Истанбулниң сәфакөй районидики уйғурлар сода-йәрмәнкә паалийити уюштурди

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2013.05.21
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
istanbul-Sefakoy-soda-yermenke.jpg Сәфакөй районида ечилған сода-йәрмәнкидин көрүнүш. 2013-Йили май, истанбул.
RFA/Arslan

Истанбулда паалийәт қиливатқан шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити сәфакөй шөбисиниң уюштуруши билән истанбулниң сәфакөй районида шәрқий түркистан сода-тиҗарәт йәрмәнкиси ечилди.

Шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити тәрипидин һәр йили бир қетим истанбулда шәрқий түркистан сода-тиҗарәт иҗтимаий паалийити өткүзүлүп келиватқан болуп, бу йил 4-қетимлиқ сода йәрмәнкиси сәфакөй шөбисиниң уюштуруши билән 2013-йили 5-айниң 17-күни сәфакөй районидики ататүрк бағчисида рәсмий ечилди.

Бу йәрмәнкидә истанбулдики бир қисим тиҗарәтчиләр дуканлирида сатидиған маллардин ианә қилди. Уйғур аяллар һәмкарлишип өз ихтиярлиқи билән өйлиридә уйғурчә таамларни пишуруп әкелип тәқдим қилди.

Бу паалийәттә бир тәрәптин уйғурларниң өрп-адәт, мәдәнийәтлирини тонуштуруш паалийити елип бериш билән биргә, иқтисадий кирим қилиш мәқситидә һәр хил әр-аялчә кийим-кечәкләр, оюнчуқлар вә уйғур таамлиридин ләңмән, полу, манта, самса, сериқ аш, ләңпуң вә печинә қатарлиқ тамақлар вә шуниңға охшаш һәр хил әшялар сетилди.

Бу паалийәттә уйғурларниң миллий мәдәнийитини тонуштуруш билән биргә һәр хил кийим-кечәк вә турмушта қоллинидиған еһтияҗлиқ әшялар вә уйғурчә йемәк-ичмәк, кийим-кечәк вә һәр хил нәрсә-керәкләр сетилди. Йәрмәнкини көп санда кишиләр қизиқип зиярәт қилмақта вә нәрсә керәк сетивалмақта.

Бу йәрмәнкини зиярәт қиливатқанларниң сани көп болуп, чоң һәҗимдики чедирниң ичигә үч қатар қилип һәр хил турмуш буюмлири тизилған, чедирниң әтрапиға “шәрқий түркистан йәрмәнкисигә хуш кәлдиңиз” дегән чоң хәтләр йезилған вә чедирниң үстигә шәрқий түркистан байриқи билән түркийә байриқи есилған.

Игилинишичә бу йәрмәнкини ечиш үчүн истанбул аммиви тәшкилатларни башқуруш идариси вә көчүкчәкмәҗә шәһәрлик һөкүмәттин рәсмий рухсәт елинған болуп, йәрмәнкә 5-айниң 17-күнидин 23 ‏-күнигичә бир һәптә давам қилидикән.

Биз бу паалийәт һәққидә техиму көп мәлуматқа еришиш үчүн шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң сәфакөй шөбә башлиқи әнвәр қари вә аяллар бөлүми мәсули мунәввәр өзуйғур билән сөһбәт елип бардуқ.

Әнвәр қари, бу паалийәтни уюштуруштики мәқситини ипадиләп, бир тәрәптин түрк хәлқигә уйғурларниң миллий өрүп-адәт, кийим-кечәк вә йемәк-ичмәклирини тонуштуруш билән биргә иқтисади кирим қилип, истанбулниң үч орнида ечилған уйғур ана тил йәсли мәктәпләрниң иқтисади чиқимлирини һәл қилиш вә җәмийәтниң паалийәтлирини тәрәққий қилдуруш үчүн бу паалийәтни уюштурғанлиқини ипадилиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.