Җон кәррий америкиниң хитай мәсилисидә әқлий мүлк һоқуқи, базар вә пул курси мәсилилиридә йәнила җиддий риқабәткә дуч келиватқанлиқини билдүрди
2013.01.24
Шу мунасивәт билән җон кәррийниң вәзипигә олтурғандин кейин, қандақ ташқи сиясәт йүргүзидиғанлиқи, хитай билән мунасивәтни қандақ тәңшәйдиғанлиқи көзәткүчиләр йеқиндин диққәт қилидиған бир мәсилә болуп қалди. Кеңәш палата ташқи комитети пәйшәнбә күни мақуллуқ йиғини өткүзүп, униң ташқи сиясәт җәһәттики пикрини аңлиди.
Обама һөкүмитиниң һәр қандақ бир ички кабенит намзати чоқум америка кеңәш палатасиниң мақуллуқидин өтүши керәк. Җон кәррийниң намзатлиқи кеңәш палатасида һечқандақ қаршилиққа учримай мақуллуқтин өтүш еһтималлиқи зор. Кеңәш палатаси ташқи ишлар комитетиниң пәйшәнбә күни өткүзүлгән мақуллуқ йиғинидики достанә кәйпият буниң типик намайәндисидур. Җон кәррий йиғинда өзиниң вәзипигә олтурғандин кейин йолға қойидиған ташқи сияситини шәрһләп, палата әзалириниң һәр хил мәсилиләрдики соаллириға җаваб бәрди.
Җон кәррий хитай билән болған мунасивәт һәққидә тохтилип, хитай билән мунасивәтни күчәйтишкә тиришидиғанлиқини, бирақ буниң “наһайити қийин вә узун вақит кетидиған мусапә ” икәнликини билдүрди. У хитай билән болған мәсилиләрни қандақ һәл қилиш һәққидә тохтилип, америкиниң хитай мәсилисидә әқлий мүлк һоқуқи, базарни ечиш, пул курси қатарлиқ җәһәтләрдин йәнила җиддий риқабәткә дуч келиватқанлиқини билдүрди.
Җон кәррий мундақ дәйду:
-Хитай дипломатийиси давам қиливатқан бир мәсилә. Мәсилиләрни бир-бирләп һәл қилишимиз изчиллиқ вә чидамчанлиқ тәләп қилиду. Бизниң хитай билән оттуримизда нурғун мәсилә бар. Мениң мәқситим диққәтни һөкүмәт башлиған оттуридики балансни тәңшәш арқилиқ америкиниң баланс пәрқини чоңайтишқа мәркәзләштүрүш. Чүнки бу бизниң хитай билән болған мунасивитимизни күчәйтишимиздә муһим әһмийәткә игә. Хитай дунядики муһим иқтисади дөләт. Һалбуки, дуня хам әшясиға болған иштиһаси наһайити зор дөләт. Бизниң һәммә дөләт әмәл қилидиған бир қаидә -түзүмгә еһтияҗимиз бар. Мана бу һөкүмәтниң тинч окян ара шерикчиликни йолға қоюшидики сәвәб. Бу арқилиқ һәммә қобул қилалайдиған түзүмни бекитишкә ярдәм қилиш. Бу бизниң сода қилишимиз үчүн муһим мәсилә. Бирақ биз хитай билән әқлий мүлк һоқуқи, базарни ечиветиш, пул курси қатарлиқ мәсилиләрдә җиддий риқабәткә дуч келиватимиз.
Җон кәррий бу сөзләрни йиғинда бир кеңәш палата әзасиниң америка дөләт ишлар министирлиқи қандақ қилип, хитайни әқлий мүлк һоқуқиға һөрмәт қилиш, базарни ечиветиш қатарлиқ мәсилиләрдә позитсийисини өзгәртишкә мәҗбур қилидиғанлиқи һәққидики соалиға җаваб бәргәндә тәкитлиди.
Америка-хитай мунасивити дунядики әң мурәккәп мунасивәт. Америка хитай мунасивитиниң характеригә қандақ баһа бериш изчил талаш-тартиштики тема болуп кәлди. Икки дөләт өз- ара риқабәтчиму яки бир-биригә қарши рәқипләрму вә яки йошурун дүшмәнму ? бу һәр икки дөләт җаваб бериштин изчил өзини қачуруп келиватқан соаллар. Америка билән хитайниң кишилик һоқуқ, демократийә, қанун билән башқуруш қатарлиқ нурғун җәһәтләрдә күчлүк ихтилапи болсиму, бирақ иран ядро мәсилиси, террорлуқ қатарлиқ бәзи хәлқара, район характерлик мәсилиләрдә зич һәмкарлиқи бар.
Җон кәррий йиғинда америка билән хитай иқтисади җәһәттә риқабәтчи болсиму, бирақ чоқум өз-ара рәқиб болуши керәк әмәсликини билдүрди. У :
-Мениң һазирқи үмидим ши җинпиң вә йеңи һөкүмәтниң буниңға җавабән охшашла биз билән кәң даилирилик мунасивәтни алға асүрүшни тонуп йетиши. Мән шундақ қараймәнки, хитай бир шерик сүпитидә муһим рол ойниялайду. Йәр шари характерлик мәсилиләрдә биз иқтисади риқабәтчи болсақму, бирақ биз бир-биримизни рәқиб һесаблап, нурғун мәсилиләрдики һәмкарлиқимизни бузғунчилиққа учратмаслиқимиз лазим. Хитай һазир иран мәсилисидә биз билән һәмкарлишиватиду. Мениңчә, бизниң шималий корийә вә йирақ шәрқтики башқа мәсилиләрдә техиму көп һәмкарлиқ елип бериш мумкинчилимиз бар,- дәйду.
Лекин бәзи көзәткүчиләрниң илгири сүрүшичә, америк, хитай арисидики түп ихтилапларниң бири, уларниң қиммәт қаришидики пәрқтур. Хитай нурғун хәлқара келишимләргә қол қойған болсиму, бирақ ортақ хәлқара қиммәт вә өлчәмләрни қобул қилишни изчил рәт қилип кәлгән. У б д т пуқралар һоқуқи вә сиясий һәқләр әһдинамисигә 1998-йили имза қойған болсиму, лекин хитай хәлқ қурултийи мәзкур әһдинамини һазирға қәдәр тәстиқлимиди. Тәнқидчиләрниң илгири сүрүшичә, хитайниң җинайи ишлар қануни вә мунасивәтлик хитай қанунлиридики нурғун маддилар вә пүткүл әдлийә системиси мәзкур б д т әһдинамисиниң роһиға хилап. Шуңа бәзи көзәткүчиләр америка билән хитайниң кишилик һоқуқ қатарлиқ җәһәтләрдики ихтилапи йәнә узун бир мәзгил давамлишидиғанлиқини билдүрди.