Хотәнниң намратлиқ өлчими гуман қозғиди?
2016.03.23
Уйғур елиниң җәнубидики уйғурлар зич олтурақлашқан үч вилайәт, бир областта намратлиқ мәсилиси изчил гәвдилик болуп кәлмәктә. Аптоном районлуқ хәлқ һөкүмитиниң хизмәт доклатиға қариғанда, һазирқи йөләш өлчими бойичә, тәңритағниң җәнубидики үч вилайәт, бир областтики намрат аһалә уйғур елидики намрат аһалиниң 85% тини игиләйду.
Хитай һөкүмити “13-бәш йил” мәзгилидә, уйғур аптоном райониниң 2020-йилиға барғанда 2 милйон 610 миң намрат аһалини омумйүзлүк намратлиқтин қутулдуруш, 35 намрат наһийиниң намратлиқ қалпиқини чөрүп ташлашни нишан қиливатқанлиқини җакарлиған иди. Пиланда көрситишичә, хотән вилайитидила 1077 намрат кәнт, 703 миң 500 намрат аһалә бар болуп, уйғур елидики намрат кәнт вә намрат аһалиниң айрим-айрим һалда 35.6% И вә 27.1% Тини игиләйдикән.
Мәлум болғандәк, хотән вилайитидә намратлиқ алаһидә гәвдилик болуп, намратлиққа петип қелиш амиллири, тарих арқа көрүнүш, тәбиий шараит, җуғрапийәлик орун вә бу җайда йүргүзүлүватқан иқтисадий, диний вә миллий сиясәт қатарлиқ мурәккәп амиллар билән зич бағланған.
Йеқинда шинхуа агентлиқи, тәңритағ тори қатарлиқ һөкүмәт учур васитилиридә бу йил ичидә хотән вилайитиниң 244 намрат кәнт вә 133 миң 824 аһалиниң йиллиқ сап киримини 6миң сомдин ашуруп намратлиқтин қутулдурушни нишан қилғанлиқи көрситилди. Даириләр бу нишанға йетиш үчүн һәрбир валий-назир дәриҗилик кадир бирдин намрат йезиға мәсул болидиған, йеза-кәнтләрдики һәр бир кадир бирдин намрат аилини намратлиқтин қутулдуридиған түзүмни бекиткән.
Әмма хотәнниң намрат деһқанлиридин игилигән учурлиримиздин һөкүмәт даирилириниң “ кимни йөләш” ни бекитиштә қоллиниватқан өлчими соал пәйда қилди.
Лоп наһийиси чариғағ йезисидики 60 яшлиқ деһқан аял, өзиниң бәш җанлиқ аилисиниң йиллиқ кирими 5 миң сомға йеқин болсиму, бир йиллиқ чиқимиға йәтмәйдиғанлиқини, оғуллирини өйләш үчүн өй селишқа қәрз алғанлиқини, икки оғлиниң ишсизлиқини, бу йил яңақ пул болмай кирими төвәнләп кәткән болсиму, әмма тәкшүрүшкә киргән даириләрниң еғилдики қойлиридин тартип һесаблап, бақидиған баллири баркән дәп оттураһал деһқан дәп бекитип намратлиқтин қутқузуш даирисигә киргүзүлмигәнликидин ағринди. Бу деһқан аялниң билишичә, даириләр пәқәт бәштә капаләт әһвалиға қалған әң төвән дәриҗидики намратларнила йөләш тизимликигә киргүзгән.
Биз башқа наһийидики деһқанлардинму әһвал игиләп көрдуқ, қарақаш наһийисиниң зава кәнтидики йәнә бир уйғур деһқан аялниң ейтишичә, бу йил хотәндә деһқанларниң кирими яңақ баһаси чүшүп кәткәнликтин бултурқидин бир һәссә төвән чиққан. Униң аилиси бу йил 3 миң сом әтрапида кирим қилған, әмма даириләр униң өйини тәкшүрүп бейип болған аилә дәп бекиткән, намратларни тизимлаватқан кадирлар пәқәт кәнттики мейип, қери, аҗизларнила тизимға алған. Йәнә бәрибир даириләрниң йөләш даирисигә киргүзүлмигән. Униң дейишичә, уйғурларға ишләп пул тепиш пурсити аз, йилда йәрлиригә җапалиқ ишлисиму, уйғур деһқанлар йил бойи һашар, һәр хил мәҗбурий әмгәк вә өгиништин қутулалмиғанлиқтин деһқанчилиқтин һосул елишиға вә кирим қилишиға тәсир йәтмәктә.
Хотән мәмурий мәһкимә торида көрситилишичә, хотән вилайитиниң намратлиқ өткилигә һуҗум қилиш вәзиписи орундашта 80 миңдин артуқ кадирниң һәр бири бирдин намрат аилигә ярдәм бериштәк һөддигәрлик түзүмини йолға қойғанлиқи мәлум.
Бу һәқтики хәвәрдә “кимни йөләш” мәсилисини һәл қилишта, хотән вилайити бир аилигә бирдин намратлиқтин қутулдуруш пилани болушқа, бир аилигә бир йүрүш йөләш тәдбири қоллинишқа капаләтлик қилди дәп көрсәткән.
Әмма гума наһийилик мәлум йезилиқ һөкүмәтниң намратларни йөләш ишханисида кечилик нөвәтчиликтә туруватқан бир кадир, әмәлийәттә хотәндики деһқанларниң нормал йиллиқ кириминиң 2000-2500 сом әтрапида болидиғанлиқини, намратлириниң миң сом әтрапида болидиғанлиқини билдүрди вә омумйүзлүк намратлиқтин қутулалмай келиватқанлиқида, техника вә мәбләғниң йетишмәслики, ишсизлиқ вә һашар вә қаттиқ бастуруш сиясәтлириниңму тәсири барлиқини етирап қилди
Америкидики уйғур көзәткүчиләрдин җорҗи вашингтон университетиниң тәклиплик оқутқучиси, иқтисадий пәнләр доктори пәрһат билгин әпәндиму хитайниң хотәндики намратлиқ өлчимигә гуман билән қарайдиғанлиқини оттуриға қоюп, әмәлийәттә хитайниң елан қилған уйғурларниң йиллиқ кирими тоғрисидики статистикисида реаллиққа уйғун кәлмәйдиған нурғун амилларниң барлиқини, хитайниң намратлиқ өлчими америка яки бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң бекиткән өлчимидин пәрқлиқ һалда төвән болғандин сирт, уйғур деһқанлириниң йиллиқ сап киримини һесаблашта турақсиз өлчәмләрниң қоллиниливатқанлиқини көрсәтти.
Пәрһат әпәндиниң қаришичә, әмәлийәттә хотәндики намратлиқ өлчимигә киридиған деһқанлар хитай көрсәткән сандинму күп болуши мумкин.
Хитай компартийәси уйғур аптоном районлуқ 18-нөвәтлик комитетиниң 10-омумий (кеңәйтилгән) йиғинида, аптоном районлуқ йөләш-ечиш ишханиси партгурупписиниң секретари ма чиңниң көрситишичә, дөләтниң деһқанларниң киши беши сап кирими 2300 сом болуш намратларни йөләш өлчими бойичә, һазир җәнубтики намрат аһалә 1 милйон 590 миң. Бу намрат аһалиниң намратлишип кетиш сәвәби охшимайдиған болуп, буни асаслиқи тәбиий шараит, апәт, кесәллик сәвәблири, милләт, дин, тарих, җәмийәт, иқтисад қатарлиқ көп хил амилларниң җуғлиниши кәлтүрүп чиқарған.
Пәрһат билгин әпәнди хитай коммунист һөкүмитиниң уйғур елидики “намрат аһалини тәлтөкүс намратлиқтин қутулдуруш” пиланиниң әсли мәқситигә гуман билән қарайдиғанлиқини оттуриға қойғандин башқа, нәтиҗисидин әндишә туюватқанлиқини билдүрди.
Игилинишичә, “13-бәш йил” мәзгилидә хотән вилайитигә ярдәм бериш мәблиғи 14 милярд 164 милйон сом болуп, 2016-йили 352 ярдәм бериш түри, 3 милярд 167 милйон сом ярдәм бериш мәблиғи орунлаштурулидикән. Бу “13-бәш йил” дики ярдәм бериш мәблиғиниң 22.36% Тини игиләйдикән. Тәңритағ ториниң хәвиригә қариғанда хитай мәмликәтлик 12-нөвәтлик хәлқ қурултийиниң 4-йиғиниға қатнишиватқан вәкилләр өмики хотән вилайитидә дөләт дәриҗилик иқтисадий тәрәққият синақ райони тәсис қилиш, шинҗаңниң намратлиқтин қутулдуруш өткилигә һуҗум қилиш хизмитини қоллаш салмиқини ашуруш вә йәнә қоллаш мәблиғи вә ярдәм бериш мәблиғини назарәт қилип башқурушни күчәйтишини, йөткәп ишлитиш, еливелиш вә бәлгилимигә хилап ишлитишкә қарита конкрет җаза тәдбири түзүп, қаттиқ иҗра қилиш лазимлиқини оттуриға қойған.
Иқтисадий пәнләр доктори пәрһат билгин әпәнди болса, хитайниң хотәндә йүргүзүватқан намратлиқ өлчими вә пилан тәдбирлиригә гуман билән қарайдиғанлиқини, әмәлийәттә хитайниң хотәнгә мәбләғ аҗритип намратлиқтин қутулдуруш тәдбирлирини йолға қоюшиниң орни йоқлуқини, чүнки хотәндики тәбиий байлиқ вә шараитлардин пайдилиниш һоқуқи уйғурларға берилсила, хотәндә намратлиқ мәсилиси өзлүкидин һәл болиду дәп қарайдиғанлиқини оттуриға қойди.