Хитай немә үчүн бәзи карханилирини қазақистанға көчүрмәкчи?

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2014.12.29
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Кейинки вақитларда қазақистан вә хитай оттурисидики иқтисадий мунасивәтләрниң мустәһкәмлиниши байқалмақта. Мәлум болушичә, мушу айниң оттурилирида хитайниң баш министири или кечяң қазақистанда президент нурсултан назарбайеф вә һөкүмәт рәһбири кәрим мәсимофлар билән музакирә йүргүзүп, икки мәмликәт оттурисидики иқтисадий алақиләрни буниңдин кейинму раваҗландуруш һәққидә бир қатар келишимләр имзалиған иди. Тәрәпләр қорғас хәлқара сода мәркизини, төмүр вә аптомобил йоллирини селиш, шундақла сода-иқтисадий, мәбләғ селиш, йеқилғу-енергийә, транзит-трансипорт саһәлири бойичә йәнә көплигән мәсилиләрни муһакимә қилди. Хитай вәкили шу вақитта қазақистан территорийисидә әйнәк, семонт ишләпчиқириш вә йеза игилики мәһсулатлирини қайта ишләш завутлирини қуруш тәклипини бәргән иди. Әнә шу мунасивәт билән қазақистан аммиви ахбарат васитилиридә бир қатар мақалиләр елан қилинишқа башлиди.

Хитай шуларниң бири “сентир асия” тор гезитидә берилгән “немә үчүн карханилирини қазақистанға көчүрмәкчи” намлиқ мақалидур. Униңда қазақистан вә хитай һөкүмәт башлиқлири кәрим мәсимоф вә или кечяңниң йеқин арида бәзи хитай карханилириниң, җүмлидин әйнәк вә семонт ишләпчиқириш һәм йеза игилики мәһсулатлирини қайта ишләш завутлириниң қазақистанға көчүрүлүши һәққидә келишкәнлики ейтилған болуп, буниңдин қазақистанниң қандақ пайда вә зиян көридиғанлиқи көрситилгән. Мақалидә мундақ дейилгән: “явроасия иттипақида сода баҗлири көтүрүлгәндин кейин, хитай мундақ бир мәсилигә дучар болуп қалди, йәни хитай таварлирини сетип елиш қазақистанлиқлар үчүн илгәркидәк пайдилиқ болмай қалди. Карханиларниң қазақистан территорийисигә көчүрүлүши хитай тавариниң қазақистанлиқ тиҗарәтчиләрни йәниму өзигә тартидиған дәриҗигә йәткүзиду, илгири улар бу таварларни шинҗаңдин сетивалатти, әмди истемалчилар үчүн уларниң баһаси төвәнләйдиған болиду.” мақалидә ейтилишичә, омумән қазақистан вә мәркизий асияниң башқиму мәмликәтлиригә карханиларни көчүрүш хитайниң кәлгүси пиланлириға кирмигән иди. Хитай компанийилири үчүн өз карханилирини вийетнам, камбоджа, һиндонезийә, филиппин қатарлиқ хитайға йеқин мәмликәтләргә көчүрүш көпрәк пайда елип кәлгән болатти. Чүнки бу әлләрдики әмгәк күчи хитайға қариғанда әрзәнирәк иди. Амма уйғур елидики оттуричә иш һәққи хитайдики әң юқири иш һәқлириниң бири болуп, бу йәрдиму пайда елиш мумкин иди.

Мақалидә йәнә қазақистанниң алидиған пайдиси һәққидә мундақ дейилгән: “көплигән саһәләр бойичә қазақистан иқтисади хитай импортиға беқинип келиду. Йәни йеңи карханиларда ишләпчиқирилидиған таварларниң зор көпчиликини қазақистанлиқлар илгириму хитайдин сетивалатти. Мәсилән, қазақистанда тамамән ишләпчиқирилмайдиған әйнәк асасән шинҗаңдин импорт қилинатти. Әгәр у мәмликәт территорийисидә чиқирилидиған болса, истемалчилар үчүн униң пайдиси ениқ. Қурулуш материяллири һәққидиму шуни ейтишқа болиду.” шундақ болған тәқдирдә, бу карханилар пәқәт қазақистанниң ички базарини бейитишқа қаритилғанму яки мәһсулат қошумчә йәнә сиртқиму чиқириламду? қанчә қилған билән, бу тиҗарәтчиләргә вә истемалчиларғиму, дөләткиму пайда елип келидикән. Мақалидә ейтилишичә, мәзкур карханиларниң башқуруш системиси хитай тәрәптин, адәттики ишчилири йәрлик аһалидин болмақчи. Әмди екологийә мәсилисигә кәлгәндә, мақалидә мундақ карханиларниң әтраптики муһитниң булғинишиға вә һәтта өзлириниң саламәтлики үчүн әнсирәйдиған пуқраларниң иҗтимаий қаршилиқлириғиму дуч келиш мумкинлики тәкитләнгән. Хитай тәрәпниң шаңхәй һәмкарлиқи тәшкилати даирисидә әтраптики муһитни қорғаш бойичә мутәхәсссиләрни тәйярлашқа вә саламәтликни сақлашқа 50 милйон доллар аҗритишқа тәйяр икәнлики һәққидә қилған билдүрүши көпчиликни ойға салмақта.

Зияритимизни қобул қилған сиясәтшунас ғалим агелеуоф барлиқ тәләпләрни қәтий сақлиған һалда, мундақ хитай карханилириниң қазақистанда қурулуши һәр икки мәмликәт үчүн әһмийәтлик болидиғанлиқини тәкитләп, мундақ деди: “ биринчидин, юқири технологийиләрниң болуши зөрүр, иккинчидин, екологийәниң бузулмаслиқи лазим. Шундақла мундақ карханиларда қазақистанлиқларму ишлисә, әлвәттә, буни қоллаш керәк. Әгәр кәмчиликләр йоқитилса, мундақ лайиһиниң пайдиси һәммигә тегиду.” ғ. Агелеуоф бу җәрянда әйнәк вә семонт ишләпчиқиришниң сөзсиз әтраптики муһитқа зиян йәткүзидиғанлиқини әскәртти вә кархана егилириниң вә бәзи йәрлик әмәлдарларниң әмгәк қаидилирини, ишчиларниң һоқуқлирини қоғдашқа вә аһалиниң бихәтәрликини тәминләшкә чоң әһмийәт бериш лазимлиқини алаһидә тәкитлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.