Қазақистан дуня сода тәшкилатиға рәсмий кирди

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2015.07.30
qazaqistan-saylam.jpg Сайлиғучилар авазлириниң 95% игә игә болған қазақистан президенти нурсултан назарбайеф өзини қоллиғучиларға рәһмитини билдүрди. 2011-Йили 4-апрел.
AFP


Қазақистанниң аммивий ахбарат васитилири қазақистанниң дуня сода тәшкилатиға рәсмий киргәнлики тоғрилиқ хәвәрләр тарқатти. “тенгринюс” агентлиқиниң хәвәр қилишичә, 27 - июл күни җәнвә шәһиридә қазақистан җумһурийити президенти нурсултан назарбайеф вә дуня сода тәшкилатиниң баш мудири роберто азеведо қазақистанниң мәзкур тәшкилатқа киргәнлики тоғрилиқ һөҗҗәтни имзалиди. Шундақ қилип, қазақистан он тоққуз йил мабәйнидә йүргүзүлгән музакириләрдин кейин, дуня сода тәшкилатиниң рәсмий әзаси болди.

Н. Назарбайеф өзиниң сөзлигән рәсмий нутқида мундақ дегән: “дуня сода тәшкилатиға кириш бойичә йүргүзүлгән музакириләр давамида қазақистан иқтисадиниң әһвали хели өзгәрди. У йәниму күчлүк вә очуқ болди. Ички омумий мәһсулат аһали җан бешиға һесаблиғанда 18 һәссигә қәдәр өсүп, мәркизий асия вә шәрқий явропа мәмликәтлири дәриҗисигә йәтти. Ташқи сода һәҗими 120 милярд долларни тәшкил қилди. Бизниң ташқи сода оборотимизниң 90 пирсәнттин ошуқи дуня сода тәшкилатиға әза дөләтләргә тоғра келиду. Әгәрдә 90 - йилларниң оттурилирида қазақистан пәқәт сабиқ совет бошлуқидики әлләр билән сода алақилиригә игә болған болса, бүгүн биз дуняниң 185 мәмликити билән сода қилимиз.” президент назарбайеф шундақла қазақистанниң хам әшияға беқиндилиқтин баш тартип, 2030 - йилғичә дуняниң әң тәрәққий қилған оттуз мәмликити қатаридин орун елиш лазимлиқини илгири сүриду. Өз нөвитидә сөз алған дуня сода тәшкилатиниң баш мудири р. Азеведо қазақистанниң тәшкилатқа киргәнликини юқири баһалап, мундақ деди: “бу һәқиқәтәнму һәм қазақистан үчүн, һәм дуня сода тәшкилати үчүн тарихий күн. Бу қошулушниң артуқчилиқлири - йеңи иш орунлирини қуруш, аһалиниң киримини көтириш, турмуш дәриҗисини яхшилаш. Қазақистан үчүн бу ахириқи йилларда силәр қолға кәлтүргән һәрикәтләр вә утуқларни етирап қилиштур. Бу бир пүтүн ислаһатлар программисиниң нәтиҗиси, қазақистанниң тиҗарәт үчүн ечилғанлиқиниң пүткүл аләмгә җар селиниши. Бу күн дуня сода тәшкилати үчүнму тарихий болуп һесаблиниду. Қазақистанниң қошулуши бизниң муназирилиримизгә күчлүк абройлуқ аваз қошиду, тәшкилатни мәркизий асияниң йүрикигә йеқинлаштуриду.”

“нур. Кз” агентлиқи мәлуматлириға қариғанда, қазақистан бу тәшкилатқа кириш һәққидә 1996 - йили 29 - яниварда тәләпнамә бәргән болуп, мушу йилниң 22 - июн күни мәмликәтниң тәшкилатқа кириши тоғрилиқ музакириләр аяқлашқан иди. Әмди қазақистан парламенти 2015 - йил 31 - өктәбиргичә бу һөҗҗәтни тәстиқлиши лазим. Қазақистанниң мушу йилниң декабир ейида дуня сода тәшкилатиниң толуқ һоқуқлуқ 162 - әзаси болуши күтүлмәктә икән.

Амма, қазақистанниң дуня сода тәшкилатиға әза болуп кириши русийә анализчилирини әндишигә салмақта. Бу һәқтә “взгляд” гезити хәвәр қилиду. Мутәхәсссиләрниң пикирлиридин мәлум болушичә, а қ ш вә явропа иттипақи дуня сода тәшкилати арқилиқ астанадин таможна иттипақи даирисидики баһа җәдивәллиридин әрзән баһаларға еришишкә урунуп, кейинирәк қазақистан арқилиқ русийә базарлириға кирмәкчи. Мундақ болған тәқдирдә, - дәп һесаблайду "алпари" компанийиси аналитикилиқ башқармисиниң мудири александир разувайеф, - русийәниң дуня сода тәшкилати бойичә музакирилиридә йәткән барлиқ муваппәқийәтлири йоққа чиқирилиду. У шундақла буниң русийә иқтисади үчүн беваситә хәвп туғдуридиғанлиқини көрситиду. Русийә мутәхәсссилири мабада қазақистан дуня сода тәшкилатиға кирип, русийәдикидәк таможна баһалири һәққидә келишмәй, бәлки дуня сода тәшкилатиға йол бәрсә һәм баҗлирини төвәнләтсә, у вақитта қазақистан арқилиқ русийәгә әрзән баһада чәтәл аптомобиллири, айропланлири, тикучарлири вә йеза егилики техникиси еқип кириду. Бу болса, әрзан баһадики чәт әл мәһсулатиға риқабәт қилалмиған русийә мәһсулатини һалакәткә елип келиду. А. Разувайеф таможна иттипақиниң еғир әһвалға чүшүп қалғанлиқини, вәзийәт мушундақла давам қилса, қазақистанниң һәтта таможна иттипақидин чиқиш мәсилисиниңму күн тәртипигә қоюлидиғанлиқини әскәртиду. У, қазақистан дуня сода тәшкилатида худди русийәдики таможна баһалири бойичә шәртләрни қолға кәлтүргән һаләттила әһвалниң нормаллишиш мумкинликини илгири сүриду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.