тутқун қилинған уйғурларниң һәқиқий саниниң хитай һөкүмити елан қилғандин нәччә һәссә көплүки оттуриға қуюлған. Шундақла хитай һөкүмитиниң хәлқарадики мустәқил тәкшүрүш өмәклириниң йәкәндә тәкшүрүш елип беришиға йол қоюши тәләп қилинған.

Чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлиридин түркийәдә 2019-йили рәсмий тизимлитип әнгә елинған “шәрқий түркистан инсан һәқлирини көзитиш җәмийити” ниң мәсули нуридин избасар әпәнди радийомиз зияритини қобул қилип, “28-июл йәкән илишқу қирғинчилиқи хитай һөкүмәт даирилириниң уйғурларни нишан қилған миллий қирғинчилиқларниң бири” дәп тәриплиди.

Нуридин избасар әпәнди, өзлириниң, 2014-йили йәкәндә мәзкур қирғинчилиқ йүз бәргән мәзгилләрдики әһвалларни йеқиндин билидиған бир қисим гуваһчилардин игилигән мәлуматларни баян қилип, әйни чағда өлтүрүлгән уйғурларниң 1000 дин ашидиғанлиқи ни билдүрди.

Германийәдә ялғуз кишилик намайиш билән тонулған йәкәнлик уйғур паалийәтчи абдулла ариш әпәндиму зияритимизни қобул қилди.

Абдулла ариш әпәндиниң билдүрүшичә, у 2014-йили роза һейтниң һарпа күни роза һейтни йәкәндики ата-аниси билән биллә өткүзүш үчүн пойиз билән юрти йәкәнгә қайтқаникән. У вәқәдин кейинки 2 һәптини йәкәндә өткүзгәнлики үчүн вәқәниң йүз бериш сәвәби вә даириләрниң бастуруши һәққидә әһвал игилигәникән.

Униң билдүрүшичә, у 28-июл күни әтигән үрүмчидин йәкәнгә кәлгән пойиздин чүшүши биләнла йәкән пойиз истансисидики җиддий вәзийәтни көргән. Уни күтүвелиш үчүн кәлгән дадисидин шу күни әтигән саәт 10 ларда илишқу йезисида қораллиқ бастуруш башланғанлиқидин хәвәр тапқан.

Абдулла ариш әпәнди йәнә әйни чағда, илишқу-хаңди йезилиридики уйғурларниң наразилиқи вә қаршилиқ һәрикитиниң йүз беришигә сәвәб болған амиллар һәққидә өзи игилигән әһвалларни аңлатти.

Абдулла ариш әпәндиниң билдүрүшичә, 2014-йили 6-айниң ахири, йәни рамзанниң 1-һәптиси йәкән базири ташйолида йүз бәргән “җамал һаҗим аилисиниң өлүм паҗиәси” ниң йәкән наһийәлик һөкүмәт тәрипидин адил бир тәрәп қилинмаслиқи шундақла 7-айниң оттурилири башланған илишқу, хаңди йезилиридики йезилиқ һөкүмәт хадимлириниң бу йезилардики түгмән беши, терәкләңгәр қатарлиқ кәнтлиридики ропаш аялларни тәкшүрүп тутқун қилиш һәрикити вә рамзан һарписида ночи йезисидики мәсчиттә тәравиһ намизидин әрлири билән бирликтә қайтқан аялларниң тутқун қилиниши қатарлиқ бир қатар вәқәләр елишқу, хаңди йезилирида роза һейт һарписида бирла вақитта йүз бәргән қаршилиқ һәрикитигә от пилтиси болғаникән.

“шәрқий түркистан инсан һәқлири көзитиш җәмийити” ниң мәсули нуридин әпәнди бу һәқтә тохтилип, хитай һөкүмәт даирилириниң вәқәни бастурушта қораллиқ сақчиларни, учқучисиз айропилан қатарлиқларни ишқа салғанлиқини, бу икки йезидики уйғурларға қарита қирғинчилиқ вә тутқун қилиш елип барғанлиқини билдүрди.

Мәлум болушичә, хитай һөкүмити йәттә йилдин буян 2014-йили йүз бәргән “28-июл илишқу қирғинчилиқи” һәққидики хәвәр-учурларни қаттиқ қамал қилип кәлгән. Шуниң билән бирликтә йәнә вәқәниң тәпсилатини ашкарилиған уйғурларни қаттиқ җазалиған. Даириләр 2014-йили 8-ай мәзгилидә үрүмчидики йәкәнлик 21 яшлиқ абабәкри муһәммәтни “вәқә һәққидә питнә-иғва тарқатқан” “чәтәлгә учур йоллиған” дегән җинайәтләр билән тутқун қилған. Даириләр йәнә уни телевизорда сөзлитип, өз “җинайити” гә това қилдурған. Кейин даириләр уни 9 йиллиқ қамаққа һөкүм қилғанлиқини елан қилғаниди.

Йәттә йилдин буян чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлири, хәлқаралиқ кишилик һоқуқ тәшкилатлири баянат елан қилип, хитай һөкүмитидин 2014-йилдики “28-июл илишқу қирғинчилиқи” да һаятидин айрилған уйғурларниң ениқ санини елан қилишини тәкитләп кәлмәктә. Шуниң билән бирликтә йәнә “вәқә һәққидә питнә-иғва тарқатқан” дегән җинайәт артилип 9 йиллиқ қамаққа һөкүм қилинған абабәкри муһәммәтниң тәқдиригә җиддий көңүл бөлмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.