Игилик тикләш яки сиясий вәзипә билән асасий қатламға чүшүш “ишқа орунлишиш ” һесаблинамду?

Мухбиримиз гүлчеһрә
2016.07.27
ishsiz-uyghur-yashlar-305 Уйғур дийариниң кочилирида ишсиз йүргән йашлар.
RFA Photo

Бу йил хитай даирилири уйғур аптоном районида ишқа орунлаштуруш сиясәтлириниң тәшвиқатини йәниму зорайтти. Хитай хәлқ ториниң 26-июл тарқатқан уйғурчә хәвиридә, 2016-йилниң алдинқи йеримида аптоном район қармиқидики алий билим юртлирини пүттүргәнләрниң 60% иниң ишқа орунлишип болғанлиқи қәйт қилинди. Даириләрниң оқуш пүттүргән оқуғучиларни ишқа орунлаштурушта асасән уларни асасий қатламға берип ишқа орунлишиш, кичик, ушшақ карханиларға ишқа орунлишиш, мустәқил игилик тиклишигә илһам бериш қатарлиқ тәдбирләр арқилиқ ишқа ашуруватқанлиқи мәлум.

Хитай даирилириниң уйғур яшлирини асасий қатламға чүшүш яки игилик тикләшкә охшаш шәртлик вә чәклик даиридә ишқа орунлаштуруши, хәлқарада өлчәмләшкән ишқа орунлишишниң уқуми нуқтисидин қариғанда һәқиқий ишқа орунлаштуруш һесаблинамду? буниңға сиясий вә иқтисадий көзәткүчиләр немә дәйду?

Хитай адәм күчи байлиқи вә иҗтимаий капаләт министирлиқи бу йилниң бешида “2016-йили пүтүн мәмликәттики алий мәктәп пүттүргән оқуғучиларниң ишқа орунлишиш, игилик тикләш хизмитини яхши ишләш һәққидики уқтуруш”ни чиқирип, җайлардин алий мәктәп пүттүргән оқуғучиларниң ишқа орунлишиш, игилик тикләш хизмитини яхши ишләшни тәләп қилған иди. Хитай учур мәнбәлиридики мунасивәтлик хәвәрләр шундақла уйғурларниң инкаслириға қариғанда, уйғур елида даириләрниң ишқа орунлаштуруш, қайта ишқа орунлаштуруш сиясәтлирини, игилик тикләш арқилиқ ишқа орунлаштурушни илгири сүрүш, шинҗаңға нишанлиқ ярдәм бериш механизмиға тайиниш қатарлиқ бир қатар сиясәтләр билән бирләштүрүп илгири сүрүватқанлиқи көрситилмәктә.

Аптоном районлуқ адәм күчи байлиқи вә иҗтимаий капаләт назаритиниң статистикисиға қариғанда, 6-айниң ахириға қәдәр, аптоном районда бу йил адәттики алий мәктәпләрни пүттүридиғанларниң ишқа орунлишиш нисбити %56.9 Кә йетип, бултурниң охшаш мәзгилидикидин 1.2 Пирсәнт поент ашқан, буниң ичидә алий мәктәпни күткүзгән аз санлиқ милләт оқуғучилириниң ишқа орунлишиш нисбити бултурниң охшаш мәзгилидикидин 1.9 Пирсәнт поент ашқан.
Инкаслардин мәлум болушичә, оқуш пүттүргән уйғур оқуғучилар уйғур аптоном райониниң һәрқайси шәһәрлиридики мәһәллә комитетлири,җайлиридики дөләт бихәтәрлик органлири, сақчи идарилири, йеза-кәнтләрниң партийә секретарлиқ, аманлиқ хадими, мәһәллә комитети қатарлиқ хизмәтләргә җәлп қилинған. Шинҗаң гезити 26-июл хәвәргә қариғанда, даириләр алий мәктәпләрни пүткүзгәнләрни йеза, асасий қатлам вә оттура, ғәрбий қисим районлириға берип ишләшкә илһамландуруш йетәкләш механизми шәкилләндүргән болуп, алий мәктәпләрму дөләтниң истратегийилик еһтияҗиға зич бирләштүрүп асасий қатламларға йүзлинишкә риғбәтләндүргән, игилик тикләш арқилиқ ишқа орунлаштурушни илгири сүрүшкә мәдәт бәргәнлики тәшвиқ қилинған.

Шундақла алий мәлуматлиқ яшларниң асасий қатламдики муқимлиқ ишлириға қизғин қатнишишиға қарита “һазир уйғур елида, заманиви мәдәнийәт, қанун идарә қилиш қариши кона қаидә-йосун вә яман адәтләргә бесим шәкилләндүрүш, яшларниң нәзәр даирисини кеңәйтип, уларға диний әсәбийлик идийиси вә “үч хил күч”ниң зийинини тәдриҗий тонутуп, дәвр еқимиға йетәкчилик қилидиған мәниви макан қурушиға түрткә болмақта” дәп баһа берилгән.

Бу һәқтә йеқинда радийомизғиму алий мәктәпни пүттүрүп ишсиз қалған уйғур яшлири вә бир қисим ата-анилардин инкаслар кәлгән иди.

Сиясий көзәткүчиләрдин канададики уйғур паалийәтчи мәмәт тохтиниң қаришичә, уйғур яшлириниң арзусиға һөрмәт қилинмай, униң кәспий иқтидариға мас кәлмәйдиған, өзи халимайдиған, пәқәт һакимийәтниң сиясити бойичила вәзипигә орунлаштуруш маашлиқ болған тәқдирдиму ишқа орунлишиш һесабланмайду. Өзиниң қабилийитини җари қилдуралмайдиған, адаләтсиз риқабәткә селинған бу яшлар инсаний вә қануний һәқ ‏-һоқуқлири хорланғанлар һесаблиниду. Бу хил сиясий ғәрәздә елип бериливатқан аталмиш ишқа орунлаштуруш тәдбирлириниң көрүнүштә мәсилини йүзәки һәл қилғандәк көрүнсиму, әмәлийәттә уйғур елида иҗтимаий апәтләрниң келип чиқишиға сәвәб болидиғанлиқини көрүнүп туриду.

Хәлқ ториниң хәвиридә көрситилишичә аптоном районлуқ адәм күчи байлиқи вә иҗтимаий капаләт назаритиниң игилик тикләш башқармисиниң башлиқи абдурахман мундақ дегән: “йеңилиқ яритиш, игилик тикләш мусабиқиси қатарлиқ супилар арқилиқ шинҗаңдики һәр милләт яшларниң йеңилиқ яритиш, игилик тикләштики оттәк қизғинлиқини, болупму аз санлиқ милләт яшлири арисида игилик тиклигүчиләр саниниң барғансери көпийиватқанлиқини көрдуқ. Бу уларниң әнәниви ишқа орунлишиш қариши вә тәпәккуриниң асаритидин қутулуп, йеңилиқ яритиш, игилик тикләш арқилиқ техиму кәң, парлақ кишилик һаят йолиға қәдәм қоюватқанлиқини чүшәндүрүп бериду.”

Бу һәқтә аптоном районлуқ адәм күчи байлиқи вә иҗтимаий капаләт назарити ишқа орунлишишни илгири сүрүш башқармисиниң муавин башлиқи ма шавфең шинҗаң гезити мухбириға мундақ дегән : “бу йилниң алдинқи йеримида аптоном районимизниң ишқа орунлаштуруш әһвалида үч җәһәттә алаһидилик намаян қилинди: биринчи, оттура, кичик, микро карханиларниң ишқа орунлаштуридиған асасий васитилик роли көрүнәрлик болди. Иккинчи, тоқумичилиқ, кийим-кечәк кәспи вә “чаққан, қулай, тез” түрләр бойичә ишқа орунлишишқа җәлп қилиш сиҗил ашти. Үчинчи, игилик тикләшниң ишқа орунлишишқа түрткә болуш роли техиму гәвдилик болди.”

Һалбуки, уйғур аптоном районидики бу ишқа орунлаштуруш сияситиниң һелиһәм иқтисадий, иҗтимаий тәрәққият җәрянидики қизиқ нуқта мәсилиси икәнликини етирап қилиш билән тәң, униң уйғурларниң инсаний вә қанунлуқ һәқ‏-һоқуқлири биләнму мунасивәтлик мәсилигә айлиниватқанлиқини нәзәрдин сақит қилишқа болмайду. Йәни һазир хитайда болсун яки уйғур елида болсун ‛әң базарлиқ кәсип‚ дәп қариливатқан кәсипләрдә оқуған һәтта хитайдики алий мәктәпләрниң шундақ иш тепиш асан кәсиплирини күткүзгән уйғур яшлири иш тепиш җәрянида һәтта игилик тикләш йоли издәштиму миллий кәмситишкә вә яқлашқа дучар болуватқанлиқи мәлум. Бу һәқтә илгири радиомизға нам шәрипини ашкарилашни халимиған бир уйғур қиз өзиниң иш издәш җәрянидики җәбир ‏-җапа вә хорлуқлирини аңлатқан иди.

“хитай даирилириниң йеңи оқуш пүттүргәнләрни игилик тикләшкә риғбәтләндүрүш ишқа орунлаштуруш әмәс” дәп билдүргән америкидики пуқралар күчи тәшкилатиниң қурғучиси яң җйәнли әпәнди мундақ мулаһизә қилди “гәрчә һәр йили алий мәктәпни пүттүргәнләрниң иш тепишиниң тәс болуш мәсилиси һәр қандақ дөләтләрдә мәвҗут болсиму, хитайдики мәвҗут сиясәт вә система иқтидариға қарап әмәс, күчлүкләр аҗизларни бозәк қилидиған адаләтсиз бир риқабәт системиси болғачқа, ишсизлиқ интайин мурәккәп мәсилә, өзиниң ишсизлиқ мәсилисини йениклитиш үчүн хитай һөкүмитиниң уларни дөләт тәрәққият мәбләғлири билән кархана қуруш яки игилик тикләшни иқтисади капаләткә игә қилмай туруп, игилик тикләштә зөрүр болған кәспий җәһәттин тәрбийиләнмәй туруп, игилик тикләшкә қисташ, бу яшларни хәтәргә иттәргәнлик.”

Яң җйәнли әпәнди йәнә, хитай һөкүмитиниң уйғур елиға ишсизларни йөткишиниң районниң бихәтәрлики үчүнму бир хата сиясәт икәнлики билдүрүп мундақ деди : “әмәлийәттә нопуси унчә көп болмиған уйғур районида ишсизлиқ мәсилиси болмаслиқи керәк, хитай һөкүмитиниң хитай нопусини уйғур райониға йөткиши билән улар дөләт аппаратлири, һөкүмәт органлириға, асаслиқ хизмәт орунлириға ишқа орунлишиши билән уйғурлар ишсиз қалдурулған, бу көчмән яш хитайлар коммунист һөкүмитиниң ирқий кәмситиш, миллий кәмситиш сиясәтлиридә каллиси ююлған бир әвлад. Улар йәнә бир тәрәптин ассимилиятсийиләштүрүш үчүн хизмәт қилғучилар. Улар уйғурларни вә башқа аз санлиқ милләтләрни кәмситиду, йәрлик милләтләр билән һәр җәһәттә мәнпәәт тоқунушини кәлтүрүп чиқириду, дәл шулар әмәлийәттә уйғур елида иҗтимаий апәтләрниң келип чиқишиға сәвәб болиду, әгәр хитай һөкүмити у җайдики миллий мәсилиләрни һәл қилимән дәйдиған болса, ишсизлиқ мәсилисини һәл қилишта уйғур тилини уйғур елида асаслиқ ишлитидиған тил қилип бекитиши керәк, шундақ болғанда тәбиий һалда уйғур райониға берип иш издәш тил бимәйдиған хитайларниң таллиши болалмайду. Бу. Мәсилини һәл қилишниң чариси мениңчә.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.