Уйғур тебабәт доригәрлики мәбләғ болсила ким ачса болуверидиған бир түргә айлинип қалмақта

Мухбиримиз гүлчеһрә
2016.09.14
uyghur-80-xalta-doriger.jpg Уйғур тебабитидә дора қилип ишлинидиған қурутулған тәбиий өсүмлүкләр йәни 80 халта.
saveuyghur.org

Дуня бойичә тәбиий, зиянсиз йешил озуқлуқ вә дориларға болған еһтияҗ һәммидин юқири болуватқан бүгүнки күндә, әлвәттә уйғурларниң қолидики әнәниви уйғур тебабәт доригәрликму әң парлақ тәрәққият кәлгүсигә игә бир кәсип һесаблиниду. Йеқинқи йилларда уйғур доригәр вә карханичиларниң тиришчанлиқлири билән кархана мәдәнийитигә қәдәм бесип, уйғур хәлқиниң өзиниң қолидин чиқип базарға киргән уйғур тебабәт дорилири әмдила шөһрәт тепиватқан бир пәйттә, уйғур тебабәт доригәрликидин ибарәт бу игиликму даириләрни “шинҗаң уйғур тебабәт дорилири санаәт түри қурулуши” ға киргүзүлүп, уйғур тебабәт дорилирини кәң түрдә ишләпчиқириш вә сетиш һоқуқлири бара ‏-бара хитай ширкәтләргә өткүзүп берилмәктә икән.

Инкаслардин уйғурларни әндишигә селиватқан әң муһим мәсилиниң болса, уйғур тебабәт дориси намидики гормон вә башқа дорилар қетип ясалған сахта дориларниң базарни қаплиши вә уйғур әнәниви доригәрлик саһәсиниң бузғунчилиқ вә еғир тәһдиткә йүзлиниватқанлиқидур. Зияритимизни қобул қилған уйғур аптоном районидики миллий тебабәт дорилирини башқурушқа мәсул хитай хадимниң уйғур тебабити учраватқан тәһдитләргә қарита “уйғур тебабәт дорилиридәк байлиқни кимниң ечиши муһим әмәс, қандақ қилип техиму кәң ечип базар тапқузуш муһим” дегән җавабидин, хитай һөкүмитиниң уйғур тебабитигә, қоғдашқа тегишлик қиммәтлик мәдәний мирас сүпитидә әмәс, пәқәт маддий қиммәт яритидиған бир түр сүпитидә муамилә қиливатқанлиқини көрүвелиш тәс әмәс.

2500 Йилдин артуқ тарихқа игә әнәниви уйғур тебабәт дорилириниң инавитини қоғдап һәмдә әсли сүпитини сақлашниң җиддий бир мәсилә болуватқанлиқи уйғур миллий доригәрликини кәсип қилған доригәр вә карханичиларниң инкаслири арқилиқ ашкариланған иди.

Уйғур тебабити доригәрликиниң әнәниви әвзәллики болса омумий бәдәнгә дора қилиш арқилиқ кесәлләнгән орунни давалашни мәқсәт қилған асаста, кесәлниң мәнбийигә асасән тәңшәп ясилиду. Йеқинқи йилларда хитай даирилириниң уйғур елида уйғур тебабәт доригәрликини кәсип қилған завут қуруш, дора иҗазәтнамиси беҗириш, сетиш вә башқа мулазимәтләрни бир гәвдә қилған карханилаштуруштики универсал пайдилиқ сиясәтләрдин бәһримән болған хитай мәбләғ салғучилар, уйғур тебабәт доригәрлик кәспигә пүтүнләй игә болған һәтта “шинҗаң уйғур теббий доригәрлик кәспий мәсулийәт ширкити” намидики илгири нам қазанған халмурат доктор игидарчилиқидики уйғур теббий доригәрлики билән тәтқиқат ишлири бирләштүрүлгән ширкәтниң толуқ пейиға хубейдики “рен фу доригәрлик ширкити” нишанлиқ ярдәм бериш түри сиясәтлири арқилиқ игә болған болуп, һазир 30 хилдин артуқ уйғур тебабәт дорилири мушу завутта ясалмақта.

Хитай дора ишләпчиқириш карханилири нөвәттә уйғурлардин техника вә ретсепларға игә болғандин кейин “зукам кумиличи” қатарлиқ уйғур миллий тебабәт дорилирини кәң түрдә ишләпчиқирип базарға салмақта.Гәрчә улар мәбләғ вә техника арқилиқ уйғур тебабәт дорилирини пишшиқлап ишләш санаитини тәрәққий қилдурдуқ дәватқан болсиму, бизгә наразилиқ инкаслирини билдүргән уйғур тебабәт кәсип әһлилири, әмәлийәттә уларниң уйғурларниң әнәниви дора ишләш техникисиға бузғунчилиқ яритип, тез унум вә иқтисадий мәнпәәтнила қоғлишип дориларға сахтилиқ қошуватқанлиқини, бир қисим уйғур тевип вә доригәрләр йеқинда даириләрдин буни түзәшни, уйғур тебабитини қоғдашни тәләп қилған болсиму, бу тиришчанлиқлириниң нәтиҗиси болмиғанлиқини билдүргән иди.

Биз уйғур тебабәт хадимлирида әндишә қозғаватқан мәсилиләр, уйғур тебабәтчилики учраватқан хирис вә тәһдитләргә қарита даириләрниң инкасини елиш үчүн, шинҗаң уйғур теббий доригәрлик кәспий мәсулийәт ширкитигә телефон қилған болсақму, икки байрамлиқ дәм елиш мәзгили болғанлиқтин адәм болмиса керәк, телефонимиз җавабсиз қалди.

Биз йәнә аптоном райондики тебабәт дорилирини назарәт қилип башқурушқа мәсул мәмурий ишхана башлиқи луң шибиңни издәп таптуқ. У бизниң америка әркин асия радиосидин телефон қиливатқанлиқимиздин әҗәблинип “телефон номурумни қандақ таптиңлар” дәп сориған болсиму, йәнила соаллиримизға җаваб бәрди. У, өзи мәсул бу орунниң хитай һөкүмитиниң бир мәмурий оргини икәнликини, характериниң америка федератсийә йемәк -ичмәк вә дориларни назарәт қилип башқуруш идарисигә охшаш икәнликини тәкитләп сөзини башлиди.

Биз униңдин зукам кумиличи дегәндәк уйғур тебабәт дорилиниң чәтәлләргә експорт қилиш рухсити бар-йоқлуқини соридуқ.

Униң ейтишичә, уйғур тебабәт дорилири дөләтниң өлчәмлиридин өткән болуп, мәмликәт ичидә сетилмақта, әмма һазирчә чәтәл яки америкиниң иҗазитини техи алмиған, әмма кәң түрдә дуня базириға йүзләндүрүш пиланланмақта. Бу дорилар һәммиси уйғур елида ишләнмәктә.

Биз униңдин базарға селинған уйғур тебабәт дорилириға гормон қошулған-қошулмиғанлиқини соридуқ. У қәтий түрдә “ундақ иш йоқ. Уйғур миллий тебабити 2 миң йилдин артуқ тарихқа игә, пүтүнләй өсүмлүкләрдин ясилидиған, пүтүнләй әкс тәсири болмиған дорилар, униңға гормон яки башқа нәрсә қошқанда қиммити қалмайду. У әнәниви тебабәт дорилири билән һазирқи заман дора ишләш техникиси қошуп ишләнгән дорилар, һазир барғанчә етирапқа еришип, шинҗаңниң асаслиқ намдар мәһсулатиға айланған” деди.

Биз униңдин, ундақта немә сәвәбтин нәччә миң йилдин буян уйғур тебабитигә мираслиқ қилип һазирғичә сақлап кәлгән уйғурларниң өзлириниң игидарлиқидики шундақ көләмләшкән уйғур тебабәт дора кәспий ширкәтлириниң йоқлуқини сориғинимизда, у интайин ениқ қилип “у муһим әмәс, буниңға мундақ қаришиңиз керәк, уйғур тебабәт дора ширкәтлириниң пай игилири хитай өлкилириниң чоң ширкәтлири болған билән, дорини ишләпчиқириш сехлири вә завут ишчилири йәнила шундақ турмамду, уйғурларда ундақ мәбләғ вә техника болмиғанлиқтин, буни йәниму тәрәққий қилдуруп дуняға йүзләндүрүш үчүн мәбләғ селишқа қизиқтуруватимиз. Униңға кимниң ғоҗидар болуши унчә муһим әмәс, техника җәһәтләрдин йәниму тәрәққий қилдуралайдиғанла болса, ким ачса болувериду. Бу әркин риқабәткә йүзләндүрүлгән турса” деди.

Әмма дәл буниң әксичә, хотән уйғур тебабәт дохтурханисида 10 йилдин артуқ врач болуп ишлигән тәҗрибилик уйғур тевипниң әндишиси болса: “хитайдики дора базиридики қалаймиқанчилиқ һәммигә мәлум мәсилә, сахта дориларниң барғанчә базарни игиләп, хитай җәмийитидә истемалчиларда дориларға қарита күчлүк шүбһә мәвҗут, адәмләрни зәһәрләватқан бу хилдики дорилар дәл хитайлар тәрипидин ишләпчиқирилған. Һечқандақ инсаний мәсулийәт, иман етиқади болмиған, қиммәт қариши, инсаний әхлақ өлчими уйғурларға охшимайдиған, пәқәт иқтисадий мәнпәәтнила ойлайдиған хитай хоҗайинлар уйғур тебабәт әһкамлири вә әнәнисини билмәйду вә билишкиму қизиқмайду, уни бир қиммәтлик байлиқ сүпитидә һөрмәт қилмайду, әнә шундақ хитай мәбләғ салғучиларниң пәқәт мәбләғ вә сиясәт әвзәллики биләнла уйғур тебабәт кәспини монопол қиливелиши уйғур тебабәт дора кәспини йоқилишқа қарап йүзләндүриду.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.