Иқтисад аҗизлиса хитай вә русийәниң ички қалаймиқанчилиққа патидиғанлиқи мөлчәрләнмәктә

Ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири
2016.03.19
xitay-rusiye-iqtisad-kirzis-robert-kaplan.jpg Роберт капланниң “хитайниң хәтири вә русийәниң аҗизлишиши” намдики мақалиси
RFA/Haji Qutluq Qadiri

Америкида нәшр қилинидиған “ташқи ишлар” журнилиниң бу йилқи март ейидики саниға америкилиқ хәлқара мунасивәтләр мутәхәссиси роберт д. Капланниң “явро асияниң һөкүмәтсизлишиши”, “хитайниң хәтири вә русийәниң аҗизлишиши” дегән сәрләвһидә хитай - русийә мәсилилири бойичә сиясий анализ мақалиси елан қилинған.

Мақалидә аптор 2014 - йилидин башлап дуня миқясида нефит баһасиниң үзлүксиз төвәнлишиши сәвәбидин хитай билән русийә иқтисади аҗизлишип, хитайдики миллий дарамәт төвәнләп, пайчеки базириниң кризисқа қарап йүзләнгәнликини көрситиду.

Аптор:“хәлқарадики сиясий давалғуш вә бу икки дөләттики сиясий мәсилиләр түпәйлидин һазирқи вақитниң өзидә хитай билән русийә иқтисадиниң йәнә қайтидин ронақ тепишидин сөз ачқили болмайду” дәйду.

Мақалидә, һәр қайси әлләрдә йүз бериватқан милләтләр арисидики миллий тоқунуш, диний мәзһәп уруши сәвәбидин, илгиридин тартип експорт содисиға тайинип гүллинип келиватқан икки дөләт иқтисадиниң әмдиликтә қийин әһвалда қалғанлиқини баян қилиду.

Аптор мақалисиниң “бейҗиң бир қирғақта” дегән қисмида болса 1990 - йилидин етибарән һәрбий күчини ашурушқа башлиған хитайниң һазирқи вақитниң өзидә шәрқий вә җәнубий деңиз районлирида америкиға қарши һәрикәттә болуш билән биргә, һәтта японийәгә тәһдит селиватқанлиқини илгири сүрүп:“хитай - русийә һәрбий һәмкарлиқи икки дөләт иқтисади төвәнлисә, тәбиий һалда бир - биридин йирақлишиду” дәп көрсәткән.

Америкида нәшр қилинидиған “ташқи ишлар” журнилиниң бу йилқи март ейидики сани
Америкида нәшр қилинидиған “ташқи ишлар” журнилиниң бу йилқи март ейидики сани

Роберт мақалисидә, хитайдики милләтләр һәққидә тохтилип: “хитайда хитай миллитидин пәрқлиқ муамилигә учрап мәркизи һөкүмәт тәрипидин башқурулуватқанлар моңғул, тибәт, уйғурлардур. Буниң ичидә бейҗиңға бөлгүнчилик һәрикәтлири билән изчил тәһдит селип келиватқан уйғур күрәшчилири бар. Әгәр, хитайниң иқтисади аҗизлап кәтсә уйғур бөлгүнчилириниң һәрикити җанлинип, хитайниң ‛йипәк йоли иқтисадий бәлвеғи‚ бәрпа қилиш пиланиниң һүлини уйғур аптоном районидики уйғур күрәшчилири билән оттура асиядики уйғур милләтчилири бирлишип аҗизлаштуруши мумкин” дәйду.

Японийәдики хитай ишлири вәзийәт анализчилиридин кенши таро хитайда иқтисадий кризис йүз бәрсә хитайда йүз беридиған мәсилиләр һәққидә тохтилип: “әгәр хитай иқтисадий җәһәттин аҗизлиса, хитай пуқралириниң һакимийәткә болған қаршилиқ һәрикәтлири күчийиду. Бирақ, хитай милләтчилири уйғур, тибәтләрниң мустәқиллиқ һәрикәтлирини йәнила қораллиқ қаттиқ бастуруши мумкин” деди.

Апторниң қаришичә, хитай дөләт рәиси ши җинпиң билән русийә президенти путин дөләт бихәтәрликини күчәйткән болсиму, бирақ бу икки рәһбәрниң өз һакимийитини қоғдаш вә башқуруш күчиниң барғанчә аҗизлап кәткәнликини, шу сәвәбтин өзлиригә қарши мәмликәт ичидики топилаң вә қаршилиқ һәрикәтлириниң барғанчә улғийип кетиватқанлиқини оттуриға қойиду.

Японийәдики “җуңгоға нәзәр” журнилиниң баш муһәррири, манҗу язғучи мейка муша хитай иқтисади һәққидә тохтилип: “хитайниң иқтисадий төвәнлигәчкә бу йил хитай һәрбий хираҗәтни анчә өстүрәлмиди. Илгири алтә йил уда өстүргән иди. Хитай һакимийәтни пул билән тутуп туруватиду. Әгәр иқтисад төвәнлисә әскәр, сақчиларға берилидиған мааш азлайду. Буниң билән уларниң компартийигә болған садақәтмәнлики йоқилиду. Җәмийәт қалаймиқанлишиду. Компартийигә қарши күчләр көпийиду” деди.

Хитайдики милләтләр мәсилиси мустәқил тәтқиқатчи ямашита йүмему бу һәқтә охшаш пикирни оттуриға қойди.

У бу һәқтә тохтилип: “ши җинпиң парихорлуққа зәрбә бериш һәрикити билән өзигә һәрбий ичидә көпләп дүшмән топлиди. Хитайда иқтисадий кризис йүз бәрсә, алди билән һәрбий қисимлар сиясий өзгириш қилип һакимийәтни тартивалиду. Ички тоқунуш йүз берип хитайниң парчилинишини тизлитиду. Әлвәттә хитайниң аҗизлишиши уйғур, тбәтләрниң мустәқиллиқиға көп пайдилиқ” деди.

Аптор мақалисидә оттура асияниң хитай билән болған мунасивити һәққидә тохтилип: “хитай өз иқтисадиға тайинип қазақистан қатарлиқ бәш җумһурийәтни асанла контрол қиливалған билән аһалисиниң көп қисми мусулман болған бу җумһурийәтләрдә йеқин кәлгүсидә ‛әрәб баһари‚ кәби сиясий топилаң көтүрүлсә, у чағда оттура асия хитай билән русийәниң чәмбирикидин шәк - шүбһисиз чеқип кетиду” дәйду.

Әгәр, хитай компартийәси гумран болса буниң қошна әлләргә болған тәсири һәққидә тохталған японийә кагошима хәлқара университетиниң сиясий иқтисад пәнлири профессори, доктор сеиҗи нишихара мундақ деди:“хитайда иқтисад төвәнлисә, мутләқки, ички тоқунуш йүз бериду. Буниң билән хитай пуқралири аввал шәрқий җәнуби асия әллиригә қечишқа башлайду. Йәр шари хитай көчмәнләр мәсилисигә дучар болиду.”

Японийәдики хитай ишлири вәзийәт анализчилиридин кенши таро бу һәқтә тохтилип: “хитай иқтисади аҗизлашса, хитайниң җәнубий тақим араллиридики һәрбий һәрикити вә қошна дөләтләргә болған тәһдити тохтайду” деди.

Мақалидә дейилишичә, нөвәттә москва дуч келиватқан җәнубий кавказийәдики мусулманларниң түрлүк қаршилиқ һәрикәтлири путинниң қаттиқ бастурушиға учрап вақтинчә русийә вәзийити тинчланған болсиму, әгәр русийә иқтисадий һазирқи йөнилиш бойичә аҗизлап маңса, бу районидики мусулманларниң исламий һәрикәтлири күчийип, булар хәлқарадики исламий күчләр җүмлидин оттура асиядики мусулманлар билән бирлишип, русийәниң парчилинишни кәлтүрүп чиқиридикән.

Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатни аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.