Америка - хитай иқтисад, истратегийә диалоги бәзи һалқилиқ мәсилиләрдә ортақ пикир һасил қилалмиди

Мухбиримиз әркин
2016.06.10
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
amerika-xitay-munasiwiti Нөвәттики америка - хитай мунасивити һәққидә
Photo: RFA


8 - Нөвәтлик америка - хитай иқтисад, истратегийә диалоги 7 - июн ахирлашти. Бейҗиңда өткүзүлгән 2 күнлүк йиғинда америка вәкиллиригә дөләт ишлар министири җон кәррий билән америка малийә министири җәк лев рәһбәрлик қилди.

Хитай вәкилләр өмикигә болса муавин баш министир ваң яң билән дөләт комиссари яң җйечи рәһбәрлик қилди. Йиғинда икки тәрәп хитайниң полат, төмүр ишләпчиқиришини контрол қилиш, хәлқ пулини америка базирида сода оборотиға қатнаштуруш, шималий корейәниң ядро қораллирини контрол қилиш қатарлиқ иқтисад вә содиға алақидар бир қатар мәсилиләрдә ортақ пикиргә кәлди. Әмма, кишилик һоқуқ қатарлиқ бәзи һалқилиқ мәсилиләрдә ортақ пикиргә келәлмиди.

Йиғинниң нәтиҗиси, кишилик һоқуқ әркинлик тәшкилатлирини үмидсизләндүргән.

Америка - хитай иқтисад, истратегийә диалогида икки тәрәп җәнубий деңизниң игилик һоқуқ мәсилисидики ихтилап, кишилик һоқуқ, хитайниң чәтәл аммиви тәшкилатлирини башқуруш низами қатарлиқ һалқилиқ мәсилиләрдә ортақ пикир һасил қилалмиған.

Бу мәсилиләрдики пикир ихтилапи икки тәрәпниң ахбарат васитилиригә бәргән баянатлирида гәвдилик ипадиләнди.

Америка дөләт ишлар министири җон кәрий 7 - май күни бейҗиңда мухбирларға хитайниң чәтәл аммиви тәшкилатлирини башқуруш низамиға болған әндишилирини оттуриға қоюп, аммиви тәшкилатларниң хитайда әркин паалийәт елип беришиға капаләтлик қилиш керәкликини тәкитлигән.

У, аммиви тәшкилатлар “бизниң дөләт билән башқа дөләт оттурисидики өз - ара чүшәнчини алға сүридиған паалийәтләрни әркин оттуриға қоюшқа, тәшкилләшкә, қатнишишқа вә орунлаштурушқа еһтияҗлиқ” дегән.

Хитайниң “чәтәл аммивий тәшкилатлириниң хитайдики паалийитини башқуруш низами” бу йил 4 - айда мақулланған болуп, у 2017 - йили 1 - январ рәсмий йолға қоюлиду.

Бәзи әмәлдарлар ахбарат васитилиригә бәргән учурида, кишилик һоқуқ мәсилисиниң йиғинда наһайити кәскин оттуриға қоюлғанлиқини билдүргән болсиму, әмма америка сөһбәт өмикиниң бу җәһәттики ипадиси бәзи хитай өктичи тәшкилатлирини мәмнун қилалмиди.

Америкидики хитай өктичи тәшкилати - “пуқралар күчи” ниң рәиси яң җйәнли, диалогдин наһайити әпсусланғанлиқини билдүрди.

Яң җйәнли мундақ дәйду: “иқтисад, истратегийә диалогиниң четилиш даириси наһайити кәң. Биз изчил кишилик һоқуқ диалогниң асаслиқ бир мәзмунлириниң бири болсун, дегәнни тәкитләп кәлдуқ. Бирақ 1 - нөвәтлик диалог башланғандин буян, кишилик һоқуқ униң асаслиқ мәзмуниға киргүзүлмиди. Бу бизни интайин әпсусландуруп кәлди. Бәзидә кишилик һоқуқ пәқәт рәсмийәт үчүн оттуриға қоюлған әһваллар йүз бәрди.

Хитай һөкүмити америкиниң ойини билгәчкә, уму америка қандақ мәсилини оттуриға қойса униңға яқ, дәп җаваб берип кәлди. Шуңа биз һәр қетим кишилик һоқуқ мәсилисини оттуриға қойсақ, бу әмәлгә ашмайдиған болди. Бу һәқиқәтән адәмни бәк әпсусландуриду.”

Америка - хитай иқтисад, истратегийә диалоги һарписида, җуңго пуқралар күчи, дуня уйғур қурултийи, хәлқара кәчүрүм тәшкилати, кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати, хитай кишилик һоқуқ җәмийити қатарлиқ 20 тәшкилат америка һөкүмитигә хәт йезип, бу қетимқи йиғинда кишилик һоқуқни нуқтилиқ оттуриға қоюшни тәләп қилған.

Улар хетидә, хитай һөкүмитини өктичи тәшкилатлар билән сөһбәт өткүзүшкә, хитайға униң дөләт бихәтәрлик қануни, террорлуққа қарши туруш қануни, чәтәл аммивий тәшкилатлирини башқуруш низамини бикар қилиш һәққидә бесим ишлитишкә, хитайниң сөз вә диний әркинликни бастуруш һәрикәтлирини оттуриға қоюп, буни музакирә қилишқа, түрмидики виҗдан мәһбуслирини қоюп беришкә чақиришни тәләп қилған.

Яң җйәнли әпәнди, америка һөкүмити хитай билән өткүзгән диалоглирида кишилик һоқуқ мәсилисини башқа мәсилиләр билән бирләштүрүши керәкликини, әгәр кишилик һоқуқ сода - иқтисад, бихәтәрлик қатарлиқ мәсилиләр билән бирләштүрүлмисә, буниң узун мәзгилдә башқа саһәләргә тәсир қилидиғанлиқини билдүрди.

Яң җйәнли: “биз кишилик һоқуқ билән башқа мәсилиләрни бирләштүрүп ойлишимиз керәк. Әгәр кишилик һоқуқ сода - иқтисад вә истратегийәлик бихәтәрлик билән бирләштүрүлмисә, кишилик һоқуқ башқа мәсилиләргә тәсир көрситиду. Еһтимал қисқа вақитта буниң тәсирини һес қилғили болмайду, әмма буниң тәсири узун мәзгилдә көрүлиду. У вақитта қилимән десә кечикиду. Шуңа, биз кишилик һоқуқ билән башқа мәсилиләрни бирләштүрүшни тәшәббус қилимиз. Мана бу биз тәкитләватқан нуқтидур.”

Америка - хитай иқтисад, истратегийә диалогида һәл болмиған көрүнәрлик йәнә бир ихтилап - җәнубий деңиз мәсилиси. Бу мәсилә америка - хитай оттурисидики әң қизиқ нуқтиларниң бири.

Хитай дөләт ишлар министири яң җйечи 7 - июн хәлқ сарийида өткүзүлгән ахбарат йиғинида, хитайниң бу мәсилидики мәйданида һечқандақ өзгириш болмиғанлиқини тәкитлигән. У, хәлқара сотниң җәнубий деңиз мәсилисигә чиқарған һәр қандақ қарарини қобул қилмайдиғанлиқини билдүрүп, филиппин ачқан бу даваға қатнашмайдиғанлиқини тәкитлигән.

Филиппин һөкүмити җәнубий деңиз мәсилисигә хәлқара сотниң кесим чиқиришини тәләп қилип, голландийәдики мәзкур хәлқара мәһкимигә дава ачқан.

Җон кәрий 7 - июн бейҗиңда мухбирларға, америкиниң бу мәсилидики мәйданини шәрһләп, җәнубий деңизниң әнәнивий деңиз қатнаш, һава қатнаш әркинликигә һөрмәт қилинишини тәләп қилди.

У, хитайниң униңға һөрмәт қилидиғанлиқини билдүрүп кәлгәнликини әскәртип, “оттуридики ихтилапниң чоқум сөһбәт, өз - ара мәслиһәт вә қанунға әмәл қилиш асасида һәл қилинишини, һечқандақ дөләт һазирқи һаләтни өзгәртиш үчүн бир тәрәплимилик һәрикәт қолланмаслиқи керәкликини” тәкитлигән.

Америка дөләт ишлар министирлиқи баянатчиси марк тонер вашингтонда җон кәрийниң сөзигә чүшәнчә берип, америкиниң җәнубий деңиз мәсилисидики позитсийәси изчил вә униңда һечқандақ өзгириш болмиғанлиқини билдүрди.

Марк тонер: “мана бу бизниң бу сөһбәтни өткүзүшимиздики сәвәбләрниң бири. Йәни бизниң муддиайимиз олтуруп достанә, растчил, сәмимийлик билән хитайға униң җәнубий деңиздики һәрикитидин туйған әндишимизни оттуриға қоюштур. Бизниң мәйданимизда һечқандақ өзгириш болмиди. Биз җәнубий деңиз мәсилисигә алақидар дөләтләрни бир тәрәплимилик һәрикәт қоллинип, һазирқи һаләтни өзгәртмәсликкә, уларниң деңиз игилик һоқуқ тәлипи хәлқара деңиз окян қануниға уйғун келиш - кәлмәсликигә қарашқа илһамландуримиз. Бизниң бу мәйданимиз изчил вә өзгәрмиди. Биз бу нуқтини хитайға давамлиқ тәкитләп туримиз” дәп көрсәтти.

Яң җйәнли әпәнди кишилик һоқуқ айрим мәсилидәк қилсиму, әмма униң бихәтәрлик, сода, иқтисад, қанун, хәлқара әһдинамиләргә әмәл қилиш қатарлиқ һалқилиқ амилларға тәсир көрситидиғанлиқини әскәртип, бу мәсилини башқа мәсилиләр билән бирләштүрүп қараш “америкиниң узун мәзгиллик мәнпәитигә уйғун келиду” деди.

Яң җйәнли мундақ дәйду: “биз өзимизниң хетини йоллиғандиму биләттуқ. Еһтимал бу диалогда кишилик һоқуққа унчилик диққәт қилинмаслиқи мумкин иди. Диалог ахирлашқанда биз кишилик һоқуқни оттуриға қойдуқ, дәп қоятти. Әлвәттә бу җәһәттә чоң бир нәтиҗә болмайдиғанлиқини ойлиған. Әмма биз йәнила америка һөкүмитиниң бу мәсилиниң еғирлиқини ойлишини үмид қилимиз. Мән баям дегәндәк, биз америка һөкүмитиниң башқа барлиқ мәсилиләрни кишилик һоқуқ билән бирләштүрүп қаришини үмид қилимиз. Бундақ қилиш америкиниң мәнпәитигә мухалип әмәс.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.