Борис җонсон һөкүмити “ирқий қирғинчилиқ” қа аит қанун лайиһәсиниң әнглийә парламентида авазға қоюлушини контрол қилған

Мухбиримиз нуриман
2021.02.10
Борис җонсон һөкүмити “ирқий қирғинчилиқ” қа аит қанун лайиһәсиниң әнглийә парламентида авазға қоюлушини контрол қилған Әнглийә парламентида ечилған йиғиндин көрүнүш. 2020-Йили 18-март, лондон.
AFP

9-Феврал сәйшәнбә күни әнглийә парламентида авазға қоюлмақчи болған “сода қануниниң ирқий қирғинчилиққа мунасивәтлик түзитиш киргүзүш лайиһәси” авазға қоюлуштин бир күн бурун һөкүмәт тәрипидин авазға қоюш шәкли өзгәртилгән. Мәзкур қанун лайиһәсини сунған парламент әзалири һөкүмәтниң күтүлмигән йәрдин бу лайиһәни башқа тонулмиған бир лайһә билән бирликтә авазға қоюшни орунлаштуруши, “сода қануниниң ирқий қирғинчилиққа мунасивәтлик түзитиш киргүзүш лайиһәси” ниң парламентта мақуллуқтин өтүп кетишидин әнсиригәнликидин дәп қариған.

“билумберг” гезити, “муһапизәтчи” гезити, ройтирис агентлиқи, BBC агентлиқи қатарлиқ хәвәр қаналлири арқа-арқидин елан қилған мақалилиридә, әнглийә парламенитида йүз бәргән бу әһвални “сияси сахтипәзлик вә демократийәни инкар қилғанлиқ” дәп язған.

Дуня уйғур қурултийи лондон ишханисиниң мудири рәһимә мәһмут ханим бу лайиһәниң юқири авам палатасидин көп санлиқ аваз билән өткәнликини, әслидики пилан бойичә авазға қоюлған болса төвән палатадинму өтүш еһтималлиқиниң наһайити юқири икәнликини тәкитлиди. Униң дейишичә, бу лайиһәниң парламентта мақуллинишиниң алдини илиш үчүн һөкүмәт мушундақ бир тәдбир қолланған икән.

Парламентта бир түркүм консерватип парламент әзалири һөкүмәтниң тактикисини тәнқид қилған. Әнглийәдә уйғурларни қоллаш һәрикитиниң байрақдарлиридин бири болған консерватип парламент әзалиридин нусрәт ғени “ирқий қирғинчилиқ” тәк мушундақ еғир мәсилиләрдә парламентта ойниливатқан оюнлардин чөчүгәнликини ейтқан.

IPAC Ниң асаслиқ қурғучилиридин бири болған әнглийәдики нопузлуқ парламент әзаси иян данкин симис әпәндиму “һөкүмәтниң парламент тәртипини баһанә қилип демократик сайланған авам палата әзалириниң ‛сода қануниниң ирқий қирғинчилиқиға түзитиш киргүзүш лайиһәси‚ гә аваз беришигә тосқунлуқ қилди” дәп наразилиқ билдүргән.

Әнгилйәдики “уйғурларниң адвокати” тәшкилатиниң рәиси адвокат майкил полак әпәнди зияритимизни қобул қилип, әнглийә парламенитида йүз бәргән юқириқи әһвал һәққидә мундақ деди: “парламентта йүз бәргән әһвал шу, әпсуслинарлиқи һөкүмәт тәрәп бурун өзлири ейтқан ‛ирқи қирғинчилиқ әдлийә һөкүм қилидиған мәсилә, парламентниң иши әмәс‚ дегән гепиниң әксичә, ‛ирқи қирғинчилиқ қарари парламенттиниң мақуллуқидин өтүш керәк‚ дегән тәртипни көтүрүп чиқти. ‛ирқий қирғинчилиқ қарари‚ ни әдлийәниң бериши тоғра иди. Чүнки ‛җәнвә әһдинамиси‚ гә асасән қануний җәһәттин ‛ирқи қирғинчилиқ‚ дәп қарар қилинғандин кейин, андин дөләтләрниң бирлишип ‛ирқи қирғинчилиқ‚ ни тохтитиш вә қирғинчилиқ илип барғанларни җазалаш мәсулийити болиду. Бүгүн төвән авам палатасиға қоюлидиған бу лайиһәгә қарита һөкүмәт әмәлийәттә һийлигәрлик қилди.”

Әнглийә сода министири грег хандс мундақ дегән: “әгәр бир комитет әнглийә сода келишими кеңишиватқан дөләтниң ирқий қирғинчилиқ елип бериватқанлиқи тоғрисида ‛ишәнчлик доклат‚ билән тәминлисә, һөкүмәтниң қарарлири һәққидә хәлқ арисида муназирә қозғайду.”

Мәлум болушичә, 8-феврал әнглйәдики ессекис сот мәһкимиси ( Essex Court Chambers) ниң нопузлуқ адвокатлири, хитайниң уйғурларға қаратқан зулумлириниң “инсанийәткә қарши җинайәт” вә “ирқий қирғинчилиқ” икәнлики һәққидики қануний испатларни елан қилғаникән.

9-Феврал күнидики парламент йиғинида мутләқ көп сандики парламент әзалири әнгилийә сотиниң ирқий қирғинчилиқ делолирини қарап чиқишини үмид қилидиғанлиқини ипадилигән. Шундақ болғанда хитай һакимийитиниң зиянкәшликигә учраватқан уйғурларниң делоси тәрәпсиз һалда сот мәһкимиси тәрипидин қарап чиқилиду, дәп қарашқан. Һәтта бир қисим йеңи парламент әзалириму тунҗи қетим һөкүмәтниң қарариға қарши аваз беришкә тәйярланған.

Майкил полак әпәнди “сода қануниниң ирқий қирғинчилиққа мунасивәтлик түзитиш киргүзүш лайиһәси” ни тәйярлиған парламент әзалириниң келәрки бир қанчә һәптә ичидә мәзкур лайиһәни қайта парламентта авазға қоюшқа тәйярлинидиғанлиқини билдүрүп мундақ деди: “һазирқи мәсилә әмди ‛парламент тик-так топи‚ ойнаш, йәни қайтидин мәзкур лайиһәни юқири авам палатасиға сунимиз. юқири авам палатасида мутләқ көп санлиқ әзалар бу лайиһәни қоллайду. Қоллиғанлар арисида сабиқ сотчи вә һәрхил партийәләрниң нопузлуқ парламент әзалири бар. Униңдин кейин келәрки бир қанчә һәптә ичидә төвән авам палатасиға қайта авазға қоюшқа сунимиз. Биз парламент әзалириниң виҗдани билән аваз беришини үмид қилимиз. Әгәр мақуллуқтин өтсә ‛сода қануниниң ирқий қирғинчилиққа мунасивәтлик түзитиш киргүзүш лайиһәси‚ ниң рәсмий қанун болуши үчүн асас болиду. Шуңа һәммимиз бәк һаяҗанлиниватимиз. Һөкүмәт давамлиқ қарши туралмайду, чүнки парламентта һөкүмәтниң қарариға қарши аваз беришкә тәйяр турған наһайити көп қорқмас консерватип парламент әзалири бар. Әлвәттә, кәспий истиқбалини бир чәткә қайрип қоюп һөкүмәткә қарши чиқиш наһайити қийин. Лекин биз йәнила наһайити үмидвар.”

Рәһимә мәһмут ханим ахирида дуня уйғур қурултийи вә башқа уйғур мәсилисини әнглийәдә аңлитиватқан орунларниң күнтәртипиниң пәқәт “сода қануниниң ирқий қирғинчилиққа мунасивәтлик түзитиш киргүзүш лайиһәси” ла әмәсликини тәкитлиди. Уларниң йәнә “2022-йиллиқ қишлиқ олимпик мусабиқисини әмәлдин қалдуруш” үчүн паалийәт елип бериш пилани бар икән.

Майкил полак әпәнди ахирида мәзкур лайиһәниң мақуллуқтин өтүшигә ярдәмдә болушини халайдиған кишиләргә йол көрситип мундақ деди: “аңлиғучиларниң қилалайдиғини тивиттерда ‛ирқий қирғинчилиққа мунасивәтлик түзитиш киргүзүш лайиһәси” хәштәги (#GenocideAmendment) ни издәп, ашу хәштәг билән һәмбәһирләнгән мәзмунларни кәң тарқатсун. Мән йәнә мәзкур лайиһәни қоллашқа чақириқ қилған уйғурларниң қисқа видейолирни йиғиватимән. Әгәр сизму қоллашни халисиңиз ‛немишқа мушундақ қануний бир қарарниң чиқиши, бу лайиһәниң мақуллуқтин өтүшиниң муһимлиқи‚ һәққидә қисқа видейо ишләп әвәтсиңиз, буларни кәң тарқитишиму мәзкур лайиһәниң қоллашқа иришиишгә пайдилиқ. Баш министир борис җонсон даим әнгилийәни явропа иттипақидин чекинип чиққандин кейин йеп-йеңи бир әнглийә болди, дәйду. Әслидә һәқиқий йеңи әнглийә күчлүк дөләтләрниң күчидин пайдилинип, һечкимниң хәлқаралиқ җинайәт өткүзүшигә йол қоймайдиған болуши керәк.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.