Уйғур райониниң йәрлик һөкүмәтләр мәбләғ салған пүтүн қурулушларни тохтитиши диққәт қозғиди

Мухбиримиз әркин
2018.04.04
xelqaraliq-chong-bazar-saqchi.jpg Хәлқаралиқ чоң базар әтрапида “аманлиқ” қоғдаватқан хитай сақчилири. 2011-Йили 1-авғуст, үрүмчи.
AP Photo

Уйғур аптоном районидики йәрлик һөкүмәтләрниң қәрзи аптоном районлуқ һөкүмәтниң йәрлик даириләр мәбләғ салған барлиқ қурулуш түрлирини пүтүнләй тохтитишиға мәҗбур қилди. Анализчиларниң көрситишичә, бу уйғур аптоном районлуқ һөкүмәтниң барлиқ қурулуш түрлирини тохтитип, йәрлик һөкүмәтләрниң қәрзини контрол қилмиса болмайдиған әһвалға берип қалғанлиқини көрситидикән.

Уйғур аптоном районлуқ ислаһат-тәрәққият комитети өткән һәптә елан қилған баянатида, йәрлик даириләрниң 2017‏-йили 1‏-айдин башланған һәр бир қурулуш түрини “инчикилик билән көздин кәчүрүши”, хусусән 2017‏-йили 7‏-айдин башланған қурулуш түрлирини көздин кәчүрүп, йәрлик һөкүмәтләрниң бу қурулуш түрлирини пүттүрүшкә йетәрлик мәблиғи бар-йоқлуқини ениқлашни тәләп қилған.

Йәрлик һөкүмәтләрниң банкиларға қәрзгә боғулуп қелиши, хитай пул-муамилә системисиға бесим пәйда қилип келиватқан еғир мәсилә. Уйғур аптоном райони йәрлик һөкүмәтләрниң қурулуш түрлирини тохтитип, хитай малийә министирлиқиниң йәрлик һөкүмәтләрниң қәрзини контрол қилиш һәққидики чақириқиға әң актип аваз қошқан райондур. Мутәхәссисләрниң илгири сүрүшичә, йәрлик һөкүмәтләрниң қәрзгә боғулуп қелишиға өй-мүлүк содиси сәвәб болған.

Америкидики хитай иқтисадшунас хе чиңлйән ханим мундақ дәйду: “йәрлик һөкүмәтләрниң қәрзини ул-әслиһәләр қурулуши елип бериш, мәбләғ селиш қатарлиқ амиллар пәйда қилди. Бу, хитай пул-муамилисидики қәрәллик бомба. Буни чоқум һәл қилмиса, хитайниң пул-муамилә системисида мәсилә келип чиқиду. Әлвәттә қәрз мәсилиси хитай пул-муамилә системисидики мәсилиниң бир тәрипи. Униңдин башқа сәрмайиниң чәтәлгә еқиши, чәтәл перевот записиниң азийиши қатарлиқ мәсилиләр бар. Хитайда банкиларниң мағзап қәрз пули бәк көп. Буни өй-мүлүк содиси шәкилләндүргән. Хитайда нурғун йәрлик һөкүмәтләр қәрз елип өй-мүлүк содиси қилиду. Лекин, ахирида бу пулни қайтуралмай банкиға қәрз болуп қалиду. Бу пул банкиниң һесабида болсиму, лекин уни йәрлик һөкүмәтләр төлийәлмәйду. Шуңа, бу бәк еғир мәсилә.”

Уйғур райони хитайдики йәрлик һөкүмәтләрниң қәрзи еғир районларниң бири. Хитайниң рәсими санлиқ мәлуматлирида көрситилишичә, 2017‏-йили уйғур аптоном районидики йәрлик һөкүмәтләрниң қәрзи 20% артип, бир тирилйон 200 милярд йүәнгә йетип барған болуп, хитайниң мәмликәтлик оттуричә нисбитидин 7% ешип кәткән. Хе чиңлйән, уйғур аптоном районидики йәрлик һөкүмәтләрниң қәрзини бәзи йәрлик амиллар пәйда қилған болуши мумкинликини билдүрди.

У: “шинҗаңдики йәрлик һөкүмәтләрниң қәрзини бәзи йәрлик амиллар пәйда қилған болуши мумкин. Чүнки, шинҗаң ғәрбий шималдики 5 өлкә ичидики аз санлиқ милләт райони болуп, мәркизи һөкүмәтниң малийә селинмиси нисбәтән аз район. Мәсилән, шизаңниң малийә селинмисиниң 95 % и бейҗиң һөкүмитигә тайиниду. Лекин шинҗаңниң иқтисади нисбәтән тәрәққий қилған болуп, шизаң, чиңхәй, гәнсуларға қариғанда яхши. Шуңа, шинҗаңдики йәрлик һөкүмәтләрниң қәрзини қандақ амиллар кәлтүрүп чиқарғанлиқи маңа намәлум. Буни муқимлиқ селинмиси кәлтүрүп чиқардиму десәк, ундақ болуши натайин. Чүнки, ши җинпиң муқимлиқ селинмисини мәркәз үстигә елишни йолға қойди. Йәрлик һөкүмәтниң чиқиридиған пули көп әмәс. Бәлки йәрлик һөкүмәт муқимлиқ селинмисиниң йүздә 10 нәччә пирсәнтини чиқиридиғу дәймән. Шуңа, бу униң сәвәб болмаслиқи керәк”.

Хәлқара ахбарат васитилириниң ашкарилишичә, хитай һөкүмити 2017‏-йили уйғур районидики бихәтәрлик селинмисини 92% көпәйтип, 10 милярд доллардин ашурувәткән. Көзәткүчиләр, уйғур райони бихәтәрлик селинмиси дунядики әң көп районға айланғанлиқини илгири сүргән иди. Лекин, америкидики уйғур иқтисадшунас, америкидики мәлум бир университетниң иқтисади пәнләр оқутқучиси, доктор илнур ханим уйғур районидики йәрлик һөкүмәтләрниң қәрзини бу райондики сиясий һакиммутләқлиқ пәйда қилғанлиқини илгири сүрди. Униң көрситишичә, америкидәк базар игиликидики дөләтләрдә банкилар шәхс, ширкәт яки һөкүмәтләргә бәргән қәрзини қайтурувалалайдиған күчлүк система бар. Лекин, хитайда бу системини һөкүмәт контрол қилидикән.

У мундақ дәйду: “шинҗаңдики һөкүмәтләр қорқмайду. Чүнки, улар һөкүмәт бизни қутқузиду, дәп өзиниң һөкүмитиниң йоқалмайдиғанлиқиға қаттиқ ишинип туруп, қорқмай қәрзини еливериду, муқимлиқ һәммидин муһим, дәп. Лекин, һазирқи шараитта шинҗаң һөкүмити қаттиқ ярдәмгә еһтияҗлиқ. Иқтисадий нуқтиинәзәрдин алғанда, ярдәм қилмайдиған болса һалак болиду. Лекин хитайда сиясәт иқтисадтин үстүн турғачқа бундақ болмайду. Демәк, бу йәрдики сиясий һакиммутләқлиқ сәвәбидин бу һалға келип қалди. Әгәр иқтисад мутләқ сәвәб болған болса улар бундақ қилалмайтти. Демәк, илмий усул билән дегәндә буни сиясий һакиммутләқлиқ кәлтүрүп чиқарған”.

Аптоном районлуқ ислаһат-тәрәққият комитетиниң көрситишичә, йәрлик һөкүмәтләрниң өз алдиға елип бериватқан қурулуш түрлири болсун, мәйли шәхсләр билән һәмкарлишип елип бериватқан қурулуш түрлири болсун, бу қурулуш түрини пүттүрүшкә йетәрлик мәблиғи болмиған яки қошумчә мәбләғ тәләп қилидиған болған барлиқ қурулушлар бирдәк бикар қилинидикән. Мәзкур комитет баянатида, “биз иқтисадниң өсүш сүрити астилап кетишини таллисақ таллаймизки, қәрзниң йиғилип кетишини таллимаймиз” дегән.

Лекин, доктор илнур ханимниң билдүрүшичә, йәрлик һөкүмәтләрниң қурулуш түрлириниң тохтиши районниң иқтисадиға сәлбий тәсирләрни пәйда қилидикән. У, буниң йәрликкә зиянлиқ икәнлики, лекин биңтуәнгә бәзи пайдиларни елип келидиғанлиқини билдүрди.

Илнур ханим мундақ дәйду: “бу түрләрниң тохтиши шинҗаңниң йәрлик һөкүмитигә бәк чоң тәсири болиду. Бәл чоң сәлбий тәсири болиду. Лекин биңтуәнгә азрақ сәлбий тәсири болиду. Еһтимал биңтуәнгә пайдилиқ болуп қелиши мумкин. Пайдилиқ болиду, дегиним, йәрлик һөкүмәтләргә бәк қаттиқ тәсир қилип кәткәчкә бу биңтуәнниң орнини көтүрүп қойиду. Һәр иккисигә тәң сәлбий тәсир көрситиду, лекин тәсири йәрлик һөкүмәткә бәкрәк болиду. Биңтуән яхширақ болуп қалиду. Йәни, биңтуәндикиләрниң әһвали яхширақ, йәрликниң әһвали яманрақ болуп қалиду. Ишсизлар йәрликләрдә көпийип кетиду. Биңтуәнниң зиян тартиши азрақ, йәрликниң зиян тартиши җиқрақ болиду”.

Хитай һөкүмити 2000‏-йиллардин кейин, болупму 2009‏-йилдин кейин уйғур райониниң өй-мүлүк тәрәққиятиға ғайәт зор мәбләғ селип, нурғун шәһәрчиләрни, ул -әслиһә қурулушлирини елип барған. Үрүмчи бир мәзгил хитайдики өй-мүлк баһаси әң тез өрлигән шәһәрләрниң биригә айланған иди.

Бәзи көзәткүчиләр зор көләмлик бу қурулуш түрлириниң районда хиянәтчилик вә парихорлуқни күчәйтип, йәрлик һөкүмәтниң қәрзиниң көпийиши вә башқа иҗтимаий мәсилиләрни кәлтүрүп чиқиридиғанлиқини агаһландуруп кәлгән иди.

Хитай ахбарат васитилириниң хәвәр қилишичә, уйғур аптоном районлуқ ислаһат-тәрәққият комитети өткән һәптә қурулуш түрлирини тохтитишни елан қилғандин кейин, райондики йол вә муһит қурулушиға алақидар аз дегәндә 107 хил қурулуш түри тохтиған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.