Хитай уйғур елиниң қара алтунлирини ечишни күчәйтмәктә

Мухбиримиз гүлчеһрә
2016.01.07
tebii-bayliq-nefit-gaz.jpg “ғәрбтин шәрққә тәбиий газ линийиси” қурулушида ишләватқан хитай көчмәнлири. 2008-Йили 26-авғуст, или области.
maginechina

Фирансийә Le Monde гезитиниң 6-январ иқтисад хәвиридә, хитай даирилириниң 2016-йили ичидә йәнә миңдин артуқ көмүр канларни тақайдиғанлиқи көрситилди.

Хитайниң бу қарарға келишигә, һава булғиниш мәсилиси сәвәб болған. Чүнки хитайниң көплигән җайлириниң һава булғиниши, дуня һава булғиниш қизил сизиқидин йәттә һәссә юқири икән. Һалбуки, хитай даирилириниң көмүр санаәтчиликидики чоң кархана вә чоң гуруһларни уйғур аптоном райониға келип, көмүр байлиқини ечиш ишлириға қатнишип, уйғур ели көмүр санаитиниң тәрәққий қилишидики йетәкчи күчкә айлинишқа риғбәтләндүрүватқанлиқи мәлум.

Хитай көмүркан назарәт қилиш идарисиниң 2015-йиллиқ көмүр-кан карханилирини қайтидин тәшкилләш хизмити доклатидин қариғанда, хитай дөләтлик тәрәққият ислаһат комитети, дөләтлик енергийә идариси қатарлиқ орунлар чиқарған кичик көмүр канларни шалливетиш нишаниға асасән 2015-йилиниң ахириғичә, хитай бойичә 2000 дин артуқ җайдики кичик көмүр канларни тақиған. Хитай бу йиллиқ пиланда йәнә миңдин артуқ канларни тақимақчи икән. Хейлоңҗаң, йүннән, гуйҗу, хунән, хубей, җяңши, сичүән, чуңчиң қатарлиқ кичик көмүр канлар көп өлкиләр тақиветиш күчини ашурған. Буниң билән хитайниң омумий көмүр ишләпчиқириш миқдари 60 милйон тонна төвәнлиши мумкин.

Фирансийә Le Monde гезитиниң хәвиридә көрситишичә, 2015-йилиниң ахириғичә хитай ичидики 90 миң тонна вә униңдин төвән көмүр вә газ мәсилиси гәвдилик болған канларниң һәммиси тақалғанлиқи мәлум. Гәрчә бейҗиң өткән бир йилда канларни тақашқа охшаш тәдбирләр арқилиқ бейҗиңниң һава булғиниш көрсәткүчиниң 20% төвәнлигәнликини билдүрүватқан болсиму, канларниң тақилиши өз нөвитидә 100 миң кан ишчилири ишсиз қелишидәк кризисларни мәйданға кәлтүрмәктә икән.

Җуңго радио тори 10-ноябир хәвиридә хитай дөләтлик енергийә идарисиниң башлиқи җаң гобавниң сөзини нәқил алған болуп у “мәмликитимиз бундин кейинки бир мәзгил ичидә, көмүр-кан карханилирини қошуветиш, қайтидин тәшкилләшни тезлитип, канчилиқ һоқуқини муқим тәртипкә селип, чоң типтики көмүр базиси қуриду” дегән.

Хитай мәркизи телевизийә истансисиниң 12-айниң 20-күнидики мәмликәт хәвәрлиридә көрситилишичә, үрүмчидики йиллиқ ишләпчиқириши 90миң тонниға йәтмәйдиған 22 кан тақашни илтимас қилған. Лекин үрүмчидики канларниң тақилиши муһитни яхшилашнила әмәс, бәлки мәмликәтниң уйғур аптоном районида көмүр канларни ечишни көләмләштүрүшкә түрткә болуш үчүн икәнлики ашкариланди.

Үрүмчи көмүркан башқуруш идарисиниң башлиқи рен җүн бу һәқтә мәркизи телевизийисидә “үрүмчидики кичик канларниң тақилиши дөләтниң пиланиға асасән 90миң тонниға йәтмәйдиған канларни тақап, заманивиелашқан 600 миң тоннилиқ канларни қурушни күчәйтиш үчүн” дегән.

Үрүмчи шәһәр әмәлдарлиридин гав фең болса “көмүр канлар үрүмчи шәһири әтрапидики мәнзирә районида, муһит асраш тәлипигә уйғун кәлмәйдиған кичик кан қудуқлири, кичик карханиларни мөһләт ичидә қәтий тақишимиз керәк. Канларни тақиған билән ишчиларни яхши орунлаштуримиз” дәп тәкитлигән.

Уйғур дияриниң кан районлири әтрапида олтурушлуқ уйғурлар йеқинқи йиллардин буян қалаймиқан кан ечиш сәвәблик муһитниң еғир булғинишқа учрап, хәлқниң саламәтлики вә нормал турмушиға еғир тәсир көрситиватқанлиқи һәққидә радиомизға көп қетим шикайәт қилип кәлмәктә иди.

Йеқинда радиомиз игилигән әһваллардин бултур 2-ноябир күни қумулдики сәндавлиң көмүр кени йәни йәрликләр таранчи көмүр кени дәп атайдиған көмүр кан ишчилиридин 7-8 миң нәпәр ишчи, иш һәққини өстүрүп беришни тәләп қилип намайиш қилған вә улар билән сақчилар арисида тоқунуш йүз бәргәнлики мәлум болған иди. Ишчиларниң билдүрүшичә, 90-йиллардин кейин кан ишчилириниң мааши өстүрүлмигән. Бу канда илгири йәрлик уйғурлар ишчиларниң мутләқ көпчиликни игилигән болсиму, әмма 90-йиллардин кейин асасән хитай көчмәнлири ишқа елинип, нөвәттә бу көмүркан қумулдики хитай көчмәнлири топлашқан җайларниң биригә айланған икән.

Илгири шинҗаң хәлқ радио истансисиниң тарқатқан “чоң кархана вә чоң гуруһлар аптоном районимизға келип, көмүр байлиқини ечиш вә айландуруш ишлириға қатнишип, аптоном районимизниң көмүр санаитиниң илмий вә бихәтәр тәрәққий қилишидики йетәкчи күчкә айланди” дегән хәвиридә, хитайниң 12-бәш йиллиқ пилани давамида уйғур аптоном райониниң санаәт игиликидә көмүрчилик кәспиниң ешишиниң көрүнәрлик болғанлиқи көрситилди. Йәнә көрситилишичә, уйғур аптоном райони енергийә байлиқи мол район болуп, һазирғичә ениқланған көмүр записи 100 милярд 800 милйон тонниға йетиду һәмдә мәмликәт омумий көмүр записиниң %10ini игиләйду. Мөлчәрдики запас миқдари 2 тирилйон 190 милярд тонниға йетип, хитайдики омумий мөлчәр записиниң 40% ини игилиши мумкин.

Хитайниң шинҗаң хизмити сөһбәт йиғини ечилғандин буян йеқинқи йиллардин буян, дунядики 500 күчлүк карханиниң бири болған шәндуң енергийә мәнбәси гуруһи уйғур аптоном районини давамлашма тәрәққиятниң муһим енергийә мәнбәси базиси қилип ечишқа башлиған. Шәндуң енергийә мәнбәси йеңи кан гуруһи или шөбә ширкитиниң баш мудири җаң кәйшүн “шинҗаң гезити” мухбириға илгири “2012-йилниң ахирлириғичә, омумий салған мәблиғимиз 10 милярд йүәнгә йәтти. 2015-Йилға барғанда, ишләпчиқириш иқтидаримиз 23 милйон тонниға йетиду..” дегән.

Уйғур аптоном районлуқ хәлқ һөкүмитиниң башчилиқидики “бир бәлвағ бир йол” “җуңго шинҗаң хәлқара көмүр санаити йәрмәнкиси” 2015-йили 7-айниң 13-күнидин 15-күнигичә үрүмчидә өткүзүлгән иди. Шинҗаң хәлқ радио истансиси ториниң мунасивәтлик хәвиридә көрситилишичә, аптоном районлуқ көмүр санаитини башқуруш идарисиниң башлиқи хе шинвей “аптоном районимизниң көмүр записи мол, буниңға дөләтниң аптоном районимизға бәргән сиясәт қоллишини қошқанда, мәмликитимиздики әмәлий күчи күчлүк болған чоң кархана вә чоң гуруһларни шинҗаңға келишкә җәлп қилди, көмүрчилик кәспидики 100 күчлүк кархана вә көмүр ишләпчиқириш җәһәттики 50 күчлүк кархана ичидә, айрим һалда 30 кархана вә 20 кархана аптоном районимизға маканлашти” дегән.

Биз хитайда мәмликәт бойичә канларни тақашни күчәйтиватқан бир пәйттә әксичә уйғур елиниң көмүр байлиқини ечишни күчәйтишниң сәвәби вә буниң муһит булғишиға қарита елинидиған тәдбирләр қатарлиқлар һәққидә мәлумат елиш үчүн уйғур аптоном районлуқ кан ишлири идариси тәшвиқат бөлүми билән алақиләшкән болсақму, улар соалимизға җаваб беришни рәт қилди.

Хитай канчилиқ ториниң 2015-йили 18-ноябир хәвиридин ашкарилинишичә, хитайниң кан ишлири 13-бәш йиллиқ пиланида, уйғур аптоном райони бәш чоң асаслиқ көмүр енергийә ишләпчиқириш базисиға киргүзүлгән болуп, хитай йәнә 2016-йиллиқ хәлқара көмүр санаити йәрмәнкисини 7-айниң 22-күнидин 24-күнигичә үрүмчидә ечишни пиланлимақта икән. Буниңға хитай дөләт ичи енергийә саһәсидики даңлиқ ширкәтләр вә үскүнә ишләпчиқарғучи карханилар өзлириниң көмүр қезиш, йөткәшкә аит илғар техника вә мәһсулатлирини көргәзмә қилидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.