IPAC Әзалири: “сотсиялизм түзүми зулум машинисидур!”
2022.09.16
“хитай һәққидики хәлқара парламентлар бирләшмиси” (IPAC) ниң 2022-йиллиқ хәлқаралиқ йиғини 14-сентәбир күни америка дөләт мәҗлисидә ахирлашқан болуп, шу күни мәзкур бирләшминиң баянати рәсмий елан қилинди. Баянатта хитайни чәкләш үчүн дуняви бирликсәп орнитиш алаһидә тәкитлиниш билән биргә, хитай һәққидики бир қатар қарарларниң қобул қилинғанлиқи елан қилинди. Бу қарарлар ичидә уйғурлар мәсилисигиму мәхсус орун аҗритилған болуп, уйғурлар дуч келиватқан қирғинчилиқ кишилик һоқуқ саһәсидики дәпсәндичиликниң әң гәвдилик мисали болған. Болупму хитай һөкүмити давам қиливатқан сөз әркинлики, пикир әркинлики, диний етиқад әркинлики қатарлиқ һәқләрни боғуш, халиғанчә тутқун қилиш вә мәҗбурий ғайиб қиливетиш һәққидә тохтилип: “уйғур районидики ғайәт зор көләмлик кишилик һоқуқ дәпсәндичилики бизниң зор диққитимизни қозғап кәлмәктә. Һазир бу җайдики зулум вә җинайәтләрниң ишәнчлик дәлил-испатлири топлинип болған болсиму, бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) кишилик һоқуқ кеңиишниң алий комиссари мишел бачелет уйғур районида әмәлий тәкшүрүштә болушта мәғлуп болди” дейилди.
Баянатта йәнә хитай һөкүмитиниң бу хил қабаһәтләрдики җавабкарлиқини сүрүштә қилиш һәмдә уйғур дияридики мәҗбурий әмгәк һадисисини чәкләшкә йол ачидиған қанун түзүш хизмитини мукәммәлләштүрүш, уйғурларниң мәҗбурий әмгики арқилиқ ишләпчиқирилған мәһсулатларни дуняви тәминләш зәнҗиридин тазилаш қатарлиқ нишанларни әмәлгә ашуруш үчүн “магнитиски қануни” шәклидики қанун лайиһәлирини көпләп вуҗутқа чиқириш һәмдә уни хитайға тәдбиқлаш, уйғур диярида б д т хадимлириниң мустәқил тәкшүрүштә болушиға йол ечиш, назук пән-техникиларниң зулумға қорал қилинишидин сақлиниш үчүн буларни хитайға екиспорт қилғанда еһтиятчанлиқ билән иш көрүш қатарлиқларму айрим йәр алди.
Йиғин арилиқида, бу қетимқи йиғинда оттуриға қоюлған хитай хириси һәмдә униң дуняға көрситидиған тәсири һәққидә сөз қилған бир қисим парламент әзалири радийомизниң айрим зияритини қобул қилип, бу мәсилиләрниң уйғур җәмийити билән болған алақиси һәққидә тохтилип өтти.
Явропа парламентиниң әзаси мирям лексман (Miriam Lexmann) әйни вақитта сотсиялизм түзүмидики алдинқи қорғанлардин болған сабиқ чехселовакийә җумһурийитидә туғулуп чоң болған сиясийон болуп, бу һәқтә сөз болғанда хитайниң дуня үчүн зади немидин дерәк беридиғанлиқини билишниң муһимлиқини алаһидә тәкитлиди: “шундақ. Һазир у җайдики уйғурлар билән сөзлишишниң һечқандақ имкани йоқ. Чүнки мән уларниң әркин һалда ахбараттики хәвәрләрни көрәлмәйдиғанлиқини билимән. Шуңа улар бүгүнки йиғинда немә гәпләрниң оттуриға қоюлғанлиқини билишкә қадир әмәс. Әмма муһаҗирәттики уйғур җамаити бу һәқтики ишларниң давам қилиши һәмдә демократик әлләрдики қанун тармақлириға уйғурларни әслитип туруш, һәр саһә кишилирини уйғурларни қоллашқа риғбәтләндүрүш үчүн бәк муһим. Һазир нурғун парламентлар уйғурлар баштин кәчүриватқан ишларниң қирғинчилиқ икәнлики һәққидә қарар алди. Йеқинда б д т ниң уйғурлар һәққидики доклатиму елан қилинди. Бу мәсилидә бизму б д т ға бу доклатни елан қилиш һәмдә дуняға у җайда зади немиләрниң болуватқанлиқини уқтуруш һәққидә бесим қилған идуқ. Қандақла болсун, ахири буниң нәтиҗиси болди. Хитай һазир зулум қиливатиду. Шуниң үчүн биз комунистик түзүмниң очуқ сода шерики қилғили болидиған түзүм әмәсликини, әксичә униң уйғурларни өз ичигә алған хәлқләргә қандақ зулум селиватқанлиқини, диний етиқадтики җамаәтни қандақ бастуриватқанлиқини, уларниң һәрқандақ идиологийәлик қаршилиқини рәһимсизлик билән бастуридиғанлиқини дуняға билдүришимиз лазим. Йәнә бир яқтин биз ашу кишиләр билән бир сәптә туруп уларни қоллишимиз, уларниң чиқиралмиған авазини аңлитишқа тиришишимиз техиму муһим.”
Мириям лексманниң қаришичә, һазирқи дуня базири хитайниң әрзан баһалиқ әмгәк мәһсулатлиридин келиватқан мәнпәәтни әла биливатқан болуп, навада бу һал давам қиливәрсә, ақивәт бу хил мәнпәәткә болған интилиш ғәрб дунясиниң мәвҗут болушидики түпки асасни вәйран қилишқа апиридикән.
“қарайдиған болсақ, һазир уйғурларни өз ичигә алған заманиви қуллар әмгикиниң мәһсулатлири бизниң базарлиримизға кириватиду. Чүнки биз уларни әрзан болғанлиқи үчүн көпләп сетивалимиз. Әгәр бу йүзлиниш тохтимиса, бу хил ачкөзлүк ахири бизниң демократийәмизни вә әркин җәмийитимизни вәйран қиливетиду. Мән нурғун кишиләрниң ‛русийә бир идеологийә, әмма хитай болса пәқәтла бир сода шерики‚ дегәнликини тәкитлидим. Хитай әмәлийәттә зулум ишләпчиқиридиған бир түзүм, әмма идеологийә әмәс. Мән сабиқ комунистик дөләт болған словакийәдә туғулған. Шуңа маркисизимлиқ түзүмниң идеологийә икәнликини, шуниңдәк инсанийәткә вә җәмийәткә бәкму зиянлиқ икәнликини яхши билимән. Бу нуқтидин алғанда, биз хитайда немә ишларниң болуватқанлиқини, хитайниң чәт әлләрдә немиләрни қиливатқанлиқини чүшинишимиз лазим. Һазир уларниң идеологийәси бизниң әркин җәмийитимизни вә демократийәмизни вәйран қилиш болуватиду. Уларниң маркисизм вә ленинизмға әгишимиз, дегини пәқәтла сөз оюни халас. Буни чүшиниш үчүн уларниң немә дәватқанлиқиға әмәс, бәлки немә қиливатқанлиқиға қараш керәк. Демократик әлләр билән вә әркин җәмийәт билән сода алақисида болуш сабиқ совет иттипақи дәвридә, шундақла явропадики комунизм җәмийитидә мумкин болмиған ишлар иди. Ғәрб дөләтлириму комунистик түзүмдики дөләтләр билән сода алақисида болуш арқилиқ улар билән һәмкарлишиш пурситигә еришип бақмиған иди. Буни хитай әмәлгә ашурди һәмдә буниңдин пайдилинип қудрәт тапти. Әмма улар ташқи сода җәһәттики әвзәллик, техника оғрилиқи вә башқа усуллар арқилиқ бизниң демократик системимизға вә иқтисадий ғол асасимизға бузғунчилиқ қилиш һәмдә уни вәйран қилишниң қәстигә чүшиватиду.”
Бу һәқтә зияритимизни қобул қилған украина парламентиниң әзаси олександер мережко (Oleksandr Merezhko) нөвәттә русийәниң украинадики таҗавузи юқури пәллигә чиқиватқанда буниң дуня үчүн немидин дерәк бериши муһим икәнликини алаһидә тилға алди. Униң қаришичә, һазир русийә билән хитай оттурисидики һәмкарлиқ юқури пәллигә чиқиватқан болуп, бу һал украина үчүнла әмәс, дуня үчүнму зор хәтәрниң бишарити икән.
“һазир бу һал бәк хәтәрлик. Чүнки биз украинада күрәш қиливатимиз. Биз явропа иттипақини русийәдин нефит сетивалмаслиққа дәвәт қиливатқан идуқ. Чүнки бундақ қилғанлиқ әмилийәттә русийәниң уруш машинисиға май қуйғанлиққа баравәр болатти. Йәнә бир яқтин һазир русийә украинада қирғинчилиқ қиливатиду. Шуңа бу нуқтидин алғанда, русийәдин нефит алғанлар украинларниң қирғин қилинишини малийә җәһәттин қоллиғанлар болуп қалиду. Һазир болса хитайлар дәл мушу ишни қиливатиду. Улар явропа иттипақи сетивалмиған нефитни зор миқдарда сетивалди. Бу болса украина хәлқи дуч келиватқан паҗиәни техиму еғирлаштурушқа апириду. Әмма биз һазирға қәдәр йеңилмидуқ. Чүнки биз дөлитимизни, аилимизни, шундақла бала-чақимизни қоғдаш үчүн күрәш қиливатимиз. Мундақчә алғанда, бизниң күрәштин башқа таллишимиз йоқ. Русийә армийәсини, йәнә келип дунядики иккинчи қудрәтлик армийә болған русийә армийисини биз украина територийәсидә наһайити үнүмлүк һалда мәғлуп қиливатимиз. Мушуниң өзи кичик демократик әлләрниң вақти кәлгәндә ғайәт зор һакиммутләқ дөләт үстидин ғәлибә қилалайдиғанлиқини испатлап бериду.”
Парламент әзаси олександирниң билдүришичә, һазир хошаллинарлиқ бир иш дуня бу хил хәтәрни азрақ болсиму сәзгән һәмдә буниңға қарши бәзи тәдбирләрни елишқа башлиған. Шу сәвәбтинму украинаниң аҗиз болушиға қаримай, русийәни йеңишигә ярдәмләр вә йоллар ечилмақта икән.
У бу һәқтә мундақ деди: “һазир биз қош йүзлүк қирғинчилиққа шаһит болуватимиз. Бир яқтин русийә армийәси украинада қирғинчилиқ қиливатқан болса, хитай хәлқ җумһурийити уйғурларни қирғин қиливатиду. Биз шуни унтумаслиқимиз керәкки, қирғинчилиқ мәлум бир хәлққә қаритилған җинайәт әмәс. Әксичә у пүткүл инсанийәткә қарши оттуриға чиқидиған җинайәттур. Шуңа бу хил қирғинчилиқ көрүлгәндә дуняда униңға қарши бирликсәп вә һәмкарлиқ орнитилиши лазим. Йәһудийлар зор қирғинчилиқидин кейин бу ишларниң қайта йүз бәрмәйдиғанлиқи тәкитләнгән. Әмма булар көз алдимизда қайта йүз бәрди. Бундақ әһвалда һәр бир инсан, һәр бир һөкүмәт, һәр бир парламентниң бу хил қирғинчилиқни тосуш, җүмлидин украин хәлқи вә уйғурлар дуч келиватқан қирғинчилиқни тохтитишқа күч чиқириш мәҗбурийити бар.”
Нөвәттә хитай һөкүмитиниң зулуми һәмдә қирғинчилиқ қилмишлири хәлқарада зор дәриҗидә билингән болуп, хәлқарада бу һәқтики әмәлий һәркәтләрниң тезрәк оттуриға чиқиши тоғрисидики чуқанларму барғансери өрләватқанлиқи мәлум. Шуниң билән биргә бу саһәдә қилишқа тегишлик хизмәтләрниң аз әмәсликиму диққәттә болмақта.