Хитай содигәрниң қағилиқ вәзийити һәққидики шикайити (2)
2017.08.22

Йеза кадирлириниң вәзиписи “деһқанларни йезида тутуп туруш” вә “тәрбийиләш мәркәзлири” гә адәм йоллаш
2007-Йили сәндуң өлкисидин қағилиққа келип, ширкәт ачқан бир хитай содигәр, йеқинқи 10 йилдин буян қағилиқта барғанчә күчәйгән муқимлиқ тәдбирлири һәққидә өз қарашлирини баян қилди. Өз кимликини ашкарилимаслиқ шәрти билән зияритимизни қобул қилған бу хитай содигәрниң билдүрүшичә, нөвәттә қағилиқ йезилиридики кадирларниң күндилик хизмити йезисидин сиртларға чиқип кәткүчиләрни қайтуруп келиш вә деһқанлар арисидин идийисидә мәсилә бар дәп қариғанларни тепип чиқип, уларни аталмиш “тәрбийиләш мәркәзлири” гә йоллап бериш арқилиқ юқириниң муқимлиқ вәзиписини орунлаш.
Өзиниң ширкитидики уйғурлар билән даим параңлишип туридиғанлиқини билдүргән сәндуңлуқ хитай содигәр, ширкитидики уйғурларниң қағилиқта йолға қоюлуватқан муқимлиқ тәдбирлиригә болған наразилиқ кәйпиятини аңлатти. Униң билән бу һәқтики сөһбитимиз мундақ давамлашти:
Мухбир: -сиз ширкитиңиздики йәрлик уйғурлар билән параңлишамсиз? улар көңлидики гәплирини сизгә дәмду?
Хитай содигәр: -мән һәр күни улар билән параңлишимән. Чүнки ширкитимдә ишләйдиған ишчиларниң 70% уйғурлар.
Мухбир: -сизниңчә, уларниң сиз билән мунасивити қандақ?
Хитай содигәр: -наһайити яхши өтимиз.
Мухбир: -сизниңчә, уларни әң нарази қилидиғини қайси ишлар?
Хитай содигәр: -уларни нарази қилидиған ишлар бәкму җиқ.
Бу хитай содигәр һөкүмәт йәрликтә йолға қоюватқан муқимлиқ тәдбирлири ичидә уйғурларни нарази қиливатқан мәсилиләр һәққидә җаваб берип, қағилиқтики йеза кадирлири вә йезиларға чүшүрүлгән хизмәт әтритидикиләрниң аталмиш муқимлиқ хизмити намида, өз йезисидин ишләш үчүн башқа юртларға кәткән деһқанларни мәҗбурий қайтуруп келиш вә наһийә тәвәсидә ишләватқанларни һәптидә бир қетим йиғивелип улардин идийиви әһвалини тапшурушни тәләп қилиш уйғурларни нарази қиливатқан мәсилиләрниң бири икәнликини билдүрди:
-Йолға қоюлуватқан юқири бесимлиқ бастуруш сияситиниң бир ипадиси, һазир уйғур деһқанлири сиртларға чиқип ишлийәлмәйду, пул тапалмайду, һөкүмәт бәргән ярдәм пулиға тайиниш вә йәрдин чиқидиған азрақ дарамәткә тайинишқа мәҗбур қеливатқан вәзийәт дейишкә болиду.
Мухбир:-билишимчә, бултур 5-айда илгирики секретар җаң чүншйән уйғур диярида бир мәзгил йолға қоюлған “аммиға қулайлиқ картиси” йәни йешил картиниң бикар қилинғанлиқини елан қилған идиғу? һазир деһқанларниң сиртқа чиқип ишлишигә рухсәт елиш йәнила шундақ тәсму?
Хитай содигәр: -һазир деһқан ишләмчиләр һәргизму сиртларға чиқип ишлийәлмәйду. Җәнубий уйғур диярида һәтта уйғурларниң өз наһийисидин айрилишиғиму йол қоюлмайватиду.
Мухбир: -уларниң башқа җайларға берип ишлишигә йол қоюлмаслиқтики сәвәб немә? муқимлиқ үчүнму?
Хитай содигәр: -шундақ, деһқанларни сиртқа чиқармаслиқму муқимлиқ тәдбирлириниң бири. Һазирқи бәлгилимидә, сениң юртуң қәйәрдә болса, сән чоқум шу йәрдә турушуң керәк. Мән һазир сода иши үчүн хотәнгә кәлгән идим. Бу йәрдә шундақ бир әһвални учраттим. Мән билидиған бир уйғур тиҗарәтчи үрүмчидә нәччә йүз түмән мәбләғ селип ресторан ачқан икән, әмма йәрлик һөкүмәт униңдин чоқум қайтип келишни тәләп қилипту, һәтта униңдин мәбләғлиридин ваз кечип хотәнгә қайтип келишни тәләп қипту.
Мухбир: -хитайларғиму бундақ чәклимиләр барму?
Хитай содигәр: -йоқ, хитайларға бундақ чәклимиләр йоқ.
Мухбир: -ичкири өлкиләрдин кәлгән хитай ишләмчилиригиму бундақ тәләпләр барму?
Хитай содигәр: -яқ, яқ. Уларға бундақ тәләпләр йоқ.
Мухбир: -сизниң қаришиңизчә, бу хил тәңсиз муамилә йәрлик аз санлиқ милләтләрни ғәзәпләндүргән мәсилиму? улар дейишкә җүрәт қилалмайду, әмма көңлидә наразилиқи бар, шундақ демәкчиму?
Хитай содигәр:-тоғра, шундақ. Мениң қаришимчә, улар көңлидә нарази болиду.
Бу хитай содигәр даириләрниң, көңлидики наразилиқини ипадилигән уйғурларға қарита қоллиниватқан тәдбирлириниң бири “идийиви тәрбийиләш мәркизи” икәнликини тәкитлиди:
-Һазир пәқәт қағилиқтила әмәс, бәлки пүткүл җәнубий уйғур диярида уйғурлар идийисидә мәсилә бар дегән баһанидә идийидә тәрбийиләш мәркәзлиригә апириливатиду. Мәсилән алайлуқ, сизниң өйиңиздә бир туғқиниңизниң идийисидә мәсилә бар дәп қаралса, шу аилидики һәммәйлән өгинишкә қатнаштурулиду.
Мухбир: -деһқанлар бу хил тәрбийиләш мәркәзлиригә беришқа разиму?
Хитай содигәр:-улар һазир рази болмисиму беришқа мәҗбур, чүнки деһқанлар амалсиз. Деһқанлар бу җайларға тутқун қилинип, мәҗбурий апирилидикән.
У, йезилиқ һөкүмәт кадирлириниң асасий вәзипилиридин бири, идийисидә мәсилә бар дәп қариған уйғурларни бу хил тәрбийиләш мәркәзлиригә йоллап бериш икәнликини мундақ баян қилди:
-Билишимчә, деһқанлар бу җайларға сақчилар арқилиқ ялап елип бериливетипту. Кәнт кадирлириниң асасий вәзиписи идийисидә мәсилә бар деһқанларни тепип чиқиш вә уларни йезилиқ һөкүмәт вә шу йезидики сақчиханиларға мәлум қилиш икән. Андин сақчиханилар мәхсус адәм аҗритип бу деһқанларни аталмиш “идийиви тәрбийиләш мәркәзлири” гә апирип беридикән.
Бу хитай содигәр тәминлигән учур бойичә, униң ширкитидин “идийиви тәрбийиләш мәркәзлири” дә тутқунда туруватқан турғунҗан қатарлиқ төт нәпәр уйғур ишләмчиниң тутқун қилиниш әһвалини игиләш үчүн, йезилиқ һөкүмәт ишханилири вә қағилиқтики бирқанчә сақчиханиларға вә телефон қилдуқ.
Йезилиқ һөкүмәт ишханилириға қилған телефонлиримиз җавабсиз қалған болсиму, әмма сақчиханилардин җаңгил әски йезилиқ сақчиханиниң телефони уланди. Телефонимизни дәсләп алған ярдәмчи сақчи өзиниң бундақ назук мәсилиләргә җаваб берәлмәйдиғанлиқини билдүрүп, йезилиқ сақчиханиниң муавин башлиқи дилшатниң телефон номурини дәп бәрди.
Өзиниң сақчиханиниң муавин башлиқи икәнликини билдүргән дилшат болса, хитай содигәр ейтқан әһвалларни инкар қилип, өзиниң турғунҗан исимлик бирини билмәйдиғанлиқини, мәзкур сақчиханида ширкәтләрдә ишләватқан уйғур ишләмчиләрни тутқун қилип тәрбийиләш мәркәзлиригә апирип бериш вәқәси болмиғанлиқини тәкитлиди.
Гәрчә бу хитай содигәрниң баянида тилға елинған “идийиви тәрбийиләш мәркизи” дә тәрбийилинидиған уйғурларниң сақчилар тәрипидин тутқун қилинип, мәҗбурий апирилидиғанлиқи һәққидики әһвалларни, қағилиқтин телефонимизни алған хитай сақчилири рәт қилған болсиму, әмма радийомиз илгири ғулҗа наһийиси қатарлиқ җайлардин игилигән әһвалларда, идийисидә мәсилә бар дәп қаралған уйғурларниң бешиға қара халта кийдүрүлүп, бу хил “идийиви тәрбийиләш вә өгиниш мәркәзлири” гә сақчиларниң назаритидә елип бериливатқанлиқи қатарлиқ әһваллар ашкариланған иди.