Уйғур җәмийити голландийә баҗ қануни һәққидә лексийә орунлаштурди
2015.03.03
2015-Йили 3-айниң 1-күни “явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити” дә җәм болған голландийәдики уйғурлар йәмәндики сиясий өзгиришләрниң тарихи билән қисқичә тонушуп чиқти вә голландийәдики баҗ ишлириға алақидар иқтисадий қанунлар һәққидики чүшәнчилирини йеңилиди.
Алди билән мәзкур җәмийәтниң мәсули әйса қараҗимниң тәйярлишида йәмәнниң тарихи билән тонушуп чиққан паалийәт әһли, йәмәндики инқилабчи гуруппилар тәрәққиятиниң ички-ташқи амиллирини, ана вәтининиң азадлиқи билән бирләштүрүп музакирә қилди вә пикир алмаштурди.
Намаздин кийин ғизалинип болған җамаәт, мәзкур җәмийәт тәрипидин алаһидә тәклип қилинған иқтисадий һәқ-тәләп мутәхәссиси йүсүп ақташ әпәндиниң тәқдим қилишида, голландийәдики баҗ ишлириға алақидар чүшәнчисини йеңилиди. Йүсүп ақташ әпәнди 2 йил илгири бу җәмийәткә бир қетим келип, бу һәқтә сават аңлатқан иди.
Йүсүп ақташ әпәнди паалийәт әһлигә йәнә, шәрқий түркистан хәлқиниң истиқбали үчүн уйғур қериндашлири билән бир сәптә туридиғанлиқини, ғәлибиниң иттипақлиқ вә тоғрилиққа бағлиқ икәнликини тәкитлиди вә барлиқ қериндашлирини иман-исламниң шәртлиригә уйғун яшашқа чақирип, атиларчә нәсиһәт қилди.
Паалийәт ахирида иштиракчилар йүсүп ақташ әпәндидин өзлири дуч кәлгән мәсилиләр һәққидә соаллар сорап, қанаәтлинәрлик җавабини алди. Паалийәт шу йәр вақти чүштин кейин 13 тә башлинип, кәч саәт 19 ға қәдәр давам қилди.
Зияритимизни қилғанлар өзлириниң йүрәк сөзлирини ейтти. Йүсүп ақташ әпәндиму бүгүнки бу паалийәттә уйғур қериндашлири билән дәрқәмтә болуштин алған дил һузурини радио аңлиғучилиримиз билән ортақлашти.
Һәр айниң беши яки ахиридики йәкшәнбә күнлири бир қетимдин давам қилип келиватқан “айлиқ сөһбәт паалийити” явропа шәрқий түркистан маарип җәмийитиниң йиллардин бери изчил давам қилип келиватқан хизмәтлиридин бири болуп, униңда миллий вә диний кимликини җари қилдурушқа пайдилиқ тәвсийиләр тарихқа аит қиммәтлик яднамиләр вә бүгүнки һаятқа алақидар реал мәсилиләрни музакирә қилиш вә өгиниш, вәтәндашлар ара әркин сөһбәт билән қериндашлиқ мунасивәтлирини күчәйтиштәк, әһмийәтлик программилар асас қилинип кәлмәктә.