CBS Қанили хитайниң “ирқий қирғинчилиқи” ни йошуруш тәшвиқатиға ян таяқ болуш билән әйибләнди

Вашингтондин мухбиримиз гүлчеһрә тәйярлиди
2024.02.09
Wendy-McMahon-CEO-CB-News CBS Хәвәрләр ширкитиниң лидири вә баш иҗраийә әмәлдари венди макмахон(Wendy McMahon) Axios BFD паалийити җәрянида сөз қилмақта. 2023-Йили 12-өктәбир, ню-йорк.
REUTERS/Brendan McDermid

Америкадики даңлиқ универсал ахбарат оргини болған CBS қанилиниң уйғур ели һәққидә тарқатқан бир тәпсилати қаттиқ тәнқидләшкә учриди.

Американиң радийо-телевизийә ширкити CBS ниң 2024 йили-7 январ күнидики “йәкшәнбә әтигини” (SUNDAY MORNING) намлиқ телевизийә пирограммисида “шинҗаңниң қайта қурулуши” (The rebranding of Xinjiang) дегән темида бир мәхсус зиярәт хәвири вә мақалиси тарқитилғаниди. CBS Мәзкур хәвиридә, уйғур елидә елип барған зиярәт вә паалийәтлириниң бирдәк һалда хитай тәшвиқат бөлүми тәрипидин биртуташ орунлаштурулғанлиқиниму йошуруп олтурмиған.

Гәрчә улар хәвиридә бир қисим нопузлуқ уйғур тәшкилатиниң зияритини өз ичигә алған һалда обйектип көрүнүшкә урунған болсиму, әмма нәқ мәйдандики доклатта хитайниң тәшвиқатчиларға тәйярлиған сәһниләштүрүлгән көрүнүшләрни асас қилған. Уйғур дияриниң хитайниң юқири техникилиқ күчлүк назарити астида, барлиқ кишиләрниң сөз һәрикәтлириниң қаттиқ контрол қилинидиғанлиқи мәтбуатларға тонушлуқ бир әһвал болсиму, улар хәвиридә, асаслиқи хитай һөкүмити ясап чиққан сәһниләштүрүлгән орун вә кишиләрни зиярәт қилип, мәзкур хәвәрни тәйярлиған. Хәвәрдә “ирқий қирғинчилиқ” , “инсанийәткә қарши җинайәт” дегән аталғуларниму ишләтмигән.

CBS Америкадики риқабәтчи қаналларда тәнқидләнди

2024-Йили 1-айниң 31-күни америка Fox хәвәрләр қанили, CBS ниң 2024-йили 1-айниң 7-күнидики елизабет палмер язған вә ранди шимит тәрипидин ишләнгән уйғур дияри һәққидики зиярәт хәвәрлири һәққидә тохтилип, уларниң зияритиниң хитай һөкүмити тәрипидин орунлаштурулған вә пиланланғанлиқи һәққидә хәвәр елан қилди. Хәвәрдә ейтилишичә, CBS ниң бу хәвири кеңәш палата әзаси марко рубийони қаттиқ ғәзәпләндүргән.

Хәвәрдә тәкитлинишичә, америка кеңәш палатаси әзаси марко рубийо, CBS хәвәрләр ширкитиниң лидири вә баш иҗраийә әмәлдари венди макмахон(Wendy McMahon) ға хәт йезип, хитайниң ирқий қирғинчилиқ сиясити билән шериклишишниң сәвәбини сүрүштүргән.

Марко рубийо Fox қа бу һәқтә мундақ дегән: “CBS хәвәрлири хитай компартийәсигә ‛тәшвиқат саяһити‚, ‛көптүрмә хәвәр‚ билән ярдәм бәрди.” у шундақла CBS хәвәрлириниң шинҗаң ишләпчиқириш вә қурулуш армийәси, йәни биңтүән билән сода қилиш яки җазадин қечишқа ярдәм бериш арқилиқ американиң җаза қануниға хилаплиқ қилған болуши мумкинликини кәскин һалда оттуриға қойған.

Америка сиясийонлири CBS хәвәрлириниң җавабкарлиқини сүрүштә қилмақта

Америка кеңәш палатаси әзаси марко рубийо, CBS лидириға әвәткән хетини, 2024-йили 31-январ өзиниң ахбарат елан қилиш тор бетигиму қойған. У хетидә венди макмахонға мундақ тәләпни оттуриға қойған: “хизмәтчилириңиз зиярәт қилған бу район америка вә башқа дөләтләр тәрипидин, мусулманлар, асаслиқи уйғурлар вә башқа милләтләр нишан қилинған ирқий қирғинчилиқ райони дәп қарилиду. Хитай коммунистик партийәсиниң бу тәшвиқат саяһитигә қатнишишта, тәшкилатиңиз американиң имбарго қоюшиға хилаплиқ қилған болуши мумкин яки бекитилгән орунларни қоллап, бу хил җазадин өзини қачуруши мумкин. Шуңлашқа, ширкитиңизниң мухбирлирини немә үчүн хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаритилған ирқий қирғинчилиқини йошурушқа урунуш қилмишиға қатнаштурғанлиқиңиз тоғрулуқ көрүрмәнләр вә америка хәлқигә җаваб бериш мәҗбурийитиңиз бар”.

Марко рубийо хетидә агаһландуруп йәнә мундақ тәкитлигән: “билгиниңиздәк, һазирқи вә илгирики америка һөкүмити хитай хәлқ җумһурийитиниң хитай коммунистик партийәсиниң қоманданлиқи вә контроллуқида инсанийәткә қарши туруш вә мусулманларни асас қилған уйғурлар вә башқа милләтләргә һәм шинҗаңдики диний гуруппиларға ирқий қирғинчилиқ қилғанлиқини бекитти. Америка малийә министирлиқи шинҗаңдики аз санлиқ милләтләргә қаритилған еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичилики сәвәбидин шинҗаң ишләпчиқириш қурулуш биңтүәни (армийәси) вә шинҗаң җамаәт хәвпсизлики назаритигә җаза йүргүзди. Шуңлашқа америкадики һәр қандақ шәхс яки ширкәтниң шинҗаң ишләпчиқириш қурулуш биңтүәни (армийәси) һәм яки шинҗаң җамаәт хәвпсизлики назарити билән һәр қандақ сода билән шуғуллиниши қанунсиз. Бу йәнә җазаға учриған һәр қандақ киши яки орунни пайда яки мәнпәәт үчүн мәбләғ, тавар яки мулазимәт билән тәминләшни өз ичигә алиду. ”

Америка кеңәш палатаси әзаси марко рубийониң X тә қалдурған баянатлириға қариғанда, CBS ниң һазирғичә һечқандақ җаваб яки чүшәндүрүш елан қилмиғанлиқи мәлум. CBS Радийомизниң бу һәқтики сориған соаллириға һазирғичә җаваб қайтурмиди.

CBS Қанили мутәхәссис вә көзәткүчиләрниң тәнқидигә учримақта

Йеқинқи мәзгилләрдин буян CBS қанилиниң хитай тәшвиқат бөлүминиң тәклипи билән уйғур диярини зиярәт қилиш вә “обйектип болмиған” бу хәвәрни тарқитиш сәвәби билән, дуняниң һәр қайси җайлиридики уйғурларниң, уйғур вәзийитини көзәткүчи мутәхәссисләр вә кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң үзлүксиз тәнқидлиригә учрап кәлмәктә.

 “коммунизм қурбанлири хатирә фонди” ниң тәтқиқатчиси, хитайниң уйғурларға қаратқан ирқий қирғинчилиқ сияситини тәтқиқ қиливатқан доктор адриан зенз (Adrian Zenz) әпәнди CBS қанилиниң уйғур дияри һәққидики һөҗҗәтлик филимигә қарита x тә язған тәнқидий инкасида, уларниң америка башлиқ дөләтләрниң хитайниң уйғурларға қаратқан сияситини ирқий қирғинчилиқ дәп етирап қилғанлиқини тилға алмайла қалмастин бәлки йәнә кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң вә өзигә охшаш мутәхәссисләрниң уйғур ирқи қирғинчилиқи һәққидә елан қилип келиватқан доклатлириғиму әһмийәт бәрмәй, хитайниң тәшвиқатиға маслашқанлиқини кәскин тәнқид қилған.

Доктор адриан зенз: “CBS қанили хитай коммунист партийәсиниң тәшвиқатиға ярдәм бәрди” дәп кәскин тәнқид қилған болуп, униң баһа беришичә, “CBS ниң бу хәвиридә ишлитилгән сөзләр, чүшәндүрүш интайин начар. Иккинчидин диққәтни лагерларға бәкрәк ағдуруп, йүз бериватқан вәһшийликләрни нәзәрдин сақит қилған. ”

Хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати хитай ишлири бөлүминиң сабиқ директори софи ричардсон (Sophie Richardson) CBS қанилиниң хитай тәшвиқатиға маслашқанлиқини күчлүк тәнқид қиливатқанларниң бири.

У, бу һәқтә зияритимизни қобул қилип мундақ деди: “CBS ниң бу бимәнә хәвирини интайин раһәтсизлик ичидә көрүп түгәттим. Һәтта улар ирқи қирғинчилиқ дегән аталғуни бирәр қетимму тилға алмиди. Хитай һөкүмитиниң у җайдики бастурушлири, вәһшийликлири һәққидә пакитларни оттуриға қоюшниң орниға, хитай даирилирини зиярәт қилип вә яки көрситилгән кишиләрниң ясалма баянлири арқилиқла, уйғурлар шәқиқидә тәйярланған бу хәвәрниң әһмийити немә? мени техиму һәйран қилғини, һөҗҗәтлик филимдики көрүнүшләрдин уларниң бу зияритиниң аз дегәндиму 6 айлар илгири елип берилғанлиқини көрәләймиз. Чүнки филимдики көрүнүшләрниң һәммиси яз пәсли. Әмма уларниң хитайға пайдилиқ бу хәвирини дәл б д т да хитайниң кишилик һоқуқ вәзийитини омумйүзлүк көздин кәчүрүшкә икки һәптә қалған вақитта елан қилиши тасадипийлиқму? буни билмәк тәс. Әмма ениқки хитай һөкүмити дәл мушуниңға охшаш тәшвиқатлар арқилиқ өзини ақлашқа урунуп кәлмәктә. Әпсуски, CBS тәк әркин ахбарат орунлири немигә мәвҗут, дәл хитайға охшаш инсанийәткә қарши җинайәт өткүзүватқан һөкүмәтләрни ашкарилаш вә уларниң тәшвиқатлириға қарши һәқиқәтни издәш вә ашкарилаш үчүн әмәсмиди? ”

Уйғурлар CBS ниң кәчүрүм соришини тәләп қилди

Америка уйғур бирләшмиси, уйғур кишилик һоқуқ қурулуши, дуня уйғур қурултийи, уйғур һәрикити, уйғур зиялийлар җәмийити, австралийә уйғур тәңритағ аяллар җәмийити қатарлиқ дуняниң охшимайдиған дөләтлиридә паалийәт елип бериватқан уйғур тәшкилатлири болуп җәмий 20 тәшкилат, 29-январ “CBSхадимлириниң хитай тәшвиқат тармақлири орунлаштурған ирқий қирғинчилиқ районини екскурсийә қилишиға вә уйғур райони зиярити һәққидики бир қатар мәсулийәтсиз баянлириға  қәтий қарши туримиз” дәп бирләшмә баянат елан қилған.

Улар баянатида CBS ниң хитай тәшвиқат бөлүминиң орунлаштуруши билән ирқий қирғинчилиқ райониға қилған тәшвиқат саяһитигә вә мәсулийәтсизлик билән тарқатқан хәвиригә наразилиқ билдүрүп, бу һәқтики синлиқ вә язма хәвәрлирини еливетишни тәләп қилған.

Мәзкур баянатни баш болуп тәйярлиған америка уйғур бирләшмиси рәиси әлфидар илтәбир ханим зияритимизни қобул қилип: “дуняниң һәрқайси җайлирида муһаҗирәттә яшаватқан уйғурлар, уйғур америкалиқлар аилисидикиләрдин йәнила хәвәрсиз, алақисиз туруватқан бир вақитта, CBS ниң мәзкур хәвиридә, пәқәтла хитай тәрипидин сәһниләштүрүлгән көрүнүшләрни сүрәткә елип уни уйғурларниң турмушиниң нормал һаләткә кәлгәнликиниң дәлили қилип көрситип, бу җайни күндилик турмуш нормал һаләткә кәлгән есил саяһәт мәнзили дәп тәсвирлиши хитай компартийәсиниң тәшвиқатиға маслашқанлиқтур. Бу, хитайниң ирқий қирғинчилиқи вә инсанийәткә қарши җинайәтлириниң қурбани болуватқан милйонлиған уйғурларға қилинған һақарәт,” дәп тәнқид қилди.

Әлфидар илтәбир ханим йәнә уйғур дияриға барған CBS мухбирлириниң битәрәп мәтбуат хизмәтчиси болуш сүпити билән хитай коммунистик партийәсиниң пүтүнләй контрол қилинған вә сәһниләштүрүлгән саяһәтләр арқилиқ хәлқара җәмийәтни җәлп қилишқа урунуватқанлиқини тонуп йетиши вә уни ашкарилаш мәсулийити барлиқини тәкитлиди.

 Йеқинда уйғур кишилик һоқуқ қурулуши мәхсус доклат елан қилип, уйғур елидики саяһәтчиликиниң хитай һөкүмити елип бериватқан “ирқий қирғинчилиқи” вә “инсанийәткә қарши җинайити” ни йошурушқа ярдәм беридиғанлиқини илгири сүрүп, бу саяһәтчиликни “ирқий қирғинчилиқ саяһити” дәп атап, чәтәл саяһәт ширкәтлириниң уйғур елиға саяһәт тәшкиллимәсликини тәшәббус қилғаниди.

Радийомизниң мухбири америка кеңәш палатаси әзаси марко рубийониң ишханисидикиләр билән алақилишип, CBS ниң улар сориған соалға җаваб бәргән яки бәрмигәнликини сориған болсақму лекин улар җаваб қайтурмиди.

 Йеқинқи мәзгилләрдин буян CBS қанилиниң мәзкур хәвири дуняниң һәр қайси җайлиридики уйғурлар, уйғур вәзийитини көзәткүчи мутәхәссис вә кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң үзлүксиз тәнқидлиригә учраватқан бир пәйттә, CBS қанилиниң уйғур дияри һәққидики мәзкур һөҗҗәтлик филими хитай компартийәсиниң махтишиға еришкән. Хитайниң тәшвиқат қорали болған “йәр шари вақти гезити” 9-январ, мәхсус CBS қанилиниң уйғур диярини зиярәт қилип ишлигән хәвирини махтап мақалә елан қилип: “CBS шинҗаңдики тутуп туруш мәркәзлири вә түрмиләр һәққидә испат тапалмиди” дәп давраң салған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.