Уйғур тәтқиқати бойичә хәлқаралиқ әң йеңи илмий топлам- “иҗитимаий топлуқ йәнила муһим”

Мухбиримиз нуриман
2022.08.25
Уйғур тәтқиқати бойичә хәлқаралиқ әң йеңи илмий топлам- “иҗитимаий топлуқ йәнила муһим”
Photo: RFA

Йеқинқи йиллардин буян уйғур мәсилисиниң хәлқаралишишиға әгишип, уйғур тәтқиқати бойичә хәлқарадики илмий тәтқиқатларму барғансери җанланмақта. Бу йил 7-айда явропадики илмий әсәрләрни нәшир қилидиған даңлиқ нәшрият ниас нәшрияти (NIAS) тәрипидин ингилиз тилида нәшир қилинған “иҗтимаий топлуқ йәнила муһим: оттура асия муһитида уйғур мәдәнийити вә җәмийити” (Community Still Matters: Uyghur Culture and Society in Central Asian Context) намлиқ китаб дәл шуниң җүмлисидиндур.

Мәзкур китаб копенһаген университетиниң оттура асия вә уйғуршунаслиқ тәтқиқати бойичә көзгә көрүнгән профессори илдико бәллер-хан (Ildiko Beller-Hann) ниң уйғур тарихи вә мәдәнийити һәққидики мол мәзмунлуқ тәтқиқат нәтиҗилирини тәбрикләш йүзисидин униң намиға беғишланған. Шу вәҗидин мәзкур китабниң нами илдико бәллер-ханниң “иҗтимаий топлуқ” (Community Matters) намлиқ уйғур тәтқиқатидики муһим әсириниң намидин елинған.

Мәзкур китаб, берлин дөләт кутупханисиниң хадими доктор айсима мирсултан, җорҗи вашингтон университетиниң ярдәмчи профессори ерик шлуссел вә вашингтондики мустәқил тәтқиқатчи доктор әсәт сулайман қатарлиқлар тәрипидин түзүлгән һәмдә бирликтә тәһрирлинип нәширгә сунулған.

Мәзкур илмий топламға уйғур тәттқиқати бойичә хәлқарада тонулған яш вә оттура яш тәтқиқатчилардин дейвид брофи, рачел һаррес, фредрик фолман, абләт камалоф, җошуа фриман, җун сугавара, җуанне симис-финлей қатарлиқ 20 гә йеқин тәтқиқатчиниң уйғур тарихи, мәдәнийити вә тил-йезиқиға аит әң йеңи тәтқиқат нәтиҗилири киргүзүлгән.

Мәзкур илмий топламдин орун алған мақалиләр тема етибари бойичә, уйғур йеқинқи вә һазирқи заман тарихи, иҗтимаий мәдәнийити, тарихий шәхсләр вә аял қәһриманлар, қолязма-вәсиқиләр, фолклор вә өрп-адәтләр, 20-әсирдики уйғур әдәбияти қатарлиқ кәң саһәләргә беғишланған. Илмий саһәдикиләрниң баһалириға қариғанда, бу илмий топламни нөвәттә уйғур тәтқиқати бойичә хәлқарада йоруқлуққа чиққан әң йеңи илмий мақалиләрниң җуғланмиси, дейишкә болидикән.

Биз бу илмий топлам һәққидә техиму тәпсилий мәлуматларға еришиш үчүн мәзкур китабниң түзгүчилиридин айсима мирсултан ханим вә ерик шлуссел әпәндиләр билән сөһбәт елип бардуқ.

Сөһбитимизниң тәпсилатини юқиридики улиништин аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.