Турсунай зиявудун: мән хитайға берип мени солиған лагерни көрситип беришкә тәйяр

Мухбиримиз нуриман
2022.01.14
Geoffrey-Nice-jefferi-nayis-1.jpg Кишилик һоқуқ адвокати җеффери найис(Geoffrey Nice) әпәнди оз өйидә бир дости қилип бәргән рәсимниң алдида турған көрүнүши. 2020-Йили 2-сентәбир, әнглийә.
AP

Өткән йили америка алдинқи нөвәтлик һөкүмити вә бу нөвәтлик байден һөкүмити хитайниң уйғурларға йүргүзгән сияситини “ирқий қирғинчилиқ” дәп елан қилғаниди вә америка бу қарариға асасән “ирқий қирғинчилиқ” давам қиливатқан бир дөләттә, йәни хитайда келәр айда өткүзүлидиған бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисини дипломатик байқут қилидиғанлиқини җакарлиди. Йеқинда байден һөкүмити йәнә “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини илиш қануни” ни имзалиди вә шуниңдәк америка һөкүмити изчил дуняниң һәр қайси җайлиридики һөкүмәтләрниму өзигә охшаш тәдбирләрни илишқа чақириқ қилип кәлмәктә иди.

12-январ күни “хитайға қарши парламентлар комитети” йәни “айпәк” (IPAC) шәрқи җәнубий асиядики бир қисим кишилик һоқуқ тәшкилатлири билән бирликтә “‛уйғур сот коллегийәси‚ ниң һөкүми: хитайниң ирқий қирғинчилиқи, инсанийәткә қарши җинайәтлири вә қийин-қистақлар” дегән темида тор йиғини өткүзгәниди. Мәзкур тор муһакимә йиғиниға “уйғур сот коллегийәси” ниң баш сотчиси сир җеффери найис вә униң сәпдашлири, 21 дөләттин 30 дин артуқ муназириләшкүчи вә 45 тин артуқ юқири дәриҗилик һөкүмәт әмәлдарлири тәклип билән қатнашқаниди.

12-январ күнидин башлап хитайниң дөләтлик ахбарат қаналлирида америкаға, уйғур сот коллегийәси вә униң баш сотчиси сир җеффери найис әпәндигә, дуня уйғур қурултийиға, австралийә истратегийә вә сиясәт институти (ASPI) вә башқа барлиқ хитайниң җинайитини паш қилған шәхс һәм органларға һуҗум қилған.

14-январ күни хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси ваң венбин мухбирларни күтүвелиш йиғинда мухбирларниң америка һөкүмити имзалиған “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини илиш қануни”, “уйғур сот коллегийәси” ниң хитайниң уйғурларға йүргүзүлүватқан сияситини “ирқий қирғинчилиқ” вә “инсанийәткә қарши җинайәт” дәп чиқарған һөкүми тоғрисидики соаллириға җаваб бәргән. У бурунқидәкла американи “бир қисим хитайға қарши тәшкилатлар вә шәхсләр билән тил бириктүрүп хитайға қарши туруватиду”, дейиш арқилиқ хәлқара мәтбуатларда ашкариланған барлиқ испатларни ялғанға чиқиришқа урунған.

Бу һәқтә америкада турушлуқ хитай мәсилилири тәтқиқатчиси илшат һәсән әпәнди радийомизниң зияритини қобул қилип мундақ деди: “америка қатарлиқ дөләтләрниң хитайға қарита йүргүзүватқан сиясәтлири хитайниң әҗәллик йеригә тәгди, шуңа олтуралмай тәрәп-тәрәптин һуҗум қиливатиду.”

Ваң венбин йәнә “уйғур сот коллегийәси” ни қанун билән мунасивити йоқ, пәқәт асассиз һалда хитайға қарши һәрикәт билән шуғуллиниду, дегән. Сир җеффери найис әпәндини болса америка, әнглийә үчүн хизмәт қилидиған “әнглийә ишпийони” дәп боһтан чаплиған.

Сир җеффери найис әпәнди 12-январ өткүзүлгән “‛уйғур сот коллегийәси‚ ниң һөкүми: хитайниң ирқий қирғинчилиқи, инсанийәткә қарши җинайәтлири вә қийин-қистақларға” намлиқ тор йиғинида “уйғур сот коллегийәси” вә униң чиқарған һөкүми һәққидә тохтилип мундақ дегәниди: “биз әлвәттә сот әмәс, бу яхши тәрипи. Бизниң һечқандақ һоқуқимиз йоқ, лекин бизниң күчлүк йеримизму дәл шу йәрдә. Бизниң салаһийәт көрситидиған кийимләргә, бәлгиләргә еһтияҗимиз йоқ. Биз хәлқ, бу бизниң салаһийитимиздики әң ярқин бәлгә. Биз хитай тәрәпни ‛уйғур сот коллегийәси‚ кә қатнишишиға тәклип қилдуқ. Улар қатнишишини рәт қилди. Лекин улар нәқ мәйданда болмисиму, сот коллегийәмиз һечбир шәкилдә уларни нишанға алмидуқ. Биз топлиған дәлил-испатларға асасән һөкүм чиқардуқ. Қолимизда болмиған һечқандақ испатқа таянмидуқ”.

Дуня уйғур қурултийи лондон ишханисиниң мудири рәһимә мәһмут ханим “уйғур сот коллегийәси” қурулғандин тартип сот ахирқи һөкүмни чиқарғучә болған арилиқта “уйғур сот коллегийәси” вә баш сотчиси сир җеффери найис әпәндиниң хизмәт пиринсипи билән йеқиндин тонушқан. У бу һәқтә радиомизниң зияритини қобул қилип мундақ деди: “мән мәзкур сот коллегийәси сотчилириниң наһайити кәсипчанлқиға шаһит болдум. Сот коллегийәси пәқәт вә пәқәтла ениқ дәлил-испатларға таянди. Сотқа қатнашқан уйғур гуваһчиларғиму мән тәрҗиманлиқ қилдим, уларниң гуваһлиқиниң ишәнчлик болушиға наһайити әһмийәт берилди. Хитай милйон қетим инкар қилсиму, һәқиқәт һамини һәқиқәт”.

Ваң венбин йәнә мухбирларни күтүвелиш йиғинида “уйғур сот коллегийәси” дә вә башқа хәлқаралиқ мәтбуатларға хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан ирқи қирғинчилиқи вә уйғур мәҗбурий әмгики һәққидики испатларни ашкарилиған турсунай зиявудун, сайрагүл савутбай қатарлиқ лагер шаһитлириниң рәсимни екранға чиқирип туруп, уларниң лагерға соланғанлиқини, мәҗбурий чошқа гөши йегүзүлгәнликини инкар қилған, уларни йәнә “ялғанчи” ға чиқиришқа урунған.

Нөвәттә америкада туруватқан лагер шаһити турсунай зиявудун ханим бу һәқтә зияритимизни қобул қилип мундақ деди: “хитайниң бундақ ялғанчилиқи биринчи қетим әмәс. Мениң лагерда ятқиним раст. Хитай бир қетим мени ялғанға чиқарса мән лагерда бешимдин кәчүргәнлиримни икки қетим дәймән. Хитай мени өлтүрүп болған, мән әмди һечнемидин қорқмаймән. Әгәр мени лагерда ятқини ялған, десә мана мән хитайға берип ятқан лагеримни көрситип беришкә тәйяр”.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.