Голландийәдә ечилған үрүмчи уйғур ресторани алқишқа еришти
2015.09.14

12-Сентәбир голландийәниң роттердам шәһиридики мәркизи пойиз истансиға йеқинла йәрдә бир уйғур ресторани ечилди.
Игилишимизчә, мәзкур ресторанниң орни вә алаһидилики уйғурларниң еһтияҗиға уйғун болуп, бирла вақитта йәтмиш нәччә адәмни бималал узуталайдикән.
Ичилиш мурасимиға тәшрип қилған бир ханимниң билдүрүшичә, һазир голландийәдики аялларниңму өз-ара достлуқ зияпәтлири үчүн мушундақ бир ресторанға еһтияҗ ешиватқан болуп, үрүмчи уйғур рестораниниң истиқбали бар икән.
Мәзкур ресторанниң хоҗайини қәһриман турсун әпәнди зияритимизни қобул қилип, голландийәгә кәлгәндин бери мушундақ бир уйғур ресторани ичиш пиланида йүргәнликини, оқуш вә башқа басқучлирини тамамлап болғандин кейин бу ресторанни ичишкә мувәппәқ болғанлиқини билдүрди.
Қәһриман турсун әпәнди он нәччә йилдин бери голландийәдики сиясий вә миллий паалийәтләрдә актип рол елип кәлгән зәйнидин турсун әпәндиниң иниси болуп, зәйнидин турсун әпәндиниң билдүрүшичә, бу ресторан уйғур йемәклири мәдәнийитини тонуштуруш билән биргә, сиясий дәва йолидиму бәлгилик рол ойнайдикән.
Инкас бәргүчиләрниң қаришичә, бу, пүтүнләй уйғур таамлири биләнла ечилған тунҗи уйғур ресторани икән.