Түрк дуняси яш сода-санаәтчиләр йиғинида шәрқий түркистан мәсилиси күнтәртипкә кәлди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2013.11.28
turk-dunyasi-yash-karxanichilar-yighini-1.JPG Түрк дуняси яш сода-санаәтчиләр йиғинида хатирә сүрәт. 2013-Йили ноябир, түркийә.
RFA/Erkin Tarim

Түрк дуняси яш карханичилар йиғинида шәрқий түркистан мәсилиси күнтәртипкә кәлди. 25-Ноябир күнидин 28-ноябир күнигичә истанбулда чақирилған бу йиғинда түрк дунясида иқтисадий һәмкарлиқни күчәйтиш тоғрисида қарар мақулланған.

Түркийә баш министирлиқи тармиқидики түркийә ташқи түркләр вә қериндаш милләтләр идариси билән истанбул күчүкчәкмәчә районлуқ һөкүмәтниң ярдими, түрк дуняси яшлири бирликиниң уюштуруши билән өткүзүлгән бу йиғинға 25 әтрапида явруася дөлитидин кәлгән 120 яш сода-санаәт хадими қатнашқан. Йиғин түрк дуняси яшлири бирликиниң рәиси әкрәм абдуллайефниң ечилиш нутқи билән башланди. У ечилиш нутқида түрк дунясидики яш сода-санаәт хадимлириниң иқтисадий җәһәттики, болупму саяһәт, бинакарлиқ, тоқумичилиқ вә йемәк-ичмәк санаитидә қандақ қилип һәмкарлиқни күчәйтиш тоғрисида музакирә елип берип қарар мақуллайдиғанлиқини тәкитлиди. Әкрәм абдуллайеф бүйүк пәйласоп исмаил гаспирали дегәндәк, түрк дунясида тилда, пикирдә, ишта бирлик шоарини әмәлгә ашуруш керәкликини тәкитлиди.

Кейин йиғинға саһибханилиқ қиливатқан истанбул күчүкчәкмәчә районлуқ һөкүмәтниң түрк дуняси ишлири ишханисиниң мудири сәмра айдин авшар ханим ечилиш нутқида шәрқий түркистан мәсилиси тоғрисида тохтилип мундақ деди:
-Бүгүнки күндә шәрқий түркистанда хитайниң ирқий қирғинчилиқ сиясити давам қиливатса, 30 йилдин бери қарабағ мәсилиси һәл болмай келиватса, кәркүктә һәр күн бомба партлашта өлүватқан кишиләрни һечким көрмәйватса, түрк дунясида көз йеши билән қан давамлиқ еқиватса, биз алди билән әйнәккә қарап биз немәләрни хата қиливатимиз? дегән соални өзимиздин соришимиз керәк.

У, түрк дунясида иттипақлиқни әмәлгә ашуримиз дәйдикәнмиз, қуруқ шоарлар билән әмәс, ишләпчиқириш арқилиқ әмәлгә ашурғили болидиғанлиқини баян қилип мундақ деди:
-Йәршарилишиватқан дуняда дуня сияситини қаидә бойичә елип бериштин башқа чаримиз йоқ. Түрк дунясидики көз йешини ейтиветимиз дәйдикәнмиз, өз-ара иқтисади, тиҗари бирликни әмәлгә ашурушимиз керәк. Буниң үчүн өз ‏‏-ара алақини, һәмкарлиқни күчәйтишимиз керәк.

Бу йиғинни уюштурған түрк дуняси яшлири бирликиниң муавин рәиси шәмсәттин кузәчи әпәнди йиғинниң мувәппәқийәтлик өткәнликини баян қилип мундақ деди:
‏-Алдинқи күни ечилиш мурасими өткүздуқ. Түнүгүн һәрқайси һәйәтләрниң мәсуллири сөз қилди. Бүгүн һәрқайси дөләтләрдин кәлгән яш сода-санаәтчиләр учришишлар елип барди. Әтә йиғинимиз ахирлишиду.

У, түрк дуняси яшлири қурултийиниң паалийәтлири вә бу йиғинда қолға кәлтүргән нәтиҗиләр тоғрисида мәлумат берип мундақ деди:
-Биз түрк дуняси яшлири бирлики болуш сүпитимиз билән 1992-йилидин бери 15 қетим қурултай, 12 қетим рәһбәрләр йиғини өткүздуқ. Биз һазирғичә түрк дуняси ахбаратчилар бирликини, қазақистанда яш зиялийлар тәшкилатини қурдуқ. Бу йил болса яш сода-санаәтчиләрни бир җайға топлайли дәп бу йиғинни чақирдуқ. Бу йиғинға 25 түркий милләттин яш сода-санаәтчиләр қатнашти. 120 Әтрапида вәкил қатнашти. Буларниң көпи ширкәтләрниң мудирлири вә кархана игилири.

У йиғинда нуқтилиқ һалда икки тема тоғрисида музакирә елип берилғанлиқини баян қилип мундақ деди:
-Бу йиғинда икки мәсилә нуқтилиқ һалда музакирә қилинди. Бири, түрк дуняси яш сода-санаәтчиләр бирлики әзәрбәйҗанда қурулсунму яки түркийәдиму? иккинчиси, бирликниң низамнамиси тоғрисида әтраплиқ музакирә елип бардуқ. Музакирә арқилиқ 15 кишидин тәркиб тапқан вақитлиқ башқуруш һәйитини сайлап чиқтуқ. Булар 6 ай ичидә түрк дуняси яш сода-санаәтчиләр бирликини қуруп чиқиду. Қисқиси бу йиғинда күткән мәқситимизгә йәттуқ.

Доктор шәмсәттин кузәчи әпәнди бу йиғинға шәрқий түркистандин башқа пүтүн дунядики түркий милләтләрдин сода-санаәтчиләрниң қатнашқанлиқини, әмма уйғурларниңму бу тәшкилатқа әза болуш һоқуқи барлиқини баян қилип мундақ деди:
‏-Ирақтики түркмәнләрдин 3 ширкәт, афғанистан, косова, әзәрбәйҗан вә ирандин болуп нурғун карханичилар қатнашти. Әпсуски уйғурлардин келәлмиди. Әмма халиған уйғур карханичилар бу тәшкилатқа әза болалайду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.