Профессор шан робертс: уйғур ирқий қирғинчилиқи хәлқара җәмийәт һәл қилишқа тегишлик интайин еғир бир мәсилә

Мухбиримиз шәһризад
2022.11.21
Профессор шан робертс: уйғур ирқий қирғинчилиқи хәлқара җәмийәт һәл қилишқа тегишлик интайин еғир бир мәсилә Америка уйғур бирләшмисиниң орунлаштурулушида өткүзүлгән шәрқий түркистан җумһурийәт күнини хатириләш паалийитидә америка җорҗ вашингтон университетиниң профессори шан робертс(Sean R. Roberts) Әпәнди сөз қилмақта. 2022-Йили 12-ноябир.
Photo: RFA

Хитай һөкүмитиниң уйғур дияридики қирғинчилиқи күнсайин ешип меңиватқан бүгүнки күнләрдә хитай җинайәтлириниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатида музакирә қилиш имканийитиниңму тосулуп қелиштәк бу һадисиләр муһаҗирәттики уйғурларни техиму әндишигә салмақта. Биз бу мунасивәт билән уйғуршунас алим шан робертсни (Sean R. Roberts) Зиярәт қилдуқ. Җорҗи вашингтон университети еллийот хәлқара мунасивәтләр институтиниң хәлқара тәрәққиятлар программисиниң директори, профессори шан робертс әпәнди уйғурлар мәсилиси һәққидә америкада дәсләпки тәтқиқатлар елип барған антрополог вә америкада уйғурларни чүшиниш вә билиштә һәссә қошқан алим болуп тонулуп кәлгән. Униң “уйғурларға қарши уруш” намлиқ әсири көплигән оқурмәнләрниң алқишиға еришкән. Төвәндә мухбиримиз шәһризадниң профессор шан робертс билән елип барған мәхсус зиярити диққитиңларда болиду.

Шәһризад: радийо зияритимизни қобул қилғиниңизға көп рәһмәт. Уйғур ирқий қирғинчилиқи дуняға тонулғиниға вә давамлишип келиватқиниға 6 йил болди. Сизниңчә хәлқара җәмийәт һелиһәм давамлишиватқан уйғур ирқий қирғинчилиқиниң алдини елиш үчүн немә ишларни қилиши лазим?

Шан робертс: әпсус мән хәлқара җәмийәткә уйғур ирқий қирғинчилиқиниң алдини елиш үчүн немә қилиши керәкликини дәп берәлмәймән. Мениңчә бу, хәлқара җәмийәт һәл қилишқа тегишлик интайин еғир бир мәсилә. Чүнки уйғурлар тартиватқан азаб-оқубәттин башқа бу қилмиш башқа дөләтләргә улар яқтурмайдиған яки өзлири үчүн тәһдит дәп қарилидиған кишиләргә мушуниңға охшаш ишларни қилишта бәк хәтәрлик бир үлгә тикләп бериду.

Шәһризад: алдинқи айда, бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) кишилик һоқуқ кеңиши хитайниң уйғур районидики еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини музакиригә қоюш тәклип лайиһәсини рәт қилди. Америка мәзкур тәклип лайиһәсиини кейинки бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ кеңишидә қайта оттуриға қоюш үчүн немә қилалайду?

Шан робертс: америка мәзкур тәклип лайиһәсини давамлиқ оттуриға қоюши керәк дәп ойлаймән. Мениңчә, б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң бу мәсилини музакирә қилмаслиқи бир вәһшийлик. Бу, кишиләрдә б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң рәсмий һоқуқи бар-йоқлуқи тоғрисида нурғун соалларни пәйда қилиду. Шундақла, бу б д т ниң қануни орниға нисбәтән наһайити яман тәсир пәйда қилиду.

Шәһризад: һиндонезийә, қазақистан вә өзбекистан қатарлиқ мусулман дөләтлириниң һәммиси б д т кишилик һоқуқ кеңишидә уйғурлар мәсилисини музакирә қилиш тәклип лайиһәсигә қарши беләт ташлаш арқилиқ хитай тәрәптә турди. Уйғур тәшкилатлири вә уйғур паалийәтчилири б д т ға әза бу дөләтләрниң қарши пикирни өзгәртиш вә хитайда давам қиливатқан уйғур қирғинчилиқини музакирә қилиш үчүн немә қилиши керәк?

Шан робертс: бу наһайити яхши соал болди. Мениңчә, бу үч һөкүмәткә ичкириләп кириш үчүн тиришиш муһим. Чүнки уларниң һәммиси уйғурларға немә иш болуватқанлиқини билидиған дөләтләр. Мән йеқинда өзбекистанда болғанидим вә бу тоғрилиқ кишиләр билән параңлашқинимда улар “һәммимиз немә иш болуватқанлиқини билимиз” деди. Ениқки улар хитай һөкүмитиниң бесимиға учриған. Әмма мениңчә юқирида дәп өткән һөкүмәтләр уйғурлар мәсилисидә хитайни җавабкарлиққа тартишта мәлум дәриҗидә ачқучлуқ рол ойнайду. Шуңа қазақистан, һиндонезийә вә өзбекистан қатарлиқ дөләтләрдә алақә орнитиш наһайити муһим.

Шәһризад: уйғур тәшкилатлири, мәсилән, дуня уйғур қурултийи, уйғур кишилик һоқуқ қурулуши вә америка уйғур бирләшмисидин немиләрни күтисиз? улар хитайниң уйғур қирғинчилиқини тохтишиши үчүн немә қилалайду?

Шан робертс: улар немә қилалайду? мениңчә улар қиливатқан ишни давамлаштуруши керәк. Әпсуслинарлиқи шуки, билгиниңиздәк бу наһайити қийин бир иш. Демәкчимәнки, көрүватқиниңздәк һәтта америкадәк бир күчлүк һөкүмәтму бу мәсилини илгири сүрүшкә тиришиватиду, шундақ турупму бу вәзийәт өзгәргини йоқ. Шуңа уйғур тәшкилатлиридин һәрқандақ бирини әйиблигили болмайду, улар һәммиси җапалиқ ишләватиду. Мениңчә улар пәқәт өзиниң тәсир көрситәләйдиғанлиқиға давамлиқ ишиниши керәк, чүнки улар аллибурун дуня җамаәт пикиригә зор тәсир көрсәтти, шуңа буни давамлаштуруш лазим.

Шәһризад: сизгә көп рәһмәт.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.