Явро -асия иқтисади бирликиниң истиқбали һәққидә қәһриман ғуҗамбәрди билән сөһбәт (2)
2014.12.25

Қирғизистан президенти алмасбек атамбайиф 23-декабир күни москвада өткүзүлгән қирғизистан һәм әрменийә дөләтлирини русийә башчилиқидики таможна-баҗ иттипақиниң әзалиқиға қобул қилиш келишимигә қол қоюш һәмдә бу иттипаққа явру-асия иқтисади бирлики дәп нам бериш мурасимида қилған сөзидә 2015-йили 9-майда, йәни “улуғ вәтән уруши ғәлибисиниң 70 йиллиқини хатириләш” күнидә қирғизистанниң явру-асия иқтисади бирликиниң толуқ һоқуқлуқ әзаси болуп қелишини үмид қилидиғанлиқини билдүрди.
Қирғизистанниң иқтисад министири темир сарийифниң таратқуларға билдүрүшичә, явру- асия иқтисади бирлики һәққидә қол қоюлған келишимгә асасән бу иқтисади гәвдидә русийәниң игилигән нисбити 85% болған. Қазақистанниң 7% тин көпрәк, биларусийәниң 4.7%, Қирғизистанниң 1.9%, Әрминийәниң 1.3% Болған.
Темир сарийифниң билдүрүшичә, қирғизистанда йемәк-ичмәкниң сүпитини тәкшүргүчи лабираторийәләрни қуруш үчүн русийә 200 милйон доллар, қазақистан 100 милйон доллар мәбләғ аҗритидиғанлиқини һәмдә бу мәһкимиләрни 2015-йилниң 1-майидин бурун ишқа киргүзүшкә ярдәм беридиғанлиқини билдүрүшкән.
Явру-асия иқтисади бирликиниң тәрәққият истиқбали қандақ болиду? русийәни мәркәз қилған бу иқтисади гәвдә хитайниң оттура асиядики иқтисади кеңәймичиликини тосияламду? бу иқтисади гәвдиниң қурулуши оттура асия әллиридә яшаватқан уйғурларниң турмушиға қандақ тәсир бериши мумкин дегәнгә охшаш соалларға җаваб тепиш мәқситидә, биз оттура асиядики тонулған сиясий анализчи қәһриман ғуҗамбәрди билән телефон сөһбити илип бардуқ.
Түнүгүнки программимизда ихтиярий мухбиримизниң қәһриман ғуҗамбәрди билән болған сөһбитиниң алдинқи қисмини диққитиңларға сунған идуқ, бүгүн бу сөһбәтниң давами һозуруңларда болсун.