Хитайни биарам қиливатқан IPAC ниң тәйвәндики йиғини диққәт қозғиди
2024.07.31
Қисқичә IPAC дәп аталған “хәлқара парламентлар хитай ишлири бирләшмиси” ниң 4-нөвәтлик йиллиқ йиғини 30-июл тәйвәндә ахирлашқан. Йиғинға 23 дөләттин һәмдә явропа парламентидин болуп җәмий 49 нәпәр парламент әзаси вә сиясәтчи қатнашқан болуп, йиғин ғәрб дөләтлириниң бәлгилик диққитини қозғиған.
“фирансийә авази” радийоси 30-июл елан қилған “IPAC вә 1971-йилидики б д т ниң 2758-номурлуқ қарари” намлиқ хәвәрдә баян қилишичә, тәйвән пирезиденти ләй чиңде IPAC әзалири билән көрүшкәндә мундақ дегән: “IPAC ниң йиллиқ йиғининиң тәйвәндә чақирилишиниң әһмийити зор. 23 Дөләттин вә явропа парламентидин 49 нәпәр парламент әзаси вә муһим сиясәтчиләр бесимлардин қорқмай, арилиқни йирақ көрмәй, тарихта көрүлүп бақмиған һалда сан җәһәттә әң көп болған дөләт һалқиған парламент әзалиридин өмәк тәшкилләп келип, һәрқайси дөләтләрниң тәйвәнгә болған етибарини вә қоллишини намаян қилди. Бу пүтүн дунядики демократик һәмраһлиримизға демократийәниң иттипақлиққа вә қоғдашқа моһтаҗлиқидәк муһим бир учурни тарқитиду, шундақла бу көпчиликниң мустәбитликниң кеңийишигә қарши туруш йолида тиришчанлиқ көрситишни халайдиғанлиқини испатлап бериду”.
Ләй чиңде сөзидә йәнә мунуларни тилға алған: “хитай мустәбитликиниң кеңәймичилики әтрапидики дөләтләрни һәрбий һәрикәтләр арқилиқ қорқутуштин сирт, йәнә дипломатийә җәһәттин бесим ишлитиш, иқтисадий җәһәттин мәҗбурлаш, тор һуҗуми қозғаш, сахта учур тарқитиш қатарлиқ васитиләр арқилиқ күлрәң бәлвағқа үзлүксиз таҗавуз қилишни илгири сүрүп, районниң муқимлиқиға бузғунчилиқ қилишта ипадиләнмәктә. Хитайниң һоқуқ кеңәймичилики қилмишлири даим қануний күрәш яки тарихни бурмилаш шәклидә давамлишиватиду. Қанун болса әдли-адаләтниң мудапиә линийәси, тарих болса өз-өзини әкс әттүрүшниң әйники, буни чәт´әлгә таҗавуз қилишниң баһаниси қиливелишқа һәргиз болмайду. Б д т омумий йиғининиң 2758-номурлуқ қарари буниң интайин рошән мисалидур”.
Түркийәдики истратегийә мутәхәссиси, IPAC истратегийә бөлүминиң мәслиһәтчиси доктор әркин әкрәмниң билдүрүшичә, IPAC ниң тәйвәндики бу йиғини интайин нәтиҗилик өткүзүлгән. Униң қаришичә, IPAC қошуниниң барғансери зорийиши хитайға нисбәтән хәлқаралиқ бесимларниң йәниму күчийишидин дерәк беридикән.
“бүгүнки тәйвән” тори һәмдә IPAC ниң торидики мәлуматлардин аян болушичә, хитай һөкүмити бу йиғинни тосуп қелиш үчүн аз дегәндә IPAC ниң 8 нәпәр әзасиға вә улар мәнсуп болған партийәләрниң рәһбәрлиригә телефон уруп, учур йоллап, уларға тәйвәнгә бармаслиқ, йиғинни әмәлдин қалдуруш үчүн бесим ишләткән. Бирақ хитайниң бу бесими IPAC әзалириға бесим шәкилләндүрәлмәйла қалмастин, бәлки уларниң бу йиғинға қатнишиш ирадисини техиму күчәйткән.
Д у қ берлин ишханисиниң мудири ғәюр қурбан әпәнди бу һәқтә тохталғанда, IPAC ниң уйғурлар мәсилиси билән зич алақидар бирлик икәнликини, бу бирликниң қурулғандин һазирға қәдәр уйғурлар үчүн көп ишларни қилишқа тиришқанлиқини, уйғур ирқий қирғинчилиқиниң тонулушида зор рол ойниғанлиқини тилға алди. У сөзидә йәнә, явропа иттипақиниң уйғур ирқий қирғинчилиқи һәққидә қарар чиқириши һәмдә б д т сабиқ комиссари мишел бачелетниң уйғурлар һәққидики доклатни елан қилишидиму IPAC ниң зор түрткиси болғанлиқини тәкитлиди.
Д у қ лондон ишханисиниң мудири, IPAC катибатлиқ бөлүминиң хадими рәһимә ханимму бу һәқтә қарашлирини ипадә қилип өтти. Униң қаришичә, IPAC қурулғандин һазирға қәдәр уйғурларниң ғәрб дунясидики күчлүк бир авази болуп кәлмәктә икән.
IPAC Болса 2020-йили 4-июн америка кеңәш палата әзаси марко робийоларниң иштиракида америка, әнгилийә, германийә, авистралийә, канада, японийә, норвегийә, шиветсийә қатарлиқ 8 дөләт вә явропа иттипақиниң 18 парламент әзасиниң бир йәргә келиши билән қурулған болуп, асаслиқ мәқсити кишилик һоқуқни, демократийәни, дуня тинчлиқини қоғдаш, хитайниң кеңәймичиликигә қарши туруш болған. Һазир ипач кә әза болған дөләтләрниң сани 40 тин, әза болған парламент әзалириниң сани 250 дин ешип кәткән. Бу қетим тәйвәнму әза болуп киргән; тәйвән парламентиниң икки нәпәр әзаси ипач ниң қош рәисликигә сайланған.