Хәлқара чегра һәмкарлиқ мәркизи баҗдин қутулуш җәннити болуп қалған

Мухбиримиз ирадә
2017.06.08
Xelqara-chegra-hemkarliq-merkizi.jpg Қорғастики хәлқара сода мәркизи.
Public Domain

2012-Йили қорғаста қурулған “хитай-қазақистан қорғас хәлқара чегра һәмкарлиқ мәркизи” хитай һөкүмитиниң “бир бәлвағ, бир йол истратегийиси” тәшвиқатидики муһим җайларниң бири болуп қалған иди. Хитай рәсмий ахбаратлири қорғастики чегра һәмкарлиқ мәркизи қурулғандин буян зор иқтисадий үнүм яратқанлиқини илгири сүрсиму, чәтәлләрдики ахбарат васитилириниң игилигән мәлуматлири буниң әксини сөзлимәктә. Ройтерс өз хәвиридә, қорғастики иқтисад алаһидә райониниң ичкири өлкиләрдики хитай ширкәтлириниң баҗдин қутулуш орни болуп қалғанлиқини билдүргән.

Қорғас иқтисад алаһидә райони қармиқидики “хитай-қазақистан қорғас хәлқаралиқ чегра һәмкарлиқ мәркизи” хитай һөкүмитиниң уйғур елини “һалқима тәрәққий қилдуруш” дәйдиған шоари астида 2012-йили қурулған иди. Хитайниң мәркизи телевизийә истансиси, хәлқ гезити қатарлиқ ахбарат васитилири өз хәвәрлиридә “бир бәлвағ, бир йол истратегийиси” йолға қоюлғандин бери бу мәркәздики тиҗарәтниң кеңийишигә йәниму кәң йол ечилғанлиқини илгири сүргән.

Хәлқ гезити өз хәвиридә йәнә, “бир бәлвағ, бир йол” тәшәббусиниң тәдриҗий илгири сүрүлүшигә әгишип, қорғас чегра еғизи өзгичә район үстүнлүки, етибарлиқ баҗ сиясити арқилиқ дөләт ичи-сиртидики нурғун карханиларни мәбләғ селишқа җәлп қиливатқанлиқини илгири сүргән. Һалбуки, хәлқаралиқ ахбаратлар қорғастики әмәлий әһвалниң юқирида аңлитилғанлардин пәрқлиқ икәнликини билдүрмәктә. Мәсилән, әнглийәниң ройтерс агентлиқи 6-июн күни “йипәк йоли үстидики қорғас тиҗарәтчиләрни җәлп қилалмайватиду” мавзулуқ бир хәвәр елан қилди. Хәвәрдә, бир қанчә хитай мәбләғ салғучилар вә мунасивәтлик кишиләрни зиярәт қилған. Ма фамилилик бир хитай мәбләғ салғучи өзиниң районға мәбләғ селиш әһваллирини көзитип беқиш үчүн барған болсиму, көргән мәнзирисидин үмидсизлинип, дәрһал үрүмчигә қайтип кәлгәнликини ейтип бәргән, йәни у йәрдә пәқәт хитайниң әзан пуллуқ кийим-кечәклирини, маллирини суляв халтиларға қачилап чөргиләп йүргән қазақ чарвичилардин башқа нәрсә көрмигән. Униң үстигә бу мәркәз қурулушиниң аптомобилларниң киришигә әпсизликини, 5 юлтузлуқ бирәр меһманханиниңму йоқлуқини ейтип, бу йәр юқири соммилиқ мәбләғ селишқа әрзимәйдиғанлиқини билдүргән.

Ройетерс мухбириниң баян қилишичә, “хитай-қазақистан қорғас хәлқара чегра тиҗарәт-һәмкарлиқ мәркизи” ниң хитай тәрипидә болса хитайниң әзан баһалиқ маллирини сатидиған 5 сода бинаси бар болуп, у йәрдики дукандарларму херидар йоқлуқидин шикайәт қилмақтикән. Шу йәрдики бир дукан игиси мухбирға өзиниң бәзи күнләрдә күн бойичә бирму мал саталмайдиғанлиқини ейтип “бәзи қазақлар бай болсиму, әмма нурғунлири кәмбәғәл, 20 койлуқ майкиниңму баһасини талишиду” дегән.

Түркийә һаҗәттәпә университетиниң оқутқучиси, хитай ишлири мутәхәссиси доктор әркин әкрәм әпәнди болса, қорғастики вәзийәтниң юқиридикидәк болушиниң сәвәблирини чүшәндүрүп, қорғас хәлқара чегра тиҗарәт-һәмкарлиқ мәркизиниң әслидила зор тәрәққият қилидиған амилларға игә әмәсликини билдүрди. У мундақ деди: “чегра һәмкарлиқ мәркизиниң тәрәққияти үчүн ишләпчиқириш күчи вә базардин ибарәт икки амил муһим рол ойнайду. Әмди бу базарға қарайдиған болсақ, қазақистан вә қирғизистан һәр иккилиси иқтисадий аҗиз дөләтләр, шуңа бу дөләтләргә мал сатқили болмайду. Иккинчиси, уйғур елиниң өзигә кәлсәк, уйғур ели өзиму күчлүк бир ишләпчиқириш базиси әмәс. Шуңа қорғасни әркин қоюп берип, тиҗарәтни илгири сүримиз десиму бәрибир бир үнүми болмайду.”

Ройтерсниң ейтишичә, уйғур аптоном район даирилири вә қорғас даирилири ройтерс мухбириниң бу һәқтики соаллириға җаваб бәрмигән. Әмма уйғур елиниң хуаң сәнпиң исимлик рәһбири бейҗиңдики йиғинда мухбирға қилған сөзидә, өзиниң йеқинда қорғасни зиярәт қилғанлиқини, у йәрниң гүллинип, һаятий күчкә толғанлиқини ейтқан. Хитайниң хәлқ гезити қорғастики чегра һәмкарлиқ мәркизи һәққидики хәвиридә мунуларни баян қилған :

“йеқинқи йиллардин буян, дөләт қорғасниң тәрәққиятини қоллайдиған бир йүрүш етибар бериш сиясәтлирини чиқарди, болупму орунлашқан карханиларни тәрәққий қилдурушқа нуқтилиқ илһам бәрди, карханилар бәш йиллиқ һәқсиз тапавәт беҗидин бәһримән болалайду, саяһәт, юқири йеңи техника кәспиниң тәрәққияти, чегра һалқиған електронлуқ сода қатарлиқлар җәһәттә конкрет етибар бериш сияситиму бар. 2014-Йилидин һазирға қәдәр, қорғаста мәмликәтниң һәр қайси җайлиридин болуп, 10 миңдин артуқ кархана ройхәткә алдурди. Оттура асиядики дөләтләрдин келип ройхәткә алдурған ширкәтләр 500 дин ошуқ.”

Әмма ройтерсниң ейтишичә, 5 квадрат километирлиқ бу чегра тиҗарәт-һәмкарлиқ мәркизиниң қазақистан тәрипи асасән бош болуп, 63 иш пиланиниң аран 25 игә мәбләғ салғучи чиққан. Бундин сирт йәнә, һазирғичә қорғаста ройхәткә алдурған кархана-ширкәт сани 2411 болуп, буниң йеримидин көпи пәқәтла бу райондики баҗ кәчүрүм қилиш сияситидин бәһримән болуш үчүнла тизимлатқан ширкәтләр болуп, уларниң йәрликниң иқтисадиға вә иш имкани яритишқа һечқандақ пайдиси йоқ икән.

Америка җорҗ вашингтон университетиниң профессори шан робертс әпәнди бүгүн радийомизға қилған сөзидә, қорғастики тиҗарәттин сөз ачқанда һәр иккила дөләтниң чириклик мәсилиси барлиқини унтуп қалмаслиқ керәк, деди. У мундақ деди: “қорғастики чегра тиҗарәт һәмкарлиқ мәркизидин сөз ачқанда, биз хитай вә қазақистан һәр иккилисиниң чириклик мәсилиси еғир дөләтләр икәнликини унтуп қалмаслиқимиз керәк. Бу дөләтләрдә тиҗарәт мәркизи болған икән, чирикликму мәвҗут болиду. Шуңа буму мәсилиниң бир тәрипи болуши мумкин. Әмма йәнә бир тәрипи, қорғастики тиҗарәт йоли техи явропаға йетип берип болалмиди. Мәнчә, қачан ‛бир бәлвағ, бир йол истратегийиси‚ әмәлгә ешип, тиҗарәт йоллири явропаға туташқан чағда андин қорғастики бу иқтисад-һәмкарлиқ райони һәқиқий ролини җари қилдуралиши мумкин.”

Доктор әркин әкрәм әпәндиму хитай һөкүмитиниң қорғастики бу алаһидә районни қуруштики асасий мәқситиниң райондики хәлқләрни җәлп қилиш вә уни явропаға тутушидиған йолдики бир вогзал қилиш икәнликини билдүрди.

Илгири “җәнубий хитай сәһәр гезити” бир хәвәр тарқитип, хитайдики даңлиқ артис фән биңбиңниң 2016‏-йили 8‏-айда “әймейшән филим вә телевизийә мәдәнийәт” ширкитини қуруп, ширкәтни қорғас алаһидә иқтисади районида ройхәткә алдурғанлиқини, қорғас районида ройхәткә алдурған кишиләр ичидә йәнә яң мийға охшаш бай артисларниң барлиқини ашкарилиған иди. Ройтерс хәвиридә, ройхәткә алдурулған ширкәтләргә чоқум йәрликтә мәшғулат қилиш шәрти қошулмиғанлиқтин, бу атақта қорғаста қурулған ширкәтләр қорғаста һәтта уйғур елиниң һечқандақ башқа йеридә мәвҗут әмәс, шуңа көзәткүчиләр уларниң йәрликниң иқтисадиға вә иш имкани яритишқиму һечқандақ пайдиси йоқлуқини билдүрмәктә” дәп баян қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.