Бу йил уйғур пахтикар деһқанлар көп зиян тартти
2015.10.27
Уйғур дияри хитай бойичә әң чоң пахта ишләпчиқириш райони болуп, уйғур елидики деһқанлар асасән кевәзчиликтин нәпкә еришиду. Бултур уйғур елиниң пахта ишләпчиқириш миқдари пүтүн мәмликәт омумий ишләпчиқириш миқдариниң 60% дин артуқини игилигән. Гәрчә пахтиниң иккиләмчи мәһсулатлирини пишшиқлайдиған хитай карханилири һаятий күчкә толған болсиму, лекин кевәз териған деһқанлар билән пахта пишшиқлайдиған карханилар зиян тартқачқа, бу йил кевәз териқчилиқ көлими 20% азайған. Бу йил түрлүк апәт вә башқа амиллар түпәйли пахта мәһсулатиму төвәнлигән. Бу әһвалда әсли пахта баһаси юқирилиши керәк иди, әмма турпан, қумул, корла, ақсу, қәшқәр қатарлиқ җайлардин игилишимизчә, кевәз бултурқи шу мәзгилдикидин бир-икки һәптә кечикип йиғивелиниватқан болсиму, пахта пишшиқлаш карханилири пахта сетивелишта баһани төвән қойғачқа, пахтикарларниң әндишиси йәниму күчәйгән. Тәбиий апәтләр вә башқа түрлүк сәвәбләр билән бу йил кевәзниң мо беши һосули төвән болғандин сирт сетивелиш баһанисиниңму төвән болуши билән уйғур деһқанларниң кирими көрүнәрлик төвәнлигәнлики мәлум болди.
Уйғур аптоном райони хитайниң асаслиқ пахта базиси. Шинҗаң ишләпчиқириш қурулуш биңтуәни ториниң хәвиридин ашкарилинишичә, биңтуән бу йил йеза игилик териқчилиқ қурулмисини әлалаштуруш үчүн, “пахтини азайтип ашлиқни көпәйтиш” сияситини йүргүзүп, ашлиқ ишләпчиқиришни муқимлаштуруп пахта сүпитини әлалаштурушни әмәлгә ашуруш мәқситидә азайтқан кевәз етизлири 1 милйон 350 миң мо болуп, 12.9% Азайған. Йеқинда шинҗаң биңтуән һәр тонна пахтиниң сетилиш баһасини 300 йүәндин 500 йүәнгичә төвәнләтти. Импорт пахтиниң баһасиму азрақ чүшкән. Мәмликәт бойичә кевәз көлими бултурқидин 20% әтрапида азайған. Хитайниң пахта базириға даир хәвәрләрдин бу йил хитайниң пахта импорт миқдариниңму көрүнәрлик төвәнлигәнлики мәлум. Даириләр бу, “бу йил аптоном районимизда пахта баһасини муқимлаштурушқа пайдилиқ” дәп көрсәткән болсиму, лекин уйғур дияриниң һазирқи базар әһвали вә иқтисадқа даир учурлардин мәлум болушичә, териқчилиқ көлими азайған, тәбиий апәт вә башқа һәр түрлүк сәвәбләр билән кевәз териған деһқанлар билән пахта пишшиқлайдиған карханилар зиян тартқачқа, бу йил пахта баһаси бултурқидин 20% кечә төвән болмақта икән.
Турпанниң пичан тәвәликидики бир пахтикар деһқан аялдин уқушимизчә, қум боран, қурғақчилиқ қатарлиқ тәбиий апәтләр сәвәблик пахта йиғиш вақти икки һәптә кечиккән, мәһсулат сүпити вә миқдари азайғанниң үстигә тоқумичилиқ карханилири бу йил сетивалидиған пахтиниң сүпитигә алаһидә қаттиқ тәләп қойған,буниң билән деһқанларниң кирими әндишә қилғудәк һаләттә төвәнлигән.
2014-Йили хитай пахтини вақитлиқ сетивелип сақлаш сияситини бикар қилип, пахта нишанлиқ баһа ислаһатини бу нуқтида синақ қилмақта иди, даириләр “пахта нишанлиқ баһа ислаһатида карханилар бурунқидәк қариғуларчә пахта сетивалмастин, сүпәтни, базарни алдинқи орунға қойиду, һөкүмәт пахтиниң нишанлиқ баһаси билән база баһаси арилиқидики баһа пәрқигә толуқлима бериду” дәп көрсәтти. Аптоном районлуқ тәрәққият, ислаһат комитетиниң елан қилишичә, сентәбирниң оттурилири 2015-йиллиқ пахтиниң нишанлиқ баһаси ислаһатини нуқтида синақ қилиш хизмитини башлаш телевизийә-телефон йиғини ачқан иди. Аптоном район рәиси шөһрәт закир йиғинда: пахтиниң нишанлиқ баһаси ислаһатини паал пухта илгири сүрүш дөлитимизниң йеза игилик мәһсулатлири баһаси ислаһатиниң муқәррәр йоли, аптоном районимизниң териқчилиқ қурулмисини тәңшәшни илгири сүрүш, техиму көп пахта тоқумичилиқ карханилирини шинҗаңға маканлаштурушниң муһим тәдбири болуп, аптоном районимизниң тоқумичилиқ, кийим-кечәк кәспини раваҗландуруш, ишқа орунлаштуруш, болупму җәнубий шинҗаң райониниң ишқа орунлаштуруш йоллирини көпәйтиш җәһәтләрдә муһим әһмийәткә игә, дәп сөзлигән.
Уйғур елидин тарқитиливатқан хәвәрләрдә “мәркәзниң шинҗаңда пахта тоқумичилиқ, кийим-кечәк кәспиниң тәрәққиятини тезлитиштин ибарәт истратегийилик орунлаштурмисиниң түрткисидә, аптоном районимизму карханилар ишлитидиған токниң баһасини төвәнлитиш, пахта тошушқа толуқлима бериш қатарлиқ он түрлүк етибар сиясәтни йолға қойди” дәп көрситилди.
Игилишимизчә, 2015-йили 6-айниң ахириғичә болған мәзгилдә, ичкиридики тоқумичилиқ, кийим-кечәк карханилириниң районға келип мәбләғ салған түри 118 кә йәткән, уйғур деһқанларниң билдүрүшичә, нөвәттә хитай кийим ишләш вә пахта пишшиқлап ишләш карханилири һәммә җайда авуп кәткән болсиму, улар асасән биңтуән пахтилирини муқим баһада сетивелип йәрликниң пахтилирини болса төвән баһа қоюп сетивалидиған болғачқа, уйғур пахтикар деһқанларға пайда елип кәлмәк түгүл, зиян болмақта икән.
Иқтисад гезити хәвидин мәлум болушичә, пахта баһасиниң омумий чүшүш әһвали хили узун мәзгилгичә давам қилидиған болуп хәвәрдә мундақ көрситилгән:
“җуңгониң пахта импорти зор дәриҗидә азлап кәтти, буниң билән тәң йеқинқи айларда пахта қәрәллик мелиму чүшти, буниңға пахта тоқумичилиқ карханилири, тиҗарәт содигәрлириниң ичкири өлкиләрдики амбарлардин биваситә шинҗаң пахтисини сетивелиш нисбитиниң чүшүшини қошқанда, ичкири өлкиләргә йөткәлгән амбарлардики пахта баһасиму өсмәйду. Һәр тонна 2128-дәриҗилик пахтиниң баһаси әслидики 14200-14300 йүәндин 14000-14100 йүәнгә чүшкән болуп, қәшқәр вилайити йәкән наһийиси, мәкит наһийиси, маралбеши наһийиси қатарлиқ ишләпчиқириш орунлиридики һәр тонна 2128-дәриҗилик қолда терилған пахта баһаси 14000 йүәндинму чүшүп кәткән.”
Уйғур аптоном районлуқ хәлқ һөкүмити бу йил сентәбир елан қилған 2015-йиллиқ пахта нишанлиқ баһа ислаһати синақ райони хизмитини әмәлийләштүрүш лайиһиси бойичә болғанда, бу йил 9-айдин башлап, мәркәзниң толуқлима омумий соммисиниң %90 ни сетилиш миқдариға асасән кевәз териған деһқанларға толуқлима қилип беридикән, қалған 10% ни қәшқәр, хотән, ақсу вә қизилсу қатарлиқ җәнубий шинҗаңдики 4 вилайәт, бир областтики асаси деһқан аилилириниң териш көлимигә асасән толуқлима қилип беридикән.
Бу йил кевәздин зор зиян чиққанлиқи үчүн қишлиқ озуқ түлүк вә иссиниш чиқимлирини қандақ һәл қилиш ғемидә қалған ақсу аваттики бир пахтикар аял йеқинқи йиллардин буян, пахта базирида давалғуш бир қәдәр чоң болуватқанлиқини, болупму уйғур елиниң җәнубида уйғур деһқанлар мәһсулат төвән, кевәз сетиш тәс болушниң еғир зийиниға учрап келиватқан болсиму, даириләрниң кевәз териған деһқанларниң мәнпәәтини қоғдаш үчүн һечқандақ бир әмәлий тәдбир алмайватқанлиқини, һәтта қәрз төләшкә қистап келиватқанлиқидин шикайәт қилди.