Қазақистанлиқ мутәхәссисләр: “хитайдин алған зор соммилиқ қәрз - қазақистан хәлқиниң йәлкисигә чүшиду”
2018.07.12

Аммиви ахбарат васитилиридин мәлум болушичә, қазақистан вә хитай оттурисидики һәмкарлиқ мунасивәтлири һәр саһәләрдә раваҗланмақтикән.
“қазақ ахбарат агентлиқи” да елан қилинған “назарбайеф вә ши җинпиңниң учришишида қазақистан вә хитай тоққуз һөҗҗәт имзалиди” намлиқ мақалида ейтилишичә, 7-июнда бейҗиңда болған бу учришишта нурсултан назарбайеф икки мәмликәт оттурисидики достлуқ алақилириниң йәниму күчийишини үмид қилған. Ши җинпиң шу қетимлиқ учришишта қазақистанниң йеза-егилик мәһсулатлирини хитай базариға киргүзүш һәмдә енергийә, нефит, тәбиий газ шундақла мәдәний алақиләр, йеңи технологийә вә рәқәмләштүрүш саһәлири бойичә өз-ара мәнпәәт йәткүзүшни оттуриға қойған. Ши җинпиң йәнә “бир бәлвағ, бир йол” қурулуши даирисидиму икки дөләт һәмкарлиқиниң техиму күчийишини үмид қилған.
Мақалида өткән йили икки мәмликәт оттурисидики тавар оборотиниң 10 милярд 500 милйон америка доллири болғанлиқини, буниң 2016-йилидин 32 пирсәнт ашқанлиқи тәкитләнгән иди.
Һалбуки, қазақистан һөкүмити қармиқидики бәзи ахбарат васитилири бу һәмкарлиқниң икки мәмликәт мәнпәәтлирини көзләйдиғанлиқини илгири сүрүватқан болсиму, әмма бәзи мақалиләрдә бу һәмкарлиққа көпрәк хитайниң мәнпәәтдар икәнлики, хитайниң қазақистанға селиватқан көп милярдлиқ мәбләғлириниң пайдисини қазақистан хәлқи әмәс, бәлки һакимийәт бешидикиләрниң, айрим гуруһларниң вә шәхсләрниң көрүватқанлиқи оттуриға қоюлмақта.
“365 қазақистан ахбарати” агентлиқида елан қилинған “хитай мәбләғлири қазақистан иқтисадини ютмақта” дегән мақалиниң аптори андрей королйоф хитайниң қазақистан иқтисадиға қизиқиватқанлиқида мәлум бир хәвпниң бар икәнликини билдүрүп мундақ дегән: “хитайлар һәқиқәтәнму қазақистан иқтисади билән, шуниң ичидә пәқәт җумһурийәтниң йәр асти қезилмилири биләнла әмәс, бәлки қәрздар карханиларни әслигә кәлтүрүш билән шуғуллинишниму көзлимәктә. Шундақ болушиму мумкинки, 30 йилдин кейин завутларниң мутләқ көп қисми хитай тиҗарәтчилириниң контроллуқи астида болуп қалиду.”
Андрей королйоф хитай ширкәтлириниң қазақистандики актиплиқиниң йилдин-йилға өсүватқанлиқини оттуриға қоюп, бүгүнгә қәдәр 7 милярд долларлиқ 11 һәмкарлиқ лайиһәсиниң әмәлгә ешиватқанлиқини билдүргән. Униң ейтишичә, хитайниң қазақистан иқтисадиға селиватқан мәбләғ миқдари барғансери ешиватқан болуп, 2005-йилдин 2017-йилниң башлириғичә 13 милярд 900 милйон долларни тәшкил қилған икән. Омумән хитайниң қазақистанға салған мәбләғ миқдари 42 милярд 800 милйон доллардин, бәргән қәрз миқдари 50 милярд доллардин ешип кәткән. Мақалә аптори хитай мәблиғиниң “ақтөпә мунай газ”, “қараҗан бас мунай газ”, “павлодар алюмин завути”, “мойнақ һидро електр истансийиси”, “қорғас хәлқара чегра һәмкарлиқи мәркизи” қатарлиқ ондин ошуқ ачқучлуқ лайиһәләргә селиватқанлиқини илгири сүргән. У йәнә қазақистанниң хитай үчүн хам әшя мәркизи болуштин ташқири, хитай ширкәтлири вә ишчилири үчүн ишләпчиқириш мәйдани вә иш орни болуватқанлиқини, буниң қазақистанға нисбәтә қиммәткә тохташ мумкиликини оттуриға қойиду.
“қазақ үни” тор бетидә елан қилинған “хитайниң оттура асиядики мәблиғиниң төһпә салмиқи” намлиқ мақалида ейтилишичә, хитай “бир бәлвағ, бир йол” қурулуши даирисидә қазақистанға милярдлап мәбләғ селиштин ташқири йәнә қазақистан йеридә 51 хитай завутини селишни башлиған вә йәнә йүзлигән һәмкарлиқтики карханиларни қуруп ишлимәктикән.
Мақалида хитайниң қәрз бериш шәртлириму көрситилгән болуп, хитай башқа мәмликәтләр билән селиштурғанда башқа йолни тутқан икән. Йәни бейҗиңниң сиясити бойичә дуняниң қайси булуңида болмисун, бу мәбләғни хитай ширкәтлири вә ишчилири ешилиши лазим икән. “бир сөз билән ейтиқанда, - дейилиду мақалида, - хитай өзи бәргән хираҗәтни өзи игиләп, хитай ширкәтлири арқилиқ пайдини қайтуруп елишни көзләйду. Хитайдин қәрз алған әл әң ахирида хитай қәрзигә селинған йол яки завутқа егә болиду вә милярдлиған қәрзни төләшкә мәҗбур болиду.” мақалида йәнә хитай билән бирәр келишимгә келиштин бурун “йәттә өлчәп, бир қетим кәс” дегән атилар сөзини ойлап көрүшни тәвсийә қилған.
“сентир-1” лайиһисидә берилгән “хитай қәрзлириниң қазақистан үчүн сиясий хәвплири” дегән мақалиниң аптори сергей дуванофму қазақистанниң хитайдин еливатқан қәрзлириниң мәмликәт бихәтәрликигә чоң хәвп туғдуруш мумкинликини илгири сүриду. Сергей дуваноф қазақистанниң мустәқиллиқ алғандин буян өзиниң завут селип, бирәр мәһсулат ишләп чиқалмиғанлиқини оттуриға қоюп, мундақ дәп хитаб қилиду: “ақ ордидикиләр бүгүнки иқтисадий мәсилиләрни бейҗиңниң ярдими билән һәл қиливерип, қазақистанниң келәчики астиға чоң бир сиясий бомбини көмүватқанлиқини чүшинәмду?”
Сергей дуваноф хитайдин еливатқан қәрзниң шундақла қазақистанда хитай санаәт карханилирини селиш тоғрилиқ келишимләрниң биринчи нөвәттә ақордиға өзиниң иқтисадий сиясәттики хаталиқлирини йошуруш үчүн керәк болуватқанлиқини, буниң сиясий ақиветиниң зор болуп, хитайға болған иқтисадий беқиндилиқиниң сиясий мустәқиллиқни йоқитишқа елип келиш мумкинликини оттуриға қойған.
Қазақистанлиқ тонулған сиясәтшунас дост көшимниң ейтишичә, қазақистан һазир көплигән мәмликәтләргә қәрз икән. Шуларниң ичидә голландийәгә 40 милярд доллар, хитайға 12 милярд 800 милйон доллар қәрз икән. У мундақ деди: “әлвәттә, сиясәттә мундақ бир сөз бар. ‛қәризни алған һөкүмәт өзи қайтуруши керәк. Өлгәнләр үчүн тирикләр қәрзни қайтурмаслиқи керәк‚. Шуниң үчүн қәрзни қайси һөкүмәт алған болса, шу қайтуруши керәк. Демәк, қәрз икки-үч йилдин ашмаслиқи керәк. Һәқиқәтни ейтсақ, биздә шу қәрзни тирикләрниң қайтуруши лазим болмақта. Қәрзни 20 йиллап елишқа болмайду. Гәп пәқәт хитайдила әмәс. Биз һазир барлиқ мәсилини хитайға тақап қойидиған болдуқ. Мәбләғни башқа дөләтләрму селиватиду. Шуңлашқа өзиниң иқтисадий мустәқиллиқини сақлап қелиш һәр қандақ бир һөкүмәтниң вәзиписидур.”
Сиясәтшунас рәсул җумали қазақистан алған һәр қандақ қәризни шу мәмликәтни тутуп турған шәхсниң әмәс, бәлки шу мәмликәтниң вә шу мәмликәттә яшаватқан қазақ хәлқиниң бойидики қәрз болидиғанлиқини илгири сүрүп, мундақ деди: “қәрз дегән әлвәттә қазақистан үчүн муһим мавзуларниң бири. Сәвәби җан бешиға чачқанда һәр бир қазақистанлиқниң 9-10 миң доллар ташқи қәрзи бар. Бу пәқәт мустәқил дөләтләр һәмкарлиқи тәшкилати бойичила әмәс, бәлки шәрқий явропа әллири ичидиму чоң көрсәткүч болуп һесаблиниду. Мунчилик қәрз русийәдиму, өзбекистандиму, қирғизистандиму, башқа онлиған дөләтләрдиму йоқ. Униң ичидә хитайдин алған қәрзимиз тоғрилиқ ениқ мәлумат йоқ. Бу һәқтә бәзидә 20-30 яки 30-50 милярд доллар әтрапида қәрз бар дегән мәлуматлар мәвҗут. Бирақ бизни бир чүчүтидиған әһвал хитайдин қәрзләрни еливәргинимиз, қәрзгә петиватқинимиз ениқ. Бу хитайниң бекарға бериватқан қәрзи әмәс. Уни бәрибир қайтуруш керәк. Гәп шу қәрзни қандақ қайтурушта. Уни ким қайтуриду? һазирқи һакимийәт униңға қанчилик дәриҗидә җаваб берәләйду? қазақистан бай мәмликәт болуп туруп, мунчилик қәрзгә петиши шәхсән мениң әқлимгә сиғмайду.”
Рәсул җумалиниң ейтишичә, қазақистан хитайдин вә башқиму мәмликәтләрдин қәрз еливатқан болсиму, лекин буниң қазақистан хәлқидин йошурун тутулуши гуман туғдуридикән. У қазақистан даирилириниң қәрз елишиниң, шундақла башқа мәмликәтләр, тәшкилатлар билән түзүлүватқан һәр қандақ келишимлириниң алди билән аммиви ахбарат васитилиридә елан қилинмайватқанлиқини, буниң болса қазақистанниң асасий қануниға зит келидиғанлиқини билдүрди.
Сиясәтшунас җасарал қуанишалинниң ейтишичә, хитай қәрзи қазақ хәлқи үчүн мурәккәп мәсилиләрниң бири болуп, “қәрз қазақ йерини сетиш билән қайтурулуватиду” дегән хәвәрләр 2016-йили күчийип, аһалә арисида күчлүк ғулғула вә наразилиқлар һасил қилған икән. Мундақ наразилиқлар биринчи болуп атирав шәһиридә башланған икән. У мундақ деди: “хәлқ әхмәқ әмәс. Буниң қанчилик хәвп икәнликини һәм көрүп, һәм билип туриду. Хитай һәқиқәтнәму әҗдиһа. Әтрапиға от чечип, һәммини ютуп қуртиветидиған. Бу адәттики мәмликәт әмәс, бәлки бир йерим милярд хәлқи бар чоң хәвптур”.
Тонулған язғучи абдухалиқ мәһмудофниң пикричә, омумән уйғурлар хитайниң қандақ қув-һийлигәр бир мәмликәт икәнликини бурундин яхши билип кәлгән икән. У хитайниң һазирму шундақ сиясәт йүргүзүватқанлиқини оттуриға қоюп, мундақ деди: “хитай һазир қошна мәмликәтләрни, шу җүмлидин биз яшаватқан қазақистанниму қәрзгә патурди. Қәрзни алған яхши, бирақ уни беришму керәк. Ким бериду уни? шу нәрсә мәлумки, хитай бәргән пулини қайтуруп алмайду. У милйонлап бериду, бирақ әтә бир йәрдин бир нәрсә тапиду-дә, қол қоюп бәргин, хәлқимизни қобул қил дәйду, шу арқилиқ қәризни үзимән дегән ойи бар. Бирақ хәлқ хитайниң қиливатқан бу ишиға қаттиқ нарази. ”
Абдухалиқ мәһмудоф бу қәрзниң хәлқниң бешиға чүшкән бир дәрд икәнликини, келәчәктә буниң қандақ һәл болидиғанлиқи һәққидә бирәр пикир қилишниң қийин икәнликини билдүрди.