“кучада көмүр җиқ, әмма биз алалмидуқ!”

Мухбиримиз әзиз
2015.11.19
uyghur-eli-komur-bayliq-305 Сүрәттә, уйғур елидин ичкири өлкиләргә пойиз вагунлири билән тошулуп кетиливатқан кумур байлиқи.
AFP Photo

Өткән һәптә тәңритағ тори куча наһийиси ақөстәң йезиси туртам кәнтидики төвән киримлик 50 намрат аилигә йезилиқ һөкүмәттин 50 тонна “меһри-шәпқәт көмүри” тарқитип берилгәнликини һәмдә қиш йеқинлап һава совуп кетиватқан мушундақ һалқилиқ пәйттә бу намрат аилиләрниң қишлиқ иссиниш мәсилисиниң һәл болғанлиқини хәвәр қилди. Узун өтмәй шуниңға охшап кетидиған “намрат аилиләргә һәқсиз көмүр тарқитиш” паалийәтлириниң бирнәччә йезида орунлаштурулғанлиқи куча наһийилик һөкүмәтниң тор бекитидиму елан қилинди. Биз бу әһвалларни ениқлап көрүш үчүн ақөстәң йезиси туртам 3-кәнтиниң партийә ячейка секретари нияз мәмәткә телефон қилдуқ. Әмма у бизниң әркин асия радиосидин телефон қилғанлиқимизни аңлапла соалларға җаваб бериштин баш тартти.

Шуниң билән биз куча наһийисидики деһқанлардин алақидар әһвалларни игиләп беқиш үчүн бирнәччә уйғур аилигә телефон қилдуқ. Улардин куча шәһәр ичидики бир қәвәтлик өйләрдә олтурушлуқ бир аял зиярәт җәрянида көмүр баһасиниң бу йилму өсүп кәткәнликини, өзиниң иқтисадий җәһәттики қийинчилиқи түпәйлидин йетәрлик көмүр алалмиғанлиқини ейтип мундақ деди:“мениң төвән турмуш капаләт пулумму йоқ, пахта терип тапқан пулумға үч тонна көмүр еливалдим. Әмма бу көмүр келәр йилғичә йәтмәйду. Әмма кучада көмүр җиқ болған билән мәнчилик көмүр алалмайватқан деһқанлар бәк көп.”

Андин биз куча шәһәр ичидә күндилик миличмал дукини ачидиған бир киши билән сөзләштуқ. Уму бу йилқи көмүр баһасиниң өткән йилидикин өскәнликини, деһқанлардин нурғунлириниң мушу сәвәбтин көмүр елишта қийнилип қеливатқанлиқини ейтти. У мундақ дәйду:“деһқанлар териқчилиқ қилған билән, тапқини етизға хәҗлигинигә сәрп болуп түгәйдиған гәпкән. Шуңа көмүр алалмиған деһқанлар көмүрни наһайити теҗәп қалашқа мәҗбур. Өйини биздәк исситип олтуралмайду”
Һалбуки, хитайниң рәсмий таратқулиридин болған тәңритағ тори бу йил 13-февралдики хәвиридә куча наһийисиниң 2014-йили 14 милйон тоннидин көпрәк көмүр ишләпчиқириш рекорди билән уйғур аптоном районидики омуми көмүр ишләпчиқириш миқдариниң ондин бир қисмини игилигәнликини һәмдә шу арқилиқ уйғур дияридики әң чоң көмүр ишләпчиқириш базиси болуп қалғанлиқини хәвәр қилған иди. Хәвәрдә йәнә куча наһийилик көмүрчилик санаитини башқуруш идарисидин елинған мәлуматқа асасән куча наһийисиниң 2014-йиллиқ көмүр сетиш омумий кириминиң 1 милярд 970 милйон йүәнгә йәткәнлики тилға елинған иди. Биз бу һәқтики алақидар әһвалларни игиләп беқиш үчүн алди куча наһийилик көмүркан идарисигә телефон қилдуқ. Телефонни алған хитай хадим бизниң куча наһийисиниң көмүр ишләпчиқириш әһвали һәққидә әһвал игилимәкчи икәнликимизни аңлап соалларға җаваб бериштин баш тартти.
Мухбир: бу куча наһийилик көмүркан идарисиму?

Хитай: шундақ.
Мухбир: биз әркин асия радиосидин. Куча наһийисиниң көмүр ишләпчиқириш әһвалини игиләп бақайли дегәнтуқ.
Хитай кадир: қәйәрдин?
Мухбир: америкидики әркин асия радиосидин
Хитай кадир: қайси телевизийә истансиси?
Мудир: америкидики әркин асия радиоси. Аңлисақ кучаниң көмүрчилик санаитидә зор тәрәққиятлар барлиққа кәпту. Шуниң билән биргә аңлисақ йәрлик уйғур деһқанлар көмүр алалмайветипту. Мушу һәқтә бир чүшәнчә берәмсиз?
Хитай кадир: кәчүрүң. Бу ишларни сиз идаримизниң тәшвиқат бөлүми билән алақилишип шулардин сораң.

Андин биз куча наһийилик хәлқ ишлири идарисигә телефон қилдуқ вә наһийидики уйғур деһқанларниң қишлиқ көмүр сетивелиш қийинчилиқи һәққидә әһвал игилимәкчи болдуқ. Идариниң мәсуллиридин болған хитай кадирму бизниң әркин асия радиосидин телефон қилғанлиқимизни аңлапла бу һәқтә чүшәнчә беришни идариниң тәшвиқат бөлүмидин соришимиз лазимлиқини ейтти.
Мухбир: яхшимусиз. Бу куча наһийилик хәлқ ишлири идарисиму?
Хитай кадир: шундақ.
Мухбир: сиз идарә мәсуллириниң бири. Шундақму?
Хитай кадир : шундақ.
Мухбир: биз радио истансисиниң мухбирлири.
Хитай кадир: немә? қайси радио истансисиниң?
Мухбир: әркин асия радиосиниң. Биз кучадики йәрлик уйғур деһқанлириниң көмүр елишта қийнилип қеливатқанлиқи һәққидики әһвалларни игиләп бақайли дегән. Сиз мушу һәқтики әһвалларни бир тонуштуруп бақамсиз?
Хитай кадир: мән бу һәқтә әһвал тонуштуралмаймән. Хапа болмаң.
Мухбир: әмисә ким шундақ қилалайду?
Хитай кадир: немә?
Мухбир: мән демәкчи, сиз бу әһвалларни чүшәндүрәлмисиңиз биз кимдин сорисақ болиду?
Хитай кадир: бизни зиярәт қилиш үчүн аввал тәшвиқат бөлүми билән алақилишиң. Шулар мақул болғандин кейин андин биз билән алақилишиң.
Мухбир: адәттә қайси бөлүм мушу ишларға мәсул?
Хитай кадир: әлвәттә тәшвиқат бөлүми дә.
Мухбир: сиздә уларниң телефон номури барму?
Хитай кадир: мәндә йоқ.
Мухбир: мақул. Рәһмәт.

Мушу қетимқи түрлүк мәнбәләр бойичә әһвал игилишимиз арқилиқ куча наһийисидә зор миқдарда көмүр ишләпчиқирилип ғайәт зор иқтисадий үнүм яритилған болсиму, бу нәтиҗидин йәрлик уйғурларниң һечқанчә мәнпәәткә еришәлмигәнлики, йәнила нурғун сандики намрат вә төвән киримлик деһқан аилилириниң қишлиқ иссиниш мәсилисиниң җиддий һәл қилиш лазим болуватқан мәсилиләрдин бири сүпитидә мәвҗут болуватқанлиқи айдиңлашти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.