Дерек нуин: “уйғур қирғинчилиқи инкарчилириға қарши турушимиз лазим!”

Мухбиримиз шәһризат
2020.10.26
Derrick_Nguyen-02.jpeg Җорҗ вашингтон вилйәмис маарип түри нами астида уйғурлар үчүн һәрикәт елип бериватқан паалийәтчи дерек нуин әпәндим.
Derrick Nguyen

Ғәрб мәтбуатлирида коммунист хитайниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан бастуруш сиясәтлири, “инсанийәткә қарши җинайәт” дәп атилип келиниватқан болсиму, әмма аз бирқисим кишиләр иҗтимаий таратқу вә хитай мәнбәлик мәтбуатлардин пайдилинип бу реаллиқни инкар қилип кәлмәктә. Һалбуки, уйғур вәзийитини көзәткүчиләр бу хил инкарчиларға дәлил-испатла арқилиқ рәддийә бәрмәктә. Уларниң бири дерек нуин әпәндидур. Дерек әпәнди радиомиз зияритини қобул қилип, уйғур қирғинчилиқи инкарчилири һәққидики қарашлирини баян қилиш билән биргә, уйғур паалийәтчиләрни бу инкарчиларға системилиқ вә җиддий рәвиштә тақабил турушқа чақирди.

Дерек нуин “уйғур қирғинчилиқи”, йәни уйғурларға қаритилған қирғинчилиқни инкар қилғучиларға қарши турушни тәшәббус қилғучиларниң бири. Униң ейтишичә, уйғур қирғинчилиқини инкар қилиш нөвәттә бир чоң мәсилигә айланған болсиму, лекин техичә нурғун тәшкилатларниң диққәт етибарини тарталмиған. У, бу хил әһвални әң балдур байқап вә уни һәл қилишқа тиришип кәлмәктә.

Дерек нуин узундин буян пуқрави тәшкилатларда ишлигән болуп, бурун у қурған “китабхумарлар һәрикити” тәшкилати уйғурлар үчүн көп хизмәтләрни қилған. У, һазирму җорҗ вашингтон вилйәмис маарип түри нами астида илгирикигә охшаш уйғурлар үчүн ишлимәктикән. 

У уйғурлар үстидин елип бериливатқан ирқий қирғинчилиқни инкар қилиш мәсилисини һәл қилишниң түрлүк чарә-тәдбирлири үстидә издинип, уйғурларға охшаш қисмәткә йолуққан башқа милләтләрниң бу мәсилини қандақ биртәрәп қилғанлиқиға мураҗиәт қилған һәмдә башқа гуруппилар билән бирлишишни қолға кәлтүрүш, болупму муһими, яшлар билән һәмкарлишиш қатарлиқ җәһәтләрдә издәнгән. 

Дерек нурин әпәндини уйғурлар үчүн аваз чиқиришқа үндигән муһим нуқтиларниң бири, һазирға қәдәр һеч кимниң уйғур қирғинчилиқиниң инкар қилинишиға қарши оттуриға чиқмиғанлиқи, һәмдә мәктәпләрдә яшларниң уйғур мәсилиси тоғрисида параңлашқанлиқини көрмигәнлики сәвәб болған. У уйғур қирғинчилиқи инкарчилиқиға қарши турушта төвәндики үч нуқтиға әһмийәт бериш лазимлиқини оттуриға қойди. 

Биринчидин, уйғур қирғинчилиқи инкарчилиқини көзитиш.

Иккинчидин, йеңи вә өзгичә болған сәнәт түрлирини тәрәққий қилдурушқа әһмийәт бериш.

Үчинчидин, яш рәһбәрләрни тәрбийәләшкә вә күчләндүрүшкә әһмийәт бериштин ибарәт.

У йәнә өзиниң һазир видийолуқ йиғинларни уюштуруп, яшларни тәрбийәләватқанлиқини, шуларниң ичидики бир яшниң уйғур лагер шаһитлири билән сөһбәтләшкәнликини сөзләп бәрди. 

2019-Йили январда дерек америкалиқ мәшһур кишилик һоқуқ лидери мартен лутер киңни хатириләш паалийитигә тәклип қилинған һәм шу паалийәттә уйғурлар мәсилисини оттуриға қойған. У шуниңға охшаш паалийәтләрни көпрәк қилиш һәмдә башқилар көрүшни халимайдиған бәзи мәсилиләр үстидә издәнгән. 

Ирқий қирғинчилиқ инкарчилири өзиниң һекайилирини қисқа филим шәклидә тик ток вә шуниңға охшаш иҗтимаий таратқуларға қәрәллик һалда йоллап туруш арқилиқ, у синларни көргән яш өсмүрләрни “бу һекайиләр раст икән” дегән туйғуға кәлтүрүп қоялайдикән.

Деректин бу хил әһвалға қарита иҗтимаий таратқу супилириниң вә уни қолланғучиларниң немә қилиши лазимлиқи, шундақла һөкүмәт орунлириниң қандақ тәдбир елиши керәкликини сориғинимизда, у бизгә йәһудийларниң буниңға охшаш мәсилиләрни қандақ бир тәрәп қилғанлиқиға қаришимиз керәкликини, авамниң наразилиқи билән иҗтимаий таратқуларға бу мәсилини билдүрүш лазимлиқини ейтти. 

У мундақ деди: “йәһудийларниң төһмәткә қарши туруш бирләшмиси”, “җәнубтики намратлиқ қанун мәркизи” қатарлиқ органлири бар. Шундақла улар йәнә фәйсбук) Facebook), ютуб (YouTube ), твиттер ( Twitter ) қатарлиқ иҗтимаий таратқулар арқилиқ “һәй, биз қирғинчилиқтин тенивалғучиларни яқтурмаймиз” дейәләйду. Улар йәнә авамниң наразилиқини қозғаш арқилиқ бундақ таратқуларни чәклийәләйду. Буниң мисали: бурун ютуп, чоң қирғинчилиқни инкар қилғучиларниң ялған-явидақ баянлири билән толуп кәткән болса, юқирида тилға елинған органлар вә җамаәт пикири арқилиқ бундақ мәзмунларни ютуптин дәрһал чиқарғузивәткән.”

Дерек нуин: иҗтимаий алақә супилири ирқий қирғинчилиқ инкарчилириниң нәрсилирини йоқиталайду

Униң дейишә: “авамниң наразилиқи һәмдә мушундақ вәқәләрни анализ қилалайдиған вә тәтқиқ қилидиған шундақла күн тәртипигә әкиләләйдиған тәшкилатлар пәйда болған һаман бундақ мәзмундики нәрсиләр өчүрүлиду. Һөкүмәткә кәлсәк әгәр бундақ ишларға авамниң наразилиқисиз арилишимән десә, “америка асасий қануниниң биринчи түзитилмиси” мәсилисигә дуч келиду вә ‛һөкүмәт пикир әркинликини чәклиди‚ дегән бәтнамға қалиду, әгәр авамниң наразилиқи вә ширкәтләр сияситини өзгәртиш арқилиқ арилашса ‛америка асасий қануниниң биринчи түзитилмиси‚ дегәндәк мәсилигә дучар болмайду. ютуп (YouTube) ниң ақ тәнлик ашқунлар вә чоң қирғинчилиқ инкарчилириниң нәрсилирини өчүрүветишидики сәвәб: авамниң наразилиқи вә йәһудий гуруппилириниң қарши чиққанлиқида.”

Дерекниң билдүрүшичә, иҗтимаий алақә супилири ирқий қирғинчилиқ инкарчилириниң нәрсилирини йоқиталайдикән. Иҗтимаий таратқу ширкәтлири бундақ ишларни нурғун қилған болуп, буниң типик мисали бермудадики ирқий қирғинчилиқ, роһингалар җазаланған вақитлар икән. Шу вақитта авамниң наразилиқи билән, фейсбук вә твиттердики ирқий қирғинчилиққа қутратқулуқ қиливатқан кишиләрниң нәрсилири өчүрүветилгән. Ирқий қирғинчилиқ йүз бәргән һаман, иҗтимаий таратқу ширкәтлириниң бу тоғрисида бирәр иш қилиш мәҗбурийити бар икән. Дерекни әпсусландурғини бу ишларниң немишқа хитайға кәлгәндә мумкин болмайватқанлиқи болуп, у буниң сәвәбини авамниң наразилиқиниң кәм болуватқанлиқидин дәп қарайдикән. Униң дейишичә бәлким сиясийонлар бу тоғрисида иҗтимаий таратқу ширкәтлиригә гәп қилалиши мумкин икән. Униң дейишичә һөкүмәт пәқәт “америка асасий қануниниң биринчи түзитилмиси” мәсилисигә кирмәй турупму нурғун ишларни қилалайдикән.

Дерек нуин: уйғур тәшкилатлириниң ирқий қирғинчилиқ инкарчилириға тақабил туралайдиған пилан вә тәдбирлири болуши керәк

Дерек әпәнди твиттерда, уйғур қирғинчилиқ инкарчилири американиң бәзи чоң ширкәтлири билән шериклишип, иҗтимаий таратқу суписида, яшларни нишан қилған һалда, өзиниң тәшвиқатини қиливатқанлиқини тилға алған. У бу хилдики мәсилиләргә қарита һөкүмәтниң бәлгилимилири яки сиясәтлири бар-йоқлуқи тоғрисида биз билән өз қаришини ортақлашти. 

У мунда деди: “авамниң наразилиқи болуши керәк. Бәлким сиясийонлар бу тоғрилиқ гәп қилалиши мумкин, әмма униң көпинчиси авамниң наразилиқидин келиши керәк. Уйғур тәшкилатлириға охшаш тәшкилатлар болуши, шундақла уларниң америкадики ирқий қирғинчилиқ инкарчилириға тақабил туралайдиған пилан вә тәдбирлириму болуши керәк. Улар пәқәт хитайниң тәшвиқатиғила ишинип олтурмай, американиңкигиму қариши керәк.”

Йеқинда кино режиссори җуд апатов (Judd Apatow ) америка киночилиқ саһәсидикиләрниң уйғур қирғинчилиқиға сәл қариғанлиқини тәнқидләп, хитай вә башқа дөләтләрдики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини гәвдиләндүридиған һекайиләрни тәкшүргән.

Биз дерек әпәндидин буниңға қандақ қарайдиғанлиқини вә өз дөлитидә кишилик һоқуқ дәпсәндә қилиниватқан хитайға охшаш әлләргә мәбләғ салғучилар оттуриға чиқса, киночилиқ саһәсидикиләрниң немә қилиши керәкликини соридуқ.

У, бу һәқтики соалимизға җаваб берип мундақ деди: “мән холливод системисиниң сиртида кишилик һоқуққа әһмийәт беришни халайдиған сәнәткарларни йетиштүрүшни тәшәббус қилғучи. Кишилик һоқуққа әһмийәт бәргүчи сәнәткарларни иқтисадий җәһәттин қоллишимиз керәк. Узундин буян, мән синлиқ йиғиниға қатнашқан маһфузғаMahfouz) ( охшаш яш сәнәткарларни қоллап келиватимән. У уйғур тәнқидчилириниң тәсвирлигинигә асасән нурғун сәнәт әсәрлирини ишлигән сәнәткар. Шуңа, биз бу әйибләшни тәкшүрүш үчүн холливодниң сиртида бир системини тәрәққий қилдурушқа мәҗбуриймиз, чүнки улар бу һекайини сөзләшни халимиса, халайдиғанларни тепишимиз керәк.”

Дерек нуин хизмәт қиливатқан тәшкилат яшларниң паалийәтлирини актиплиқ билән қоллап келиватқан болуп, улар картон филим көргәзмисигә берип шу җайдики яшлар билән пикир алмаштуруш вә уйғурларниң вәзийитини аңлитишқа алаһидә әһмийәт бәргән. 

Дерек нуин, тивиттерда картон филим ширкәтлиридиму уйғур қирғинчилиқ инкарчилириниң барлиқини сөзләп кәлгән болуп, бундақ картонларниң яшларни қаймуқтурушиниң алдини елиш вә бу мәсилини техиму йорутуп бериш үчүн немә қилиш керәкликини соридуқ. 

У соалимизға җаваб берип мундақ деди: “биз яшларға һекайә сөзләйдиғанларниң ким болушиға қаришимиз керәк. Йәни бу кишиләр расттинла кишилик һоқуқни қоғдиғучиларму, яки кишилик һоқуқни дәпсәндә қилғучиларму? дегәндәк. Көпинчә вақитларда балиларниң йемәк-ичмәк содиси билән шуғуллиниватқанларниң һәммиси иқтисадий пайдини көзләпла бу ишни қилиду, шуниңға буларниң һекайәсиниң қанчилик ишәнчлик икәнликигә диққәт қилишимиз керәк. Чүнки японийә картон саһәсидә чоң қирғинчилиқ инкарчилириму бар болуп, улар байқалған һаман әйибләшкә учрайду һәм хизмәт орунлиридин бошитиветилиду. Бизму шуларға охшаш ишни қилишимиз керәк. Әгәрдә яшлар картон филим көргәзмисигә барғанда, у йәрдә сөзләйдиған кишиләрниң бәзәнлири бәлким уйғурларға интайин зиянлиқ көз қарашлири бар инсанлар болуши мумкин. Биз буни шу картон филим көргәзмисигә берип қатнашқанда андин биләләймиз һәм уйғурларға зиянлиқ болған мәзмундики нәрсиләргә қарита бирәр һәрикәт қоллиналаймиз.” 

Дерек нуин йеқинда уйғур қирғинчилиқи инкарчилири мәсилиси тоғрилиқ алақилишиватқан гуруппиларниң санини кеңәйткән вә уларни уйғур қирғинчилиқи инкарчилири тоғрисида бирәр иш қилишқа үндигән. Униң билдүрүшичә, улар алақә орнатқан гуруппиларниң санини көпәйсә, аваз чиқиридиғанлар көп болса, бәлким бәзи нәтиҗиләргә еришиш мумкин икән. Буму немә үчүн униң картон филим көргәзмисигә охшаш паалийәтләрни көп орунлаштурушидики сәвәбләрниң бири болуп, бундақ паалийәтләргә яшлар бәкрәк қизиққанлиқи үчүн адәм сани көп болидикән.

У мундақ деди: “әгәр биз пәқәт икки яки үч пән-техника ширкәтлиринила қозғатқанниң орниға, буни омумйүзлүк яшлар паалийити қилип кеңәйтсәк, ахирқи һесабта җавабқа еришәлишимиз мумкин. Биз қанчә көп кишиләр билән алақәләшсәк вә чоң типтики карханилар билән мунасивәт орниталисақ, ахирида актип җавабқа еришишимиз мумкин.” 

Дерек нуин тәшкилати яш рәһбәрләрни йетиштүрүватқан болуп улар йәнә уйғур қирғинчилиқ инкарчилириға қарита бир қисим әмәлий пиланларни оттуриға қойған. Улар һәрқайси ширкәтләрдә, болупму яшларниң паалийәтлиридә ирқий қирғинчилиқ инкарчилирини ашкарилап, бу һәқтә техиму әтраплиқ пилан түзүп кәлгән.

Дерек нуин: уйғур қирғинчилиқ инкарчилири барғансери мода вә асасий еқинға айланмақта

Униң тәкитлишичә, һечким өз әтрапида чоң қирғинчилиқ инкарчилириниң болушини халимайдикән, әмма уйғур қирғинчилиқи инкарчилириға қарайдиған болсақ, уларниң бәзилириниң твиттерда қириқ миң яки йүз миңдин әгәшкүчилири бар икән. Шуңа, чоқум уйғур қирғинчилиқи инкарчилириға қарита кәң көләмлик җамаәт пикири һасил қилиш муһим керәк икән. 

У һәқтә тохтилип мундақ деди: “биз йәнә яш рәһбәрләргә қаришимиз, ишларни асасий қатлам нуқтисидин ойлишишимиз керәк. Нурғун вақитларда биз даңлиқ чолпанлар билән сөһбәтлишишкә, асасий қатлам муһити вә адәттики кишиләргә, болупму яшларға еһтияҗлиқ болимиз. Уйғурларниң һазир қиливатқанлири анчә үнүмлүк вә йетәрлик болмайватиду. Уйғур қирғинчилиқ инкарчилири барғансери мода вә асасий еқимға айланмақта. Нурғун яшлар буниң тәсиригә учраватиду. Биз буниңға яшлар мәсилиси вә сифирлиқ сават чиқириш мәсилиси бойичә қаришимиз керәк.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.