Хитайниң “вәтәнпәрвәрлик” козори пайчәк базирида ишқа ярамду?

Мухбиримиз гүлчеһрә
2015.07.07
xitay-paychek-pay-chek.jpg Хитайниң пай чеки базири әһвалини көрситидиған чоң екранниң алдида турған хитай пуқраси. 2015-Йили 7-июл, фуяң.
IMAGINECHINA

Хитайниң пайчеки базирида көрүлүватқан уда үч һәптидин буянқи апәт характерлик чүшүш, униң илгири бир нәччә һәссә ашқан барлиқ пайдилирини күлгә айландурған.

Хитай пайчәк базирида көрүлгән омумий зиян 3.7 Тирилйон долларға йәткән. Хитайниң пайчәклири өткән җүмә күни йәнә төвәнлигәндин кейин, хитай даирилири җиддий тәдбири елишқа мәҗбур болди.Хитай хәлқ банкиси җүмә күни һәр қайси банкиларға 250 милярд йүән қәрз мәблиғи ағдуруп, базар системисидики көчмә мәбләғни капаләткә игә қилмақчи болди. Әмма бу төвәнләш йүзлинишини өзгәртәлмиди. Көзәткүчиләр хитай пайчәк базирида йүз бәргән бу апәт характерлик чүшүшни, “хитай иқтисадидики кризис болупла қалмай йәнә еғир сиясий кризис” дәп қаримақта. Америкидики бир қисим мутәхәссисләр хитай сиясий вәзийитиниң шиддәтлик давалғуш мәзгилидә туруватқанлиқини мулаһизә қилмақта.

Хитай пайчәк базириниң касатлишиши дуня мәтбуатиниң әң күчлүк диққәт диққәт нуқтиси болмақта, һалбуки хитай һөкүмити хитай пайчәк базиридики бу хил төвәнләш вә буниңға қарита инкасларни хитай өзиниң тәшвиқат елип баридиған мәтбуатлирида тосушқа тиришип кәлмәктә. Әмма 3 тирилйондин артуқ зиян көрүлгән пайчәк базиридики бу апәтни хитай пуқралиридин, болупму 90 милйондин артуқ хусусий пай игилиридин қандақму йошуруп қалалисун?! хитайниң һалакәт деңизиға чөкүши, дәп тәсвирлиниватқан пайчәк базиридики касатлишиш әмәлийәттә хитайдики иҗтимаий таратқулардиму өз ипадисини тапти. Хәвәрләрдин мәлумки, хитай пайчеки базириниң чекиниши һәр бир аддий шәхстин-ширкәт, карханиларға қәдәр хитайниң ичи вә сиртида өзиниң тәсирини көрсәтмәктә. Вәзийәттин җиддийләшкән хитай һөкүмитиниң нөвәттә, пайчәк базиридики бу “балайиапәт” кә кимни мәсул тутушниң койида йүргәнликиму ипадиләнмәктә. Хитай тор бәтлири буниң арқисидики аталмиш “‛қара қол‚ америка болуши мумкин” дәп муназирә қилишқа вә бу арқилиқ ғәзәпләнгән амминиң вәтәнпәрвәрлик еңини ойғинип диққитини бурашқа урунмақта. Нәтиҗидә хитайдики бир блогчи: “буниң арқисида америка башлиқ бир қисим дөләтләрниң барлиқи ениқ” дәп йезип, буниң бир суйиқәст икәнликини ипадилиди.

Хәлқара мухбирлар тәшкилати бүгүн хитайниң пайчәк базири вә униңға даир хәлқниң инкасини мәтбуатлардин қамал қиливатқанлиқини тәнқидләп “хитай һөкүмити пайчикларниң ой пикирлирини ипадилишини тосмаслиқи керәк” дәп баянат елан қилди, чүнки хитай һөкүмити 4-июл хитай ичидики 3 мәтбуат оргинини “пайчәк базириға аит питнә-пасат, қутратқулуқ ялған хәвәр тарқатти” дәп тақап тәкшүрүватқанлиқини елан қилған иди.

Җиддий тәдбири елишқа мәҗбур болған хитай һөкүмити гәрчә, хитай хәлқ банкисидин һәр қайси банкиларға 250 милярд йүән қәрз мәблиғи ағдуруватқан болсиму, хитайниң наһайити зор күч билән қутқузушқа урунуши нәтиҗисидә пай базирида нисбәтән қайтидин юқири өрләш көрүлгән болсиму, әмма йәнила апәтни қаплаштин техи йирақта. Бүгүн базар ечилғандин кейинму чүшүш ичидә тәврәнди.

Хәлқарада йеқинқи күнләрдин буян, хитайниң пай базирида йүз бәргән апәт характерлик төвәнләш вәқәси вә униң сәвәблири һәққидики мулаһизиләр давам қилмақта. Б б с ниң хәвәр қилишичә, хитайниң пай базирида июл кириши билән йүз бәргән апәт характерлик төвәнләш вәқәси 2008-йилидики америкида йүз бәргән иқтисадий чөкүштин буянқи әң чоң апәт характерлик төвәнләш дәп қаралмақта. Шундақла пай базирида йүз бәргән апәт характерлик төвәнләш вәқәсидә, һөкүмәтниң пай базирини контрол қиливелиштин қол үзмигәнлики, пай базириниң базар игиликиниң йетәкчиликидә болушини тосувалғанлиқи, бәзи ширкәтләр өзиниң пайлирини пурсәтпәрәслик қилип сатқанлиқи қатарлиқ әқилгә мувапиқ болмиған васитиләр сәвәбидин пәйда болған. Әмма ғәрбниң мәбләғ салғучилири болса, бу асасән хитайниң иқтисадидики “мағзап шарлар” тешилип кәткәнликтин болған дәп қаримақта вә буниң ақивитидин әндишә қилмақта.

Хитайниң иқтисадий вәзийити зади қанчилик җиддий? хитайниң вәтәнпәрвәрлик козори пайчәк базирида карға келәмду? хитай пайчеки базиридики бу апәт нәгичә тутишиду? хитай пайчеки базириниң чүшүшидики сәвәблири вә ақивәтлири һәққидә мулаһизимизгә, бүгүн вашингтондики җорҗи вашингтон университетиниң тәклиплик оқутқучиси, иқтисад пәнлири доктор кандидати пәрһат билгин әпәндини тәклип қилдуқ.

Пәрһат әпәнди, хитайниң нөвәттики иқтисадий вәзийитиниң җиддийлик дәриҗисиниң ешип бериватқанлиқини пайчәк базиридики чүшүш билән тәтүр танасип дәп көрсәтти вә бу нормалсиз өсүшниң арқиға чекиниши йәни мағзап шарчиниң тешилиши, еғир болғанда хитай иқтисадиниң омумйүзлүк төвәнләп кетишини, һәтта пүтүн хитайниң сиясий қурулмисиғиму тәсир көрситәләйдиған кризис дәп қарайдиғанлиқини билдүрди. Пәрһат әпәндиниң мулаһизә қилишичә, хитайдики бу пайчәк базириниң чүшүшидә хусусий пай игилири әң зор зәрбигә учрайду, хитайниң нөвәттә йолға қоюватқан пайчәк базиридики апәтни қутқузуш тәдбирлири дәврийлик сиясәт, хитайниң пайчәк базириниң қиммити 10 тирилйон. Бу қәдәр зор һөкүмәтниң контрол қилиш күчигә хәлқниң ишәнч қилиш-қилалмаслиқи әмәлийәттә һәл қилғуч рол ойналиши мумкин, чүнки хәлқ һөкүмәткә ишәнсә, қолидики пайни сақлап күтүп туриду, ишәнмисә зиянни азайтиш үчүн пайни қолидин чиқиришқа башлайду, шуңа бу хитай пайчеки базири өсмисә яки давамлиқ чүшсә, хитай коммунист һакимийитиниң етибариниң касатлашқанлиқини көрситиду вә буниң ақивитини қияс қилиш тәс. Хитай ичидики мәтбуатта пай базири һәққидики муназириләр вә хәлқниң инкасиға нисбәтән зиядә сәзгүрлүк ипадилишидинму хитай һөкүмитиниң өзиниңму зор әндишә қиливатқанлиқини көрәләймиз.

Пәрһат әпәндиниң мулаһизә қилишичә, хитайниң ғайәт зор өй-мүлүк көпүки йерилишқа башлиған бу мәзгилдә, әң чоң тәһдитләрниң бири пайчеки базиридики бу көпүкниң банкиларға тутишиши, әгәр һөкүмәт кәскин тәдбир қоллинип өй базириға арилашмиса, еһтимал ғайәт зор бузғунчилиқ пәйда қилидиған қәрзни вақтида қайтурмаслиқ долқуни көрүлидикән. Дуч келидиған йәнә бир чоң мәсилә болса, пул пахаллиқи. Һазирқи хитай пай базириниң әһвалиға қариғанда чүшүш дәриҗиси давамлиқ көрүлмәктә. Хәвп төвәнлимәстин әксичә йәнила зораймақта, зиянниң барғанчә еғирлишиши, зиян татқучиларниң көпийишигә әгишип, хитай һакимийитигә болған тәһдитиниму күчәйтиду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.