Алма ширкитиниң хитайдики бир қисим мулазимити чәкләнгән

Мухбиримиз меһрибан
2016.04.23
alma-apple-shanghai-305.png Алма ширкитиниң шаңхәйдики тармақ дуккини
AFP


22 - Апрел күни алма ширкити баянат берип, ширкәтниң хитайдики икки чоң мулазимити йәни електронлуқ китаб вә кино мулазимитиниң тохтиғанлиқини билдүрди. Алма ширкити мулазимәтниң тохтишиға “даириләрниң алма ширкити тәрипидин сетилған електронлуқ китаблар вә киноларниң мәзмуниға қаритилған контроллуқ сәвәб болған” лиқини билдүрди. Вәқәниң хитай рәиси ши җинпиңниң риясәтчиликидә 19 - апрел ечилған мәркизи һөкүмәтниң тор - учур хәтәрлики йиғинидин кейин йүз бериши таратқуларниң диққитини қозғиди.

Хитай билән нисбәтән яхши мунасивитини сақлап келиватқан алма ширкитиниңму хитайдики мулазимитиниң тохтитилиши, хитай вә хәлқарада йәнә бир қетимлиқ муназирә темиси болди.

Хәвәрләрдин мәлум болушичә, алма ширкити баянатида йеқин арида хитайдики мулазимитини әслигә кәлтүрүп, хитайдики херидарлириниң тордин китаб сетивелиши вә кино филимлирини көрүшигә капаләтлик қилидиғанлиқини билдүргән болсиму, әмма мулазимәтниң қачан әслигә келидиғанлиқи һәққидә тохталмиған.

Үндидардики “леңфең салони” ниң билдүрүшичә, алма ширкитиниң хитайдики мулазимитиниң тақилишиға 10 - март күни хитай дөләтлик нәшрият, кино - телевизийә баш назарәт ишханиси билән хитай сода - санаәт учур мәркизи бирликтә елан қилған “интернет учур мулазимитини башқуруш қаидилири” дә бәлгиләнгән йеңи низамлар сәвәб болғанлиқи тилға елинған. Бәлгилимидә“музика, кино қатарлиқларму тор нәшр буюмлириға тәвә болғини үчүн, һәрқандақ орунниң өз алдиға кино вә нахша - музика пластинкилирини хитай чеграси ичидә тарқитишиға йол қоюлмайду, мунасивәтлик тор башқуруш аппаратлири чоқум хитай чеграси ичидә болуши керәк, чәтәл ширкәтлири пәқәт хитай һөкүмитиниң рухситини алғандила андин хитай ширкәтлири билән һәмкарлашса болиду” дейилгән.

Вәқәниң хитай рәиси ши җинпиңниң риясәтчиликидә 19 - апрел ечилған мәркизи һөкүмәтниң тор - учур бихәтәрлики йиғинидин кейин йүз бериши вәзийәт анализчилириниң диққитини қозғиди.

Алма ширкитиниң хитайдики мулазимитини қоллинип келиватқан, хитай кишилик һоқуқ актиплиридин хунәнлик о бяв фең әпәнди радийомиз зияритини қобул қилип, “мениңчә һөкүмәтниң алма ширкитиниң хитайдики тор мулазимитиниң тохтишиға хитай һөкүмити тәрипидин чәкләнгән “хоңкоңниң 10 йили” намлиқ филимниң iTunes кино торидики тизимликләр арисида болғанлиқи сәвәб болған болуши мумкин дәп қараймән. Чүнки һазир дөлитимиздә җәмийәткә болған назарәт барғанчә күчәйди, хәвәр вә тордики инкасларниң һәммисини сүзгүчтин өткүзүш тәләп қилиниватиду. Һөкүмәт алма ширкитиниң мулазимитини тақивәтсә маңа охшаш iTunes кино мулазимитини ишләтмәйдиғанлар үчүн тәсири чоң болмайду, мән там атлаш йоли арқилиқ гогул, твитер, ютуп қатарлиқ чәтәлләрниң тор мулазимитидин пайдилинип учурларни көримән. Лекин мән җуңго һөкүмитиниң интернет мулазимити вә тордики пикир әркинликини чәклишигә наразилиқ билдүримән” деди.

Хитай вә уйғур вәзийитини узундин көзитип келиватқан муһаҗирәттики уйғур паалийәтчилиридин канададики компютер учур - алақә мутәхәссиси өмәрҗан әпәнди радийомиз зияритини қобул қилип, алма ширкитиниң хитайдики мулазимитиниң тақилишиға хитай һөкүмитиниң сиясити сәвәб болғанлиқини билдүрди.

Өмәрҗан әпәнди хитай һөкүмитиниң чәтәл таратқулири вә интернет мулазимәт ширкәтлириниң хитайдики мулазимитини узундин буян чәкләп келиватқан болсиму, әмма сода еһтияҗи сәвәблик алма ширкити қатарлиқларниң хитайдики тор мулазимитигә йол қоюп кәлгәнликини, шуңа бу қетим бәлким алма ширкитиниң китаб вә кино мулазимитигә бир қисим чәклимиләрни қойған болсиму, бәлким бир мәзгилдин кейин сода еһтияҗи сәвәблик алма ширкитиниң хитайдики мулазимитини өзи ечиш тәлипини қоюши мумкинликини билдүрди.

Америка уйғур бирләшмисиниң рәиси елшат һәсән әпәнди болса, хитайдики интернет учур қамалиниң барғанчә күчийип меңиши мумкинликини билдүрүп, хитай рәиси ши җинпиңниң 19 - апрел ечилған хитай мәркизи һөкүмитиниң интернет учур йиғинида гәрчә интернеттики учурларға әһмийәт беришни тәкитлигән болсиму, әмма коммунист һакимийитиниң қарши пикир еқиминиң күчийишидин қорққанлиқи үчүн интернет учур контроллуқини барғанчә күчәйтиши мумкинликини билдүрди.

Үндидар салони қанун сәһиписидә 20 - апрел тарқалған бир уқтурушта янфон ишләткүчиләр әркин асия радийоси янфон юмтали қатарлиқ 9 хил янфон юмталини ишлитиштин һәзәр әйләшкә чақирилған.

Елшат әпәнди мәзкур агаһландуруш һәққидә тохталди вә даириләрниң өзлири йошуруватқан мәсилиләрниң чәтәл таратқулири арқилиқ хитай пуқралири вә уйғурларға аңлитилишидин әнсиригәнлики үчүн чәкләш васитилирини барғанчә күчәйтиватқанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.