Гума йезилиридики уйғур деһқанлириниң 50 пирсәнти ақсудики биңтуәнниң кевәзликлиридә яллинип ишлимәктикән
2015.12.23

Уйғур деһқанлириниң өз вәтинидә йәрсиз қелип биңтуәнниң кевәзликлиридә ялланма әмгәк күчи сүпитидә ишләшкә мәҗбур болуши диққәт қозғимақта.
Бу әһвалниң уйғур елиниң җәнубидики бир қисим районларда, болупму гума наһийәсиниң бир қисим йезилирида омумйүзлүк мәвҗутлуқи билинмәктә.
Буниңдин бирқанчә һәптә илгири гума наһийәсиниң муҗи йезисидики мәлум башланғуч мәктәпниң оқутқучилири радиомиз зияритини қобул қилип, тәвәликтики мутләқ көп қисим уйғур деһқанлириниң пахта териш үчүн ақсудики биңтуәнниң кевәзликлиригә кәткәнликини ашкара қилған иди. Уларниң билдүрүшичә, йезидики әмгәк иқтидари бар әр, аялларниң көп қисми ай-айлап сиртларда яллинип ишлигәчкә, уларниң мәктәп йешидики пәрзәнтлири ата, ана тәрбийәсидин халий һалда қаранчуқсиз яшимақтикән.
Биз бу әһвални гума наһийәсидики йәрлик һөкүмәт органлириниң баянидин дәлилләп көрүшкә тириштуқ. Гума наһийәсиниң мокуйла йезилиқ сақчиханиси зияритимизни қобул қилип, йәрликтики уйғур деһқанлириниң йиллардин буян биңтуәндики кевәзликләргә ялланма әмгәк күчи сүпитидә еқип кетиватқанлиқини дәлиллиди.
Сақчиханиниң билдүрүшичә, муҗи вә мокуйла йезилири гума наһийәси бойичә аһалиси бир қәдәр зич, терилғу йери аз, су мәнбәси кәмчил һәмдә турмуш сәвийәси төвән җайлар болуп, әмгәк күчлириниң сиртқа еқип кетиши омумйүзлүк көрүлүватқан һадисә икән.
Мокуйла йезисида 21 миңдин артуқ турақлиқ аһалә болуп, һәммиси дегүдәк уйғурлар икән. Һәр йили 4-айдин 12-айғичә болған арилиқта мокуйла йезисиниң өзидинла 10 миңдин артуқ әр, аял әмгәк күчи ақсу вә корла тәвәсидики биңтуәнниң кевәзликлиригә ишлигили кетидикән. Буларниң ичидә тәхминән 1500 дин артуқ әмгәк күчи бир йилниң сәккиз ейида сиртта яллинип ишләйдикән. 8 Миңдин артуқ әр, аял әмгәк күчи һәр йилиниң төт ейида, йәни сентәбирдин таки декабирниң ахириғичә сиртта болидикән.
Ақсу вә корла тәвәсидики биңтуәнниң кевәзликлиригә кәткән уйғур деһқанлириниң сиртқа чиқип ишләш рәсмийәтлири гумидики һәрқайси сақчиханилар тәрипидин беҗирилидикән. Уларниң һәммисигә “йешил карта” беҗирилип, андин коллектип елип меңилидикән. Улар иш орунлириға йетип бериштин бурун уларниң тизимлики вә конкрет шәхсий учурлири җамаәт хәвпсизлики тори арқилиқ ақсу вә корлидики биңтуәнниң сақчиханилириға йоллинип болидикән. Иш орунлирида улар бирдәк биңтуән сақчиханилири тәрипидин контрол қилинидикән.
Мокуйла сақчиханисиниң хадимлири бу йил 7-айда гумида йүз бәргән қаттиқ йәр тәврәштин кейин деһқанларниң техиму зор вәйранчилиққа учриғанлиқини тилға алди. Уларниң билдүрүшичә, гумидики уйғур деһқанлири бу йил пахта териш баһасиниң чүшүп кәткинигә қаримай давамлиқ сиртқа ақмақтикән. Сиртқа кәткән ялланма әмгәк күчлириниң сани алдинқи йилидинму көп икән.
Сақчихана хадимлири йәнә зор түркүмдики ата, аниларниң сиртқа ишлигили кетиши сәвәблик мәктәп йешидики балиларниң қаранчуқсиз қалғанлиқини шундақла мәктәптики оқутқучиларниң бесиминиң ешип кәткәнликини тәкитлиди.
Тәпсилатини аваз улиништин аңлиғайсиз.