Иқтисадшунаслар хитай иқтисадиниң төт коча еғизиға келип қалғанлиқини илгири сүрмәктә

Мухбиримиз қутлан
2013.11.26
xitay-eksport-yangshen-shangxey-porti.jpg Яңшән портидики експорт қилиниватқан маллар. 2012-16-Апрел, шаңхәй.
AFP

Йеқиндин буян хитай иқтисадидики өзгиришләр немидин бешарәт бериватиду? бу һәқтә хәлқарадики иқтисадшунаслар бәс-бәстә муһакимә елип бармақта.

25-Ноябир күни “вашингтон почтиси” гезитидә “хитай төт коча еғизида: иқтисадидики тез сүрәтлик өсүшниң арқисиға йошурунған хейим-хәтәр” сәрләвһилик мақалә елан қилинди. Мақалә аптори роберт самуелсон нурғунлиған пакитларни дәлил кәлтүрүп, нөвәттә хитай иқтисадиниң җиддий таллашқа дуч кәлгәнликини илгири сүрди. Америка җорҗи вашингтон университети иқтисад илми факултетида докторлуқ илмий унвани үчүн оқуватқан яш тәтқиқатчи пәрһат билгин әпәнди бу һәқтики қарашлирини радио аңлиғучиларға тәқдим қилди.

Соал: һөрмәтлик пәрһат билгин әпәнди, алди билән зияритимизни қобул қилғанлиқиңиз үчүн сизгә рәһмәт ейтимән. Сизгиму мәлум, йеқиндин буян хитайниң иқтисадий тәрәққиятида көрүлүватқан бир қисим ғәйрий аламәтләр хәлқарадики иқтисадшунасларниң диққитини чәкмәктә. “вашингтон почтиси” гезитиниң түнүгүнки санида “хитай төт коча еғизида: иқтисадидики тез сүрәтлик өсүшниң арқисиға йошурунған хейим-хәтәр” сәрләвһилик мақалә елан қилинди. Мақалә аптори роберт самуелсон бәзи пакитларни көрситип, хитай иқтисадиниң нөвәттә җиддий таллашқа дуч кәлгәнликини тәкитлигән. Сиз узун йиллардин буян иқтисад тәтқиқати билән шуғуллинип кәпсиз, һазир хәлқара иқтисад саһәси бойичә докторлуқ мақалиси йезиветипсиз. Сизниң бу мәсилигә болған қаришиңиз қандақ?

Җаваб: йеқиндин буян хитайниң иқтисадий тәрәққият моделида көрүлүватқан бир қисим өзгиришләргә иқтисадшунаслар бәкму диққәт қиливатиду. Адәттә иқтисадий тәрәққият мундақ төт һалқа бойичә илгириләйду. Бири истемал, иккинчиси мәбләғ яки селинма, үчинчиси һөкүмәт истемали, төтинчиси експорт. 30 Йилдин буян, хитайниң иқтисадий тәрәққияти асаслиқи асасий әслиһәләргә мәбләғ селиш билән експортқа тайинип өрләп кәлди. 2008-Йилидики дуняви иқтисадий кризистин кейин хитай иқтисадини сөрәп кәлгән бу кона модел өз күчини йоқитишқа башлиди. Бундақ болушида, биринчидин хәлқара базарниң, болупму америка вә явропа базириниң хитай мәһсулатлириға болған еһтияҗиниң төвәнлиши сәвәб болған болса, иккинчидин хитайниң мәбләғ яки селинмиға һәддидин артуқ тайинивалғанлиқтин болған. Буниң билән истемал, болупму дөләт ичидики шәхсләрниң аилә истемали арқилиқ айлинидиған иқтисадий үнүм көрүнәрлик өсмигән. Нәтиҗидә, хитай америка вә башқа тәрәққий қилған ғәрб әллиригә қариғанда истемал сәвийиси изчил төвән орунда туруп кәлгән чоң дөләт болуп кәлгән. Әгәрдә хитай иқтисадтики бу хил һаләтни өзгәртмисә, бундин кейин давамлиқ илгирилиши қийин болуп қалиду.

Соал: иқтисадшунаслар бирдәк хитайниң 30 йилдин буянқи иқтисадий тәрәққиятиниң иқтисадий селинма билән експортқа тайиниш асасида раваҗланғанлиқини, истемалға изчил сәл қаралғанлиқини илгири сүрмәктә. Нөвәттә америка вә явропа базарлириниң хитай мәһсулатлириға болған еһтияҗиниң төвәнлиши, хитайниң ички қисмида болса асасий әслиһә қурулуши, мәсилән, олтурақ өйләрниң еһтияҗдин ешип кетишидәк һадисиләр бу нуқтини дәлиллимәктә. Сиз буниңға қандақ қарайсиз?

Җаваб: тәрәққий қиливатқан дөләтләргә нисбәтән ейтқанда, дөләт иқтисадиниң асасий әслиһәләргә мәбләғ селиш арқилиқ айлиниши мәлум мәзгилгичә нормал һадисә. Вәһаләнки, бундақ әһвал узун мәзгилгичә давамлашса иқтисадий тәрәққиятта чекиниш йүз бериду. Мисал үчүн ейтсақ, америкиниң мәбләғ яки селинмиға кетидиған иқтисадий дөләт омумий иқтисадиниң 20% ини игиләйду. Әмма хитайда болса изчил һалда 40% лик нисбәтни сақлап кәлмәктә. Йәни хитайда тәкрар яки артуқчә мәбләғ селиш әһвали омумйүзлүк мәвҗут. Ундин башқа, експортқа тайинип иқтисадни раваҗландурушму хитайниң йеқинқи 30 йилдин буян тайинип кәлгән муһим козири. Буниң нәтиҗисидә хитай һазир дунядики әң чоң експорт дөлити болуп қалди, йәни хитай дуня експортиниң 9% ини игиләйду. Америка болса дуня експортиниң 7.9% Ини игиләйду. Илгири хитай өзиниң адәм байлиқи, йәни әрзан әмгәк күчигә тайинип мәлум мәзгил дуняниң завутлирини маңдурған болсиму, лекин нөвәттә бу иқтидаридин мәһрум қалмақта. Хитайда әмгәк күчиниң қиммәтлишиши билән һиндистан, вийетнам, бенгал вә биразилийәгә охшаш дөләтләр дуняви завутларни бир-бирләп өзигә тартмақта. юқири техника тәләп қилидиған саһәләрдә америка, явропа әллири вә японийә қатарлиқ дөләтләр болғачқа, хитай бу саһәгә кириши үчүн өзини дәңсәп көрүши керәк. Бу нуқтидин ейтқанда, худди иқтисадшунас роберт самоелсон ейтқандәк, хитай қийин таллашқа дуч кәлди. У “төт коча” еғизида нәгә меңишини дәңсийәлмәй беши қетип турмақта.

Соал: хитайниң 30 йилдин буянқи иқтисадий өсүшини японийәниң 1970-вә 1980-йиллардики иқтисадий тәрәққият қәдими билән селиштурғанда сизчә қандақ пәрқләр мәвҗут?

Җаваб: хитайниң йеқинқи 30 йилдин буянқи иқтисадий тәрәққиятиниң өсүш қәдимини японийә билән селиштуруп көрүшкә болиду. японийәму 1960-йилларниң ахиридин 1980-йилларниң ахирлириғичә иқтисадий тәрәққиятта учқандәк илгириләш мәнзирисини яратқан. Кейинчә иқтисадий бир изда тохтап қалди. Әмма охшимайдиған тәрипи шуки, японийә иқтисадий тәрәққиятта турғунлуқ дәвригә киргәндә оттура қатламдики кишиләр аллиқачан омумий нопусниң асаслиқ гәвдисигә айлинип болған. Хитайда болса интайин аз сандики кишиләр дөләт иқтисадиниң көп қисмини контрол қилиду. Мутләқ көп қисим аһалә, болупму деһқанлар техичә намрат һаләттә турмақта.

Соал: йеқинда хитай компартийәси юқири рәһбәрлик қатлиминиң нөвәттә хитай иқтисадида көрүлүватқан чөкүш аламәтлирини етирап қилғанлиқи мәлум. Хитай иқтисадий тәрәққиятидики “кона модел” ниң бундин кейин давамлиқ үнүм бәрмәйдиғанлиқи ашкара болмақта. Сизчә, хитай һөкүмити өзиниң иқтисадий өсүшини давамлиқ сақлап қелиш үчүн “кона модел” ни ташлап, үнүмлүк болған “йеңи модел” ни ишқа салаларму?

Җаваб: хитай иқтисадий тәрәққиятини сақлап қалмақчи болидикән, техиму ениқрақ ейтқанда, кәйнигә чекинишниң алдини алмақчи болидикән, иқтисадий тәрәққияттики “кона модел” ни ташлап ички истемални асас қилған “йеңи модел” ға көчүши керәк. Һалбуки, хитайға нисбәтән бу унчилик асан иш әмәс. Мисал үчүн ейтсақ, америкиниң ички истемалдин келидиған иқтисади дөләт иқтисадиниң 70% ини игиләйду. Хитай гәрчә йеқинқи мәзгилләрдә ички истемал сәвийисини көтүрүшкә көп урунған болсиму, лекин 40% тин ашалмиди. Буниң үчүн хитай көз алдида хитай пулиниң қиммитини көтүрүш, омумйүзлүк мааш өстүрүш вә дөләт ичиниң истемал сәвийисини йәниму көтүрүштәк бир қатар мәсилиләргә дуч келиду. Бу хитай үчүн асан иш әмәс. Иқтисадтики “кона модел” ни ташлап, “йеңи модел” ға көчүш үчүн техиму муһими сиясий түзүлмини ислаһ қилишқа тоғра келиду. Бу әмәлийәттә хитайниң қандақ таллашни қобул қилишиға бағлиқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.