Хитайниң “җуңго асия-явропа көргәзмиси”дин ипадиләнгән сиясий ғәрәзлири

Мухбиримиз гүлчеһрә
2014.09.03
yawro-asiya-korgezmisi.jpg 4-Нөвәтлик җуңго явро-асия көргәзмисини күтүвелиш үчүн тизилған гүлләр. 2014-Йили 22-авғуст, үрүмчи.
CCTV

Хитай таратқулириниң хәвәрлиридин мәлумки, хитайниң уйғур аптоном райониға тәйинлигән рәиси нур бәкри 4-нөвәтлик җуңго асия-явропа көргәзмисиниң ечилиш мурасимиға риясәтчилик қилған әмма нур бәкри көргәзминиң башланғанлиқини хитай тили билән җакарлиған вә пүтүн тәбрик сөзи һәм баянлириниң һәммиси хитайчә давамлашқан.

Нур бәкри баянида “җуңго асия-явропа көргәзмиси үч нөвәт мувәппәқийәтлик өткүзүлүп, шинҗаң җуңгониң оттура асия, җүмлидин дуняға йүрүш қилиштики дәрвазисиға айланди. Ечиветиш қәдими техиму мустәһкәмләнди. Ишикни сиртқа ечиветиш ортақ тәрәққиятниң һаятий күчи вә мол нәтиҗилирини яратти, биз һәр қандақ вақит, һәр қандақ хирис алдида ишикни сиртқа ечиветиш ишәнчимиздин тәврәнмәймиз, һәр қандақ күч, инсанийәткә қарши һәрқандақ һәрикәт һәмкарлиқ, ортақ пайда елиш, инақ өтүш, ортақ мәвҗут болуп туруштәк ортақ тонушимизни бузуветәлмәйду”. Дәп сөз қилған.

Америка уйғур бирләшмиси рәиси алим сейитоф әпәнди, нур бәкриниң “җуңго асия-явропа көргәзмисидин ибарәт хәлқаралиқ бир супида өз тили әмәс, бәлки хитай тилида баян беришниң өзидинла, хитайниң уйғур елигә қаратқан ассимилятсийә сияситини ашкарилайду вә шундақла униң баянлириниң өзила хитайниң мәзкур көргәзмини ечиш арқилиқ йәтмәкчи болған сиясий истратегийилик нишанини ениқ көрситип беришкә йетәрлик” дәп мулаһизә йүргүзди.

4-Нөвәтлик җуңго асия-явропа көргәзмисиниң башлиниш мурасимиға хитай компартийәси мәркизий комитети сиясий бюросиниң әзаси, дөләт ишлири кабинетиниң муавин баш министири ваң яң қатнашқан вә һәм сөз қилған.

Хитай мәркизий комитети сиясий бюросиниң әзаси, аптоном районлуқ парткомниң секретари җаң чүншйән тәбрик сөзи қилған.

Қазақистан баш министири мәсимоф, қирғизистан баш министири атамбайеф, гирузийәниң муавин парламент башлиқи зивиад кигигури, б д т санаәт тәрәққият мәһкимисиниң баш иш беҗиргүчиси ли юң, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң баш катипи мей җинсәй һәмдә бир қисим хәлқара тәшкилатларниң вәкиллири көргәзминиң ечилиш мурасими вә асасий мунбәргә қатнашқан һәмдә тәбрик сөзи қилған. Җаң чүншйән мундақ дегән: “шинҗаң хизмити партийә вә дөләтниң хизмәт омумийитидә алаһидә муһим истратегийилик орунда туриду. Шуңа, көпчиликниң өзлири туруватқан дөләтләрдә шинҗаңни көпрәк тәшвиқ қилишини, шинҗаңни дуняға тонуштурушини үмид қилимән.”

Уйғур елидә бир қатар зор вәқәләр йүз берип, хитайниң районда уйғурларға қаратмилиқ елип бериватқан муқимлиқ, бастуруш вә сиясәтлири күчәйтилгән бир пәйттә ечилған җуңго асия-явропа көргәзмиси дуня мәтбуати вә хәлқаралиқ җәмийәт һәм һәр саһәниң бәлгилик диққитини тартмақта. Хитай мәтбуатлириниң көргәзмигә даир тарқатқан санлиқ мәлуматлардин қатнашқан дөләт вә район, орнитилған һәмкарлиқ җәһәтләрдә бөсүш вә һалқишлар барлиққа кәлгәнликидәк ипадә һасил қилинған, әмма тәшвиқатлардики җуңго асия-явропа көргәзмисидә барлиққа кәлгән тәнтәнилик вәзийәт хәлқараниң уйғур елидә хитай билән һәмкарлиқ қурушқа болған ишәнчи вә тәқәззасини намаян қиламду?

Бу һәқтә тохталған алим сейитоф әпәнди, хитайниң бу нөвәтлик катта көргәзмини асияда өзара ишиниш орнитиш пурсити дәп билип, уйғур елини муқимлаштуруш қатарлиқ саһәдә ортақлиқ бәрпа қилиш арзусини қоллиғучи дөләтләрниң асасән шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләр икәнлики, буниң һәргизму пүтүн дуняниң хитайниң йипәк йоли иқтисад бәлвеғи қуруш хиялини қоллайдиғанлиқини көрсәтмәйдиғанлиқини билдүрди.

Хитайниң дуняға чәксиз пурсәт вә парлақ истиқбал ата қилғуси дәп тәсәввур қилған “йипәк йоли иқтисад бәлвеғини ортақ қуруш” истратегийилик пиланиниң оттуриға қоюлуши билән тәң хитай даирилири тәшвиқатлирида нөвәттә ечиливатқан җуңго асия-явропа көргәзмисини: “бу җуңго үчүн пурсәт, шундақла дуня үчүн пурсәт, у сиясий җәһәттики өзара ишиниш, җуғрапийилик җәһәттики қошнидарчилиқ, иқтисадий җәһәттики өзара толуқлаш қатарлиқ әвзәлликләрни әмәлий һәмкарлиқ, сиҗил ешиш, хирисқа ортақ тақабил туруштики әвзәлликкә айландурушқа пайдилиқ”, дәп көрсәтмәктә. Һалбуки алим сейитоф әпәнди, хитайниң “йипәк йоли иқтисади бәлвеғи” дин ибарәт “шәрқтә деңиз арқилиқ чиқириш, ғәрб тәрәпкә қарап йүрүш қилиш” истратегийәсиниң тәркибий қисми сүпитидә, бу истратегийә арқилиқ дуняға йүзләнгән ечиветиш йеңи әндизисини шәкилләндүрүп, шәрқтә асия-тинч окян райони иқтисад бәлвеғиға, ғәрбтә явропа иқтисад чәмбирикигә тутишидиған дунядики әң күчлүк тәрәққият йошурун күчигә игә иқтисад бәлвеғиға айлинишини арзу қиливатқан болсиму, лекин буниңға әмәлий риқабәт яритидиған ички вә ташқи амиллар мәвҗутлуқини тәкитлиди. У,“бу пәқәт хитайниң гүзәл чүши халас, чүнки уйғур елиниң вәзийити хитайниң ирадисигә бақмайду, контролму қилалмайду, башқилар арқилиқ контрол қилиши техиму мумкин әмәс” дәп қарайдиғанлиқини оттуриға қойди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.