“уйғур ирқий қирғинчилиқи вә уйғур аяллири дучар болуватқан трагедийәләр” б д т да аңлитилди

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2023.03.14
bdt-uyghur-qirghinchiliqi-zumretay.jpg Б д т да өткүзүлгән уйғур аяллири учраватқан зулумлар һәққидә гуваһлиқ бериш йиғинида д у қ аяллар комитетиниң мудири зумрәт´ай әркин(оңда) сөзлимәктә. 2023-Йили 13-март, җәнвә.
RFA/Ekrem

Б д т да өткүзүлгән уйғур аяллири учраватқан зулумлар һәққидә гуваһлиқ бериш йиғини бәлгилик тәсир қозғиған.

Д у қ ниң уюштуруши, җәнвәдики “тибәт ишханиси”, “хәлқара тибәт һәрикити” тәшкилати вә хәтәр астидики милләтләрни қоғдаш тәшкилатиниң һәмкарлишиши билән 13-март күни б д т ниң җәнвәдики мәркизидә “хитайниң җавабкарлиқини сүрүштүрүш” дегән қошумчә темида “уйғур ирқий қирғинчилиқи вә уйғур аяллири дучар болуватқан тирагедийәләр” намлиқ гуваһлиқ бериш йиғини өткүзүлгән. Йиғинға б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң 52-нөвәтлик йиғиниға иштирак қиливатқан явропа иттипақи, америка, австралийә, германийә, әнглийә, фирансийә, белгийә, түркийә қатарлиқ 30 ға йеқин дөләтниң б д т дики дипломатлири, кишилик һоқуқ паалийәтчилири вә мухбирлар болуп көп санда киши қатнашқан.

Мәзкур йиғинни уюштурушқа мәсул болған һәмдә йиғинда уйғурлар мәсилисини оттуриға қойған д у қ аяллар комитетиниң мудири зумрәтайниң билдүрүшичә, бу йиғин әслидә 8-март аяллар байрими мунасивити билән шәрқий түркистандики уйғур ханим-қизлири учраватқан еғир бастурушларни дуня җамаитигә, б д т ға билдүрүшни мәқсәт қилип орунлаштурулған болуп, түрлүк сәвәбләр билән йиғинни кечиктүрүп өткүзүшкә тоғра кәлгән.

Б д т да өткүзүлгән уйғур аяллири учраватқан зулумлар һәққидә гуваһлиқ бериш йиғинида лагер шаһити гүлбаһар хативаҗи син арқилиқ гуваһлиқ бәрмәктә. 2023-Йили 13-март,  җәнвә.
Б д т да өткүзүлгән уйғур аяллири учраватқан зулумлар һәққидә гуваһлиқ бериш йиғинида лагер шаһити гүлбаһар хативаҗи син арқилиқ гуваһлиқ бәрмәктә. 2023-Йили 13-март, җәнвә.
RFA/Ekrem

Йиғинниң муқәддимисидә сөз қилған д у қ вәкили зумрәтай, далай ламаниң җәнвәдики “тибәт ишханиси” ниң вәкили тинлай чукки, хәтәр астидики милләтләрни қоғдаш тәшкилатиниң вәкили һанно шедлер вә “хәлқара тибәт һәрикити” тәшкилатиниң вәкили кай мүллер қатарлиқлар хитай һакимийитиниң уйғур вә тибәтләргә селиватқан мислисиз еғир зулумлири үстидин шикайәтләр қилған. Зумрәтай сөзидә нуқтилиқ һалда хитай һакимийитиниң җаза лагерлирини тәсис қилип уйғур аяллириға қарита йүргүзүватқан хитайлар билән тойлишишқа мәҗбурлаш, мәҗбурий туғмас қилиш, бала чүшүрүш, җинсий таҗавузчилиқ вә нарәсидә пәрзәнтлиридин айрип ташлаш қатарлиқ җинайәтлирини паш қилип өткән. У йәнә ислам дунясиниң бу қәдәр еғир зулумларға давамлиқ сүкүт қиливатқанлиқини әйиблигән.

Йиғинда тор арқилиқ гуваһлиқ бәргән фирансийәдики җаза лагери шаһити гүлбаһар хативаҗиму шәрқий түркистандики уйғур ханим-қизлири учраватқан еғир паҗиәләрни өз кәчмишлиригә бағлап сөзләп, йиғин әһлини тәсирләндүргән. У бу мунасивәт билән зияритимизни қобул қилғанда, өзиниң “шәрқий түркистан хәлқи дуч келиватқан қисмәтни б д т йиғинида йәнә бир қетим аңлитиш пурситигә еришкәнликини вә өзиниң гуваһлиқ җәрянида б д т дин күтидиған тәләплири” ни оттуриға қоюп өткәнликини тилға алди.

(Солдин) хәтәр астидики милләтләрни қоғдаш тәшкилатиниң вәкили һанно шедлер, д у қ аяллар комитетиниң мудири зумрәт´ай әркин, далай ламаниң җәнвәдики “тибәт ишханиси” ниң вәкили тинлай чукки, “хәлқара тибәт һәрикити” тәшкилатиниң вәкили кай мүллер б д т алдида хатирә сүрәттә. 2023-Йили 13-март,  җәнвә.
(Солдин) хәтәр астидики милләтләрни қоғдаш тәшкилатиниң вәкили һанно шедлер, д у қ аяллар комитетиниң мудири зумрәт´ай әркин, далай ламаниң җәнвәдики “тибәт ишханиси” ниң вәкили тинлай чукки, “хәлқара тибәт һәрикити” тәшкилатиниң вәкили кай мүллер б д т алдида хатирә сүрәттә. 2023-Йили 13-март, җәнвә.
RFA/Ekrem

Йиғин җәрянида хитай вәкиллири билән уйғурлар арисида қисқа бир талаш-тартишму болуп өткән. Бу йиғинға бир нәпәр уйғур аялни өз ичигә алған хитай тәрәпниң вәкиллириму қатнашқан болуп, бу уйғур аял гүлбаһар хативаҗиниң гуваһлиқини ялғанға чиқирип “җуңго һөкүмити һечкимни бигунаһ тутқун қилмайду, гүлбаһар дөләтни парчилаш җинайити өткүзгәнлики үчүн тутулған” дегән. Гүлбаһар вә зумрәтайлар бу аялдин “дөләтни парчилаш җинайити” ниң дәлиллирини көрситишни, түрмә вә лагерларға қамалған милйонлиған инсанларниң җинайәтлиригә аит дәлилләрни көрситишни тәләп қилғанда, хитайниң вәкили болған бу уйғур аял зуван сүрәлмәй қалған.

Йиғин риясәтчилиридин бири болған хәтәр астидики милләтләрни қоғдаш тәшкилатиниң вәкиллиридин һанно шедлер әпәндиму бу һәқтә зияритимизни қобул қилди. У мундақ деди: “бу йиғинниң мәқсити шәрқий түркистан вә тибәттики еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини б д т хадимлириға, һәрқайси дөләтләрниң б д т дики дипломатлириға вә кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң вәкиллиригә аңлитиш иди. Бу мәқсидимизгә йәттуқ дәп ойлаймән. Йиғинға америка, асия, явропа вә африқа ғит´әлиридин кәлгән нурғунлиған дөләтләрниң әлчилири қатнашти. Биз бу йиғинда шәрқий түркистан вә тибәттики давам қиливатқан зулумларни аңлитиш билән биргә, б д т ниң бу зулумларға хатимә бериш үчүн һәрикәткә өтүшини, дуняниң җиддий тәдбир қоллинишини, хитайниң җинайи җавабкарлиқини сүрүштүрүп, уни сотқа тартишни тәләп қилдуқ”.

Зумрәтайниң билдүрүшичә, йиғинға қатнашқан һәрқайси дөләтләрниң дипломатлири бу гуваһлиқ йиғиниға юқири баһалар бәргән вә алаһидә келип улар билән көрүшүп, өзлириниң уйғурларға болған һесдашлиқлирини ипадә қилип өткән.

Д у қ аяллар комитети тәрипидин тәшкилләнгән “уйғур ирқий қирғинчилиқи вә уйғур аяллири дучар болуватқан трагедийәләр” намлиқ бу йиғин б д т да кишилик һоқуқ кеңишиниң 52-нөвәтлик омумий йиғини давам қиливатқан бир мәзгилдә өткүзүлгәниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.