Үрүмчи тикқудуқтики кан ишчилири ишсиз қалған

Мухбиримиз меһрибан
2017.11.17
komur-kan-urumchi.jpg Хитай ширкәтлиригә һөддигә бериветилгән көмүркан. 2012-Йили 1-авғуст, үрүмчи.
AFP

Йеқинда өз кимликини ашкарилимаслиқ шәрти билән радийомиз зияритини қобул қилған муһаҗирәттики бир уйғур ханимниң билдүрүшичә, үрүмчи людаван райониға қарашлиқ тикқудуқ көмүр кени 2010-йили буйруқ билән тақалғандин буян, мәзкур кандики көмүр колашқа тайинип турмушини қамдаватқан 1500 әтрапидики уйғур ишчи ишсиз қалған. Буниң билән улар күндилик турмушини қамдаш үчүн һәр хил тирикчилик йоллирини издәшкә мәҗбур қалған.

Һалбуки, бу йил киргәндин буян мәзкур кан ишчилириниң тик қудуқ олтурақ райони “шәһәр қурулушини рәткә селиш” намида чеқилишқа башлиғандин кейин, уйғурлар 90 пирсәнтни игиләйдиған тикқудуқ мәһәллисидики уйғурларниң туралғулири чеқиветилгән. Буниң билән улар башқа җайларға тарқақлаштурулуш қисмитигә дуч кәлгән. Нөвәттә тикқудуқ көмүр кенида ишлигән сабиқ кан ишчилириниң тирикчилик әһвали қийинлишип, яшаш шараити пүтүнләй кесилгәнлики мәлум.

Бу йил киргәндин буян, уйғур диярида һөкүмәт даирилириниң буйруқи билән тақалған кичик вә оттура типтики көмүр канлар йәниму көпәйгән. Тәңритағ ториниң өткән һәптидики хәвиридә тилға елинишичә, 2017-йили уйғур аптоном райони бойичә йилиға 11 милйон тонна әтрапида көмүр ишләпчиқиридиған көмүр канлардин 113 җайдики кан буйруқ билән тақалған.

Хитай даирилириниң уйғур дияридики кичик вә оттура типтики көмүр канларни “муһитни булғаш вә бихәтәрлик әслиһәлири толуқ болмаслиқ” дегән баһаниләрдә тақиши яки хитай өлкилиридики көмүр ширкәтлиригә өткүзүветиши 2010-йилила башланған болуп, үрүмчи людаван райониға қарашлиқ тикқудуқ көмүр кени әң дәсләп буйруқ билән тақалған йәрлик көмүр канлардин һесаблинидикән.

Дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси пәрһат муһәммәт әпәнди узундин буян уйғур вәзийитини йеқиндин көзитип келиватқан сиясий анализчиларниң бири. Пәрһат әпәнди зияритимизни қобул қилип, өз қаришини оттуриға қойди

Униң қаришичә, хитай даирилириниң уйғур дияридики көмүр канларни һәр хил баһаниләрдә тақиветиши әмәлийәттә уйғурларға мәнсуп болған байлиқларни игиливелиш һәрикитила болуп қалмастин, бәлки йәнә уйғурларни тирикчилик имканийитидин мәһрум қилиш, уйғурлар зич олтурақлашқан районларниң муһитини өзгәртиш, райондики уйғур нопусини азайтиш вә шу арқилиқ хитай һөкүмитигә келидиған тәһдитни азайтишни мәқсәт қилидикән.

Игилигән әһваллар вә материяллардин мәлум болушичә, уйғур диярида 2010-йилила әслидики бир қисим йәрлик көмүр канлирини тақаш һәрикити башланған. 2009-Йилидики “5-июл үрүмчи вәқәси” дин кейин, хитай мәркизи һөкүмити 2010- йили 5- айда “шинҗаң хизмәт йиғини” ачқан һәмдә уйғур дияридики вилайәт наһийәләрни хитайниң 19 өлкә шәһиригә “нуқтилиқ ярдәм” беридиған район дегән намида бөлүп бәргән. Шундин кейин уйғур диярида буйруқ билән тақалған вә хитай ширкәтлиригә өткүзүп берилгән көмүр канлиридин или дияридики пиличихаң көмүр кени, үрүмчи тик қудуқ кени, бортала көмүр кени қумулниң таранчи көмүр кени вә чөчәк көмүр кени қатарлиқ канларни көрситиш мумкин.

Хитай хәвәрлиридин мәлум болушичә, 2010- йилдин буян уйғур дияридики йиллиқ көмүр ишләпчиқириши 10 милйон тоннидин ашидиған кичик вә оттура типтики йәрлик көмүр канлардин тәхминән 300 дин артуқ көмүр кан буйруқ билән тақалған. Әмма йәрлик көмүр канлири тақалғандин кейин уйғур қатарлиқ йәрлик кан ишчилириниң кейинки тәқдириниң қандақ болғанлиқи һәққидә һазирғичә ениқ мәлуматларни игиләш имканийитимиз болмиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.