“уйғур қирғинчилиқи” һәққидики қарар бикар қилинамду?
2021.02.01
Америка һөкүмитиниң уйғур җәмийити йиллардин буян дуч келиватқан иҗтимаий паҗиә вә сиясий бастурушни әстайидил баһалап “нөвәттә хитай һөкүмити уйғурларға ирқий қирғинчилиқ йүргүзүватиду” дегән ахирқи қарарни елиши дуня миқясида ғайәт зор зилзилә пәйда қилғандин кейин америка башчилиқидики ғәрб дунясиниң бу қирғинчилиққа қарита қандақ тәдбир алидиғанлиқи көпчиликниң параң темиси болуп кәлгән иди. Әмма 27-январ күни америка дөләт мәҗлисидә өткүзүлгән гуваһлиқ бериш йиғинида америка һөкүмитиниң бу қарарни йеңиваштин қарап чиқидиғанлиқи һәққидики учурлар мәлум болғандин кейин һәр саһә кишилириниң диққити йәнә бир қетим бу мәсилигә мәркәзләшти. Бу мәсилиниң оттуриға чиқиши болса йеңидин бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) да турушлуқ баш әлчиликкә көрситилгән әлчи намзати линда томас гринфйелдниң “ташқи ишлар министирлиқи һазир бу қарарни йеңиваштин қарап чиқиш алдида туриду” дегән сөзидин кейин башланған болуп, бир қисим ахбарат васитилириниң хәвәр қилиши тезла һәммила җайға тарқиди.
Әмәлийәттә йеңи нөвәтлик америка һөкүмитиниң уйғурлар һәққидики мәйдани җов байдинниң сайлам мәзгилидики нутуқлиридила бирнәччә қетим ипадиләнгән болуп, шу вақитларда у хитай рәиси ши җинпиңни “сиясий лүкчәк” дәп атиған һәмдә милйонлиған уйғурни йиғивелиш лагериға қамиған бундақ бир рәһбәргә өзиниң қәтий қарши икәнликини ашкара тәкитлигән иди. Җов байдин ташқи ишлар министирлиқиниң намзатлиқиға көрсәткән антони блинкен әпәндиму өзи техи рәсмий муқимлашмиған вақиттила мухбирларниң “уйғур қирғинчилиқи һәққидики қарарниң елинишиға сиз қандақ қарайсиз?” дегән соалға “мән болсамму мушундақ қарар алған болаттим” дәп җаваб бәргән иди. 27-январ күни униң америка ташқи ишлар министири болуши рәсмий йосунда муқимлашқандин кейин өткүзүлгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида у йәнә бир қетим бу һәқтики соалларға дуч кәлди. Антони блинкен өзиниң бу һәқтики қарариниң һечқандақ өзгириш болмиғанлиқини алаһидә тәкитләш билән биргә “мән һелиһәм уйғурлар хитай һөкүмитиниң қирғинчилиқиға учраватиду, дәп қараймән” дегәниди. Униң линда томас “ташқи ишлар министирлиқи уйғур қирғинчилиқи һәққидики қарарни тәкшүрүватиду” дегән сөзни қилғандин бирнәччә саәт өткәндә бундақ қәтий мәвқәни ипадилиши әмәлийәттә линда томасниң ейтқанлириниң аллиқачан инкар қилинип кәткән учурлар икәнликиниң биваситә инкаси иди. Йәнә келип бу униң байдин һөкүмитиниң бу мәсилә һәққидики мәйдани һәққидә соралған соалларға қарита “әрләрни, аялларни вә балиларни йиғивелиш лагерлириға қамаш, уларни қайтидин тәрбийәләш һәмдә хитай компартийәсигә хас идеологийәни сиңдүрүшкә урунуш дегәнләрниң һәммиси қирғинчилиқ болуватқанлиқиниң испати” дәп җаваб бериши йеңи нөвәтлик һөкүмәтниң “уйғур қирғинчилиқи” һәққидики қарарни толуқ қобул қилидиғанлиқиниму көрситәтти.
Аридин икки күн өтүп 29-январға кәлгәндә президент җов байдинниң дөләт бихәтәрлик ишлири мәслиһәтчиси җек салливанниң вашингтон шәһиридики “америка қошма штатлири тинчлиқ институти” да нутуқ сөзләп “биз һәрикәткә өтүшимиз, шуниңдәк хитай һөкүмитини шинҗаң вә хоңкоңда қиливатқанлири үчүн бәдәл төлитишимиз лазим” дейиши билән бу тема йәнә бир қетим һәрқайси ахбарат саһәсидин кәң йәр алди. Шуниң билән биргә йеңи нөвәтлик америка һөкүмитиниң уйғурлар һәққидә алған қарарниң асанлиқчә өзгәрмәйдиғанлиқиниң йәнә бир қетим әкс етиши болуп қалди.
Болупму униң сөзлиридики “хитай мәсилиси нөвәттә америка билән униң явропадики итипақдашлири муһакимә қиливатқан мәсилиләр ичидә әң алдинқи орунда туруватиду” дегән җүмлиләрниң алаһидә тәкитлиниши, арқидинла америка билән униң иттипақдашлириниң бир яқидин баш чиқирип хитай һөкүмити иҗра қиливатқан сода вә пән-техника саһәсидики дәпсәндичиликни чәкләйдиғанлиқи һәққидики мәзмунлар йеңи нөвәтлик америка һөкүмитиниң хитай һәққидә аллиқачан бәлгилинип болған америка ташқи сияситиниң йәнә бир қетим ашкара җәзмләштүрүлиши, дәп қариливатқанлиқи мәлум.
Линда томасниң “уйғур қирғинчилиқи һәққидики қарар қайтидин қарап чиқиливатиду” дегән сөзлиридин кейинла 28-январ күни хитай һөкүмитиниң канийи болған “йәршари вақти гезити” хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси җав лиҗйәнниң ағзидин баянат бәрди. У мухбирларни күтүвелиш йиғинида бу һәқтә сөз қилип: “мән үч қетим тәкрарлаймән: биздә һечқандақ қирғинчилиқ һадисиси мәвҗут әмәс. Биз байдин һөкүмитиниң һәқиқәткә йүзлинип, бизниң хәлқимизниң ағзидин қандақ гәпләр чиқиватқанлиқиниму аңлап беқишини үмид қилимиз” деди.
Һалбуки, линда томасниң “уйғур қирғинчилиқи һәққидики қарарниң елинишида бәзи кәмтүклүкләргә йол қоюлған” дегән пикригә америка қошма штатлири (а қ ш) ниң бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) дики сабиқ муавин баш әлчиси, америка һөкүмитиниң нөвәттики “хәлқара аяллар мәсилиси баш әлчиси” болуп ишләватқан келлий куррий ханим кәскин рәддийә бәргән. “дөләтлик баһа” журнилиниң бу һәқтики хәвиридә ейтилишичә, куррий ханим бу һәқтә сөз қилип “уйғур қирғинчилиқи һәққидики қарарниң елинишида барлиқ хизмәт һалқилириға толуқ риайә қилинди. Буниңда кәмтүклүк бар, дегүчиләр бир болса буниңдин бихәвәр, бир болса өзиму билмигән һалда башқиларни қаймуқтуруватиду, халас” дегән. Әмма америка ташқи ишлар министирлиқи бу һәқтики соаллиримизға һазирғичә һечқандақ җаваб қайтурмиди.
Америка дөләт хәвпсизлик кеңишиму аллиқачан “уйғур қирғинчилиқи” һәққидики қарарниң елиниши тоғрисида өз мәвқәсини ипадилигән иди. Уларниң баянатчиси бу һәқтә “вашингтон көзәткүчиси” гезитигә қилған сөзидә “байдин әпәнди өткән йилила уйғурларниң ирқий қирғинчилиққа учраватқанлиқи һәққидә сөз қилған, шуниңдәк өзиниң бу қирғинчилиққа пүтүн күчи билән қарши туридиғанлиқини билдүргән. Мушуниң өзи байдин һөкүмитиниң ‛уйғурлар қирғинчилиққа учраватиду‚ дәп қарайдиғанлиқиниң испати” дегәниди. Әмдиликтә болса америка һөкүмитидики шунчә көп юқири дәриҗилик затларниң уйғур қирғинчилиқи һәққидики қарари бир йәрдин чиқиватқанда бу һәқтики қарарниң йеңиваштин қарап чиқилиши һәққидики миш-миш параңниң тарқилиши тоғрисида бәзиләр “трамп һөкүмитиниң уйғур қирғинчилиқи һәққидики қарари йеңи нөвәтлик америка һөкүмитидики қисмән шәхсләрни биарам қилған болуши мумкин” дәп қаримақта икән. Нйо-йорк шәһиридики мустәқил сиясий анализчи, доктур шан лин әнә шу хил қараштики кишиләрниң бири.
Доктур шан линниң қаришичә, америка һөкүмитиниң болғуси ташқи ишлар министири техи рәсмий һалда вәзипигә олтурмастинла мухбирларниң бу һәқтики соалиға қарита өз қаришини ипадилигән. Шуниңдәк өзиниң уйғурлар қирғинчилиққа учраватиду, дәп қарайдиғанлиқини билдүргән. Әмдиликтә америка дипломатийәсиниң әң алий рәһбири болған бир зат алаһидә муәййәнләштүрүватқан бир мәсилә тоғрисида униң қол астидики бир хадимниң “бу һәқтә қайта қарар елиниши мумкин” дегән мәзмунда сөз қилиши шүбһисизки йеңи нөвәтлик һөкүмәтниң ичидә “уйғур қирғинчилиқи” һәққидики қарарға қошулмайдиған бир қисим кишиләрниң барлиқини көрситидикән. Чүнки “шамал чиқмиса дәрәх лиңшимайду” дегәндәк, бундақ бир һалқилиқ мәзгилдә бу пикирниң ашкара тилға елиниши бәзиләрниң бу қарарни өзгәртиш арзусиниң әкс етиши һесаблинидикән. Шан лин бу һәқтә сөз болғанда мундақ дәйду.
“биз бу мәсилидә алаһидә диққәт қилидиған бир мәсилә байдин һөкүмитиниң уйғур сияситидә өзгириш болуш-болмаслиқидур. Чүнки байдин һөкүмитиниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатида турушлуқ баш әлчиликигә көрситилгән намзат линда томас гринфйелд өзи һәққидики йиғинда америка ташқи ишлар министирлиқиниң уйғур қирғинчилиқи һәққидики қарарни қайтидин қарап чиқидиғанлиқини оттуриға қойди. Қизиқарлиқ йери бу гәпни ташқи ишлар министирлиқиниң министири антони блинкен әпәнди әмәс, бәлки униң қол астидики йүзлигән әлчиләрниң бири болған бир хадимниң ейтиши бәкму ғәлитә бир иш. Мәсилә шуки, ‛уйғур қирғинчилиқи‚ һәққидики қарар америка һөкүмитиниң өзидиму бир қисим кишиләргә яқмиған. Әмма антони билинкен аллиқачан өзиниң уйғур қирғинчилиқи һәққидики һөкүмни қоллайдиғанлиқини билдүрүп болди. Бәлким сизму диққәт қилған болушиңиз мумкин. Гуваһлиқ йиғинида линда ханим өзиниң илгирики йиллардики хитайпәрәстлики үчүн тәнқидкә көмүлүп кәтти. Чүнки у изчил хитай һөкүмитини ‛африқиға ярдәм қиливатиду‚ дәп махтап кәлгән бир аял. Әмәлийәттә болса хитай һөкүмитиниң ‛бир бәлвағ бир йол қурулуши‚ намида африқида ‛қәрз депломатийәси‚ни йолға қоюватқанлиқи һәмдә байлиқ қидириш үчүн африқиниң муһитини қайси дәриҗидә вәйран қиливәткәнлики аллиқачан йүзлигән хәвәр вә мақалиләрдә тәпсилий баян қилинған. Мушундақ бир һөкүмәтни махтап һармиған бир аялниң әмдиликтә ‛уйғур қирғинчилиқи һәққидики қарар йеңиваштин қарап чиқилиду‚ дегән гәпни посуққидә дәп селиши бәкму ғәлитә бир иш.”
Мәлум болушичә, америка ташқи ишлар министири антони блинкен әпәнди уйғурларниң ирқий қирғинчилиққа учраватқанлиқи һәққидики қарашқа қошулидиғанлиқини билдүргәндин кейин хитай һөкүмити өзиниң кона усулида йәнә бир қетим “интиқам” алған. “нйо-йорк почтиси” гезитиниң 28-январдики хәвиридә ейтилишичә, хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатида антоний билинкенниң килимат өзгириши һәққидики хизмәттә өзара һәмкарлишиш һәққидики тәклипи рәт қилинған. Хитай һөкүмити бу һәқтә чүшәнчә берип “биз бу мәсилидә һәмкарлишишни халаймиз. Әмма башқилар бизниң ички ишимизға қопаллиқ билән арилишивалса биз бу хил һәмкарлиқни рәт қилишқа мәҗбурмиз” дегән.
“уйғур қирғинчилиқи” һәққидики қарарниң америка һөкүмитиниң юқири қатлимида муәййәнләштүрүлүши өз нөвитидә ғәрб дунясидиму зор әкс тәсир қозғаватқанлиқи мәлум. 28-январ күни канада парламентида өткүзүлгән гуваһлиқ бериш йиғинида үч нәпәр парламент әзаси баш министир труду әпәндидин “сиз немә үчүн пакитлар тағдәк дөвиләнгән әһвалда уйғурлар ниң қирғинчилиққа учраватқанлиқини биваситә һәмдә ашкара тән алмайсиз?” дәп сориди. Баш министир труду өзиниң бу мәсилини әстайидил ойлиниватқанлиқини һәмдә пат йеқинда тегишлик басқучлар арқилиқ уйғур дияридики сиясий бастуруш һәққидә рәсмий қарар алидиғанлиқини қайта-қайта тәкитлиди.
Нөвәттә америка һөкүмитиниң бу қарарни өзгәртиш һәққидә тәйярлиқ қиливатқанлиқини көрситидиған һечқандақ әһвал мәвҗут әмәс болуп, бу һәқтә йеңи бир қарарниң елиниши яки илгирики қарарниң бикар қилиниши һәққидә әндишә қилишниң һечқандақ һаҗити йоқ, дәп қаралмақтикән.