Йәһудийлар чоң қирғинчилиқи хатирә музейи доклати: “уйғур ирқи қирғинчилиқи давам қиливатиду”

Вашингтондин мухбиримиз уйғар тәйярлиди
2025.02.28
Rian-Thum-Naomi-Kikoler-muetter-iliqud “йәһудийлар чоң қирғинчилиқи хатирә музейи” да өткүзүлгән хитайниң уйғурларға кәң көләмлик вәһшийлики тоғрисидики паалийәттә (оңдин) пирофессор доктор райин сам (Rian Thum), мустәқил тәтқиқатчи муәттәр илиқут, “уйғур ирқий қирғинчилиқини тохтитиш” тәшкилатиниң директори рәһимә мәһмут вә симон-скҗодт ирқий қирғинчилиқниң алдини елиш мәркизиниң мудири наоми киколер(Naomi Kikoler)лар муназирә қилди. 2024-Йили 22-март, вашиңтон.
Photo: RFA

Вашингтон шәһиридики “йәһудийлар чоң қирғинчилиқи хатирә музейи” қармиқидики “қирғинчилиқниң алдини елиш мәркизи” манчестер университетиниң пирофессори доктор райин сам (Rian Thum) тәйярлиған “Хитайниң уйғурларни бастуруши сәккиз йилдин кейинму қорқунчлуқ һаләттә: хитайниң уйғур районидики сиясити немишқа өзгәрмиди” намлиқ бөсүш характерлик йеңи доклатини елан қилған. Бу доклатта “хитайниң уйғур елидики сиясити өзгәрмиди, йәни хитайниң инсанийәткә қарши өткүзүватқан җинайәтлири вә ирқи қирғинчилиқи давам қиливатиду” дегән пикир илгири сүрүлгән.

Бу доклат хитайниң дөләт һөҗҗити, сүний һәмраһ арқилиқ тартилған сүрәт вә һаят қалғучиларниң, йәни лагер шаһитлириниң гуваһлиқини пакит қилип, уларни йеқинда нәшр қилинған илмий тәтқиқатлар билән бирләштүргән асаста тәйярланған. Доклатта йәнә хитайниң 2022-йилдин 2024-йилғичә болған бастуруш характерлик дөләт сияситиниң тәрәққиятиму тәһлил қилинған. Доклатта йеқинқи вақитлардики учур кәмчилики, хитай һөкүмитиниң уйғур районидики әһвални нормаллиққа қайтти дәп дуняни қайил қилишқа урунғанлиқи вә бу һәқтики тәшвиқатларға ярдәм бәргәнлики көрситилгән.

Доклатта мундақ дәп хуласә чиқирилған: “әмәлийәттә уйғур елидә инсанийәткә қарши җинайәт (б д т кишилик һоқуқ алий комиссарлиқи ишханисиниң 2022-йилдики доклати) вә ирқий қирғинчилиқ (уйғур сот коллегийәси, бир қанчә ғәрб һөкүмәтлириниң баянати) тәшкил қилидиған җинайәтләрниң һәммиси давамлашти. Кәң көләмлик тутуп турушлар қисмән пәрқлиқ шәкилдә йолға қоюлди. Мәҗбурий әмгәк вә хитайдин башқа милләтләрниң пәрзәнтлирини ятақлиқ мәктәптә хитайларниң беқишиға бериш қатарлиқ бастуруш һәрикәтлири кеңәйди”.

Доктор райин сам радийомиз зияритини қобул қилип мундақ деди:

“бу доклатта оттуриға қоюлған, бурун бу һәқтә дейилмигән муһим ишларниң бири, дөләтниң уйғур аилилиригә яшанғанларни дөләтниң яшанғанларни беқиш орниға әвәтишкә бесими қилиши вә яшанғанлар үчүн көп сандики яшанғанлар санаторийәсини қурушидур. Дөләтниң бу сиясити уйғур аилиләрни парчилаш үчүн йолға қойған башқа сиясәтлири билән мунасивәтлик. Болупму йезиларда балилар ятақлиқ мәктәпләргә, яшанғанлар болса дөләтниң яшанғанларни беқиш орунлириға елип келингән. Әмгәк қорамидики кишиләр завутларға әвәтилип, мәҗбурий әмгәккә орунлаштурулған. Бу җәрянда уларниң йәр земинлири тартивелинған вә аилиси пүтүнләй парчиланған. Мениңчә, яшанғанларни беқишниң түзүмләштүрүлүши һазирғичә һәқиқий хәвәр қилинмиған бир иш. Бу, у хитай һөкүмити ‛қош мәркәзлишиш сиясити‚ дәп атайдиған сиясәтниң бир қисми. Бу әмәлийәттә йетим балилар яки яшларниң барлиққа келиши билән мунасивәтлик. Шуңа хитай һөкүмити балилар вә яшанғанларни аилидин чиқириветишни ортақ сиясәт нишаниниң бир қисми дәп қарайду”

Америкидики рәнд сиясәт тәтқиқат мәркизи (RAND Corporation) истратегийә вә хәвпсизлик мутәхәссиси доктор раймонд ко (Raymond Kuo) бу йеңи доклат вә доклатта оттуриға қоюлған пикирләр һәққидә мундақ дәйду:

“наһайити ениқки бу доклатта шинҗаңниң һазирқи әһвали, болупму уйғурларға билән мунасивәтлик әһваллар әкс әттүрүлгән. Уйғурларни бастуруш вә зулум из қоғлап тәкшүрүлгән. Вақитниң өтүшигә әгишип лагерлар азийиватқандәк көрүниду. Лекин хитай һөкүмити лагерларниң орниға башқа түрдики әслиһәләрни көпәйткән. Мениңчә, омумән ейтқанда (уйғур районида) әһвал яхши әмәс. Хитайниң мәйли чоңлар яки балилар болсун, уйғурларни бастурушқа урунуши наһайити ениқ. Мән хитайниң шинҗаң вә уйғурларға қаратқан сияситидә һәқиқий өзгиришни көрмидим. Мәзкур доклаттиму, хитайниң сияситиниң әмәлийәттә унчә көп өзгәртмигәнлики испатланғандәк қилиду”.

Мәзкур доклатта йәнә мундақ дегән: “мәҗбурий әмгәк 2022-йилдин 2023-йилғичә давамлиқ кеңәйди. 2020-Йилиға қәдәр көпинчә лагерлар тақалди, әмма 2023-йили ‛әмгәк күчлирини йөткәш‚ системисиниң тәрәққий қилиши алдинқи йиллардикигә қариғанда техиму тез болди, хитай болмиған түркий милләтлири мәҗбурий әмгәк орунлириға әвәтилди. Хәлқараниң тәкшүрүши вә америкиниң импорт чәклимиси алдида, конкрет ширкәтләрниң иштирак қилиши тоғрисидики нурғун санлиқ мәлуматлар бастурулди. Әмма дөләт бу пирограммиға аит нурғун һөҗҗәтләрни давамлиқ очуқ елан қилди”.

2023-Йили ялқун улуйол вә лавра мурфий қатарлиқлар хәлқаралиқ тәминләш зәнҗириниң мәҗбурий әмгәк билән бағлинишини тәтқиқ қилған иди. Адриян зенз 2023-йили 2-айда елан қилған доклатида, мәҗбурий әмгәк сиясити вә мәҗбурий әмгәкниң район миқясида тез кеңәйгәнликини көрсәткәниди.

Бу академиклар тәһлил қилған мәнбәләрдин оттуриға чиққан омумий йәкүн төвәндикичә: “әмгәк күчлирини йөткәш” системисини кеңәйтиш шинҗаң уйғур аптонум райониниң 2021-йили мақулланған вә 2025-йилғичә давам қилиши пиланланған бәш йиллиқ пиланиниң бир қисми. “киши-қетим сани” (person-times) асасида өлчәнгән “әмгәк күчи йөткилишлири” ниң сани 2021-йлида 3 милйон 170 миң, 2022-йилида 3.03 Милйон, 2023-йилиниң алдинқи үч пәслидә 3.05 Милйон болған.

Бо доклатни елан қилған “йәһудийлар чоң қирғинчилиқи хатирә музейи” ниң қармиқидики “қирғинчилиқниң алдини елиш мәркизи” ниң мәсуллиридин әнҗиа гидилмән (Andrea Gittleman) ханим америка һөкүмити вә башқа һөкүмәтләргә төвәндики тәклип вә тәвсийәләрни бәрди:

“мән тилға елип өткинимдәк, бу доклатни нәшр қилишимиздики мәқсәтләрниң бири уйғур вә башқиларға қарши ишләнгән җинайәтләрни йорутуп бериш вә кишиләрниң буниңға давамлиқ диққәт қилишини сақлаштур. Райин дегәндәк, уйғур райони һәққидә учурға еришиш тәс. Шуңа райин биз билгән учурларни йиғип, (уйғур елидә) йүз бәргән ишлар тоғрисидики чүшәнчимизни һәқиқий йеңилайдиған санлиқ мөлчәр билән тәминләп қалтис иш қилди. Биз америка һөкүмити вә башқа һөкүмәтләрни қошумчә тәтқиқатқа, мәлумат топлашқа мәбләғ аҗритишини, җинайәтниң маһийитини чүшинишкә һәқиқий тиришишқа капаләтлик қилишни тәвсийә қилимиз”.

Уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң тәтқиқат вә паалийәт ишлириға мәсул муавин директори петер ирвин (Peter Irwin) бу доклатниң әһмийити вә пайдилири һәққидә тохтилип мундақ деди:

“сиз бу доклаттин инсанийәткә қарши җинайәт вә ирқий қирғинчилиқниң уйғур районида давам қиливатқанлиқини көрәләйсиз. Мәтбуатлар вә башқа тәтқиқатчилар бу һәқтә көп тәтқиқат елип бармайватиду. Йеқиндин буян елан қилинған учурларму аз. Бу бизгә немиләрни чүшәндүрүп бериду? бу доклат хитай һөкүмитиниң санлиқ мәлуматлирини асас қилиду. Һөкүмәт вә ширкәтләрниң йолға қойған сиясәт-иҗраатлири районда ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәтниң давам қиливатқанлиқини көрситиду. Бу сиясәтләр давам қилиш билән бир вақитта, бир яқтин кеңийиватиду. Бу доклат уйғур районида һазир немә иш болуватқанлиқи тоғрисида һәқиқий йеңи учурларни әтраплиқ вә чүшинишлик шәкилдә тәминлигәнлики, хитай һөкүмитиниң санлиқ мәлуматлиридин биваситә пайдиланғанлиқи үчүн наһайити муһим. Шуңа бу доклатни б д т ға яки һөкүмәтләргә көрситәләйсиз һәм уларға берәләйсиз. Доклаттики санлиқ мәлуматлар өз райони яки йәрлик һөкүмитидин кәлгән вақитта (хитай һөкүмитиниң) арқиға чекиниши техиму тәс, рәт қилиши техиму қийин болиду”.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.