Мутәхәссисләр: хитайниң алған тәдбирлири иқтисадни җанландурушқа йәтмәйду

Ихтиярий мухбиримиз гүлшән абдуқадир
2013.08.13
polat-tomur-ishchisi-305.jpg Хәвп-хәтәргә қаримай җапалиқ ишләватқан полат-төмүр тавлаш ишчилири. 2008-Йили 10-июл.
AFP

Б б с хәвәр агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, хитай, иқтисадниң төвәнлигәнлики сәвәбидин келип чиққан ички вә ташқи базарлардики әндишиләрни тинҗитиш мәхситидә бирқанчә түрлүк тәдбирләрни елан қилған.

Хитай һазирлиған иқтисадни җанландуруш тәдбирлири ичидә, кичик вә оттура типтики ширкәтләр үчүн баҗни төвәнлитиш, екиспорт ширкәтлири үчүн ташқи пиривут һәққи вә баҗни азайтиш, төмүр вә полат, төмүр карханилирини өз ичигә алған полат, төмүр санаитини җанландуруш вә тәңшәш қатарлиқларни яхши елип бериш қатарлиқлар бар икән.

Иқтисадшунас вишну варатхан б б с ға бәргән баянатида, хитайниң иқтисадни җанландуруш үчүн йолға қойған бу тәдбирлири, хитайдики кичик вә оттура типтики карханиларға узутулған бир тал зәйтун шехичилик бир иш, бу, хитай иқтисадини җанландурушқа йәтмәйду дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.