Қәйсәр миҗит: “бүгүнки мәғлубийәтни әтики мувәппәқийәтниң бир қисмиға айландуруң...”

Мухбиримиз гүлчеһрә
2014.09.23
uyghur-namrat-tijaret-aqsu.jpg Чақчилиқ қилип җан беқиватқан намрат уйғурлар. 2008-Йили 31-июл, ақсу.
AFP

“инсан мәвҗут болидикән, униң иқтисадий паалийити тохтимайду, айлиниду, ишләпчиқириш билән истемал, тавар вә мулазимәт бир-бирини тәқәзза қилидиған мунасивәт.” тиҗарәт йолиға киргән һәр қандақ бир шәхс яки бир ширкәт, қандақ қилип тез сүрәттә мувәппәқийәт қазанғили болидиғанлиқини билишни халайду әлвәттә. “иқтисадшунаслиқ”, “мувәппәқийәтшунаслиқ” тоғрисидики нәзирийиләр нөвәттә уйғурлар қизиқиватқан болсиму, әмма кәмчил болған бир саһә һесаблиниду. Ноқул һалдики нәзәрийә гәрчә мувәппәқийәт елип келәлмисиму, мувәппәқийәт қазиниш йолида таллишиңизға ярдими болғуси, дунядики мувәппәқийәт қазанған карханичиларниң һәммиси бу дәрсниң наһайити муһим икәнликини билиду. Ундақта қәйсәр миҗит әпәнди игилик тикләш йолидики яшлиримизға, миллий карханиларға дәврниң риқабитигә қандақ тақабил туруш керәклики һәққидә немиләрни тәрғиб қилиду?

Қәйсәр әпәндиниң тәвсийилири:
“ишни нәдин башлаймән?” демәй, өзиңиздин башлаң. Қандақла болсун бир кәспиниң игисигә айлиниң, уни әң яхши, әң юқири сүпәттә қилишқа тиришиң...”

“һөкүмәтниң уйғур елиниң иқтисадий ешишиға қаратқан сиясәт әвзәллики, байлиқ вә пурсәт әвзәлликидин сизниңму несивиңизни елиш һоқуқиңиз бар, бәрмисә талишип елиң, тәләп қилиң....”

“бирла хил сода йолиға бағланмаң, кичиккинә пайда көргәндин кейинла мәбләғни йәниму чоң түрләргә селишниң орниға, тоңлитип қоймаң яки хәҗливәтмәң....”

“йеңилиқ яритиң, марка тикләң, сиртқа, дуняға йүзлиниң, илғар техникини әнәниви кәсипләрни өзгәртишкә ишләтсә, иқтисадий тәрәққиятни техиму юқири көтүрүшкә түрткә болиду...”

“тәвәккүлчиликтин қорқмаң, ғәлибә тәвәккүл қилғучиларниң. Һазир һәқиқий мәбләғ салғучилар, пай баһаси әң төвән чағда нурғунлиған пайни сетивалиду, бәлким буниңдин нурғун пул тепиши мумкин....”

“әқлий иқтидарлиқ дәвр нурғунлиған пурсәтләрни яратмақта, бу саһә кархана һәтта җәмийәтниң һәр қайси тәрәплиригә чоңқур тәсир елип келиду, пурсәтни чиң тутуң, өзиңиз техника вә йеңилиқ яриталмисиңиз, бу саһәдә ихтисаслиқлардин мувапиқ пайдилиниң....”

“хәлқарадики миллий карханичилар, тиҗарәтчиләр билән һәмкарлишиш йолини издәң, юртимиз ‛явру-асия базиридин дуня базири‚ ға айлиниши мумкин. Йәршарилишишқа қандақ қилип сиңип кириш йоллирини нишан қилип тиришиң...”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.