“ирқий қирғичилиқ” һөкүми хитайға бесим, уйғур дәвасиға қануний асас яратти
2021.12.10

Хитай һакимийитиниң уйғурлар үстидин йүргүзиватқан бастуруш җинайәтлирини тунҗи қетим 2021-йили 1-айниң 19-күни американиң сабиқ ташқий ишлар министери майк помпийо “ирқий қирғичилиқ” вә “инсанийәткә қарши җинайәт” дәп атиған иди. Шуниңдин кейин канада, голландийә, белгийә вә летваға охшаш бирқисим ғәрб дөләтлири хитайниң уйғурларға йүргүзиватқан “ирқий қирғичилиқ” вә “инсанийәткә қарши җинайәт” лирини етирап қилған болсиму, бу мәсилә мутләқ көп қисим дөләтләрдә йәнила талаш-тартиш ичидики мурәккәп мәсилә болуп кәлгән иди. “уйғур сот коллегийәси” илгири-кейин 3 қетимлиқ испат аңлаш йиғини өткүзүп, хитайниң җинайи қилмишлири үстидин ахири 2021-йили 12-айниң 9-күни “ирқий қирғичилиқ” вә “инсанийәткә қарши җинайәт” дегән һөкүмни чиқарди. Бу һөкүм ғәрб әллириниң көплигән ахбарат вастилирида муһим тема сүпитидә талаш-тартиш қозғимақта.
Мәзкур һөкүм тунҗи болуп күчлүк җениға тәгкән дөләт әлвәттә хитай һакимийити болған. Ройтерс агентлиқиниң 10-декабир елан қилған “хитайниң әнгилийәдики әлчиханиси: уйғур алаһидә соти-сепи өзидин сахта соттур” намлиқ хәвиридә баян қилишичә, 10-декабир күни хитайниң әнгилийәдики әлчиханиси “уйғур сот коллегийәси” ниң ахириқи һөкүмигә ипадә билдүрүп, мәзкур сотни вә униң барлиққа келишигә түрткә болған д у қ ни қаттиқ әйиблигән. Бу әлчиханиниң қолланған ибарилири хитай ташқий ишлар министерликиниң 9-декабир күни “уйғур сот коллегийәси” ниң ахириқи һөкүми чиққандин кейин елан қилған баянатиға тамамән охшаш болған.
Хитай ташқий ишлар министерлики 9-декабир елан қилған баянатида мундақ дегән: “җуңгоға қарши бөлгүнчи тәшкилат дуня уйғур қурултийи америка вә ғәрбтики җуңгоға қарши күчләрниң контироллуқи вә мәблиғи астида, җуңгоға қарши бир учум унсурларни топлап, аталмиш ‛уйғур алаһидә сот коллегийәси‚ ни қуруп чиқип, пул хәҗләп алдамчиларни сетивелип, ялғанни сетивелип, ялған гуваһлиқ берип, шинҗаңни қалаймиқанлаштуруш, җуңгони қарилашқа урунушниң сиясий қорали қиливалди. Бу аталмиш сотниң әсла һечқандақ бир қануний салаһийити, шундақла аммини ишәндүрәлигүдәк йери йоқ, илгирики җуңгоға қарши һәрикәтлиридин уларниң нийәтлириниң нәқәдәр қәбиһлики пакитлар арқилиқ испатлинип, хәлқара җәмийәтниң етибаридин айрилған. Бундақ бир ялғанни ясайдиған машининиң аталмиш ‛әң ахириқи һөкүми‚ пәқәтла бир учум артисларниң орунлишидики сиясий дираммидур”.
Хитай ташқий ишлар министерлики баянатида йәнә шуларни тилға алған: “ялған қанчә қетим тәкрарланмисун, у бәрибир ялғандур. Гәрчә бу дираминиң режиссори вә артистлири яман нийәттә пүтүн күчи билән оюн ойниған болсиму, униң тамашибинлири аз, көргүчилири йоқ дейәрлик болди. Нурғунлиған кишиләр җуңгониң көзлириниң техиму нурлинип кетиватқанлиқини көрмәктә. ялғанчилиқ һәқиқәтни йошуралмайду, хәлқара җәмийәтни алдиялмайду, шинҗаңниң муқим тәрәққий қилип гүллинишиниң тарихий җәрянлирини тосиялмайду. Бу бир мәйдан дирама һаман дуня тәрипидин унтулуп, тарихниң әхләт сандуқиға ташливетилиду”.
Әмма уйғур сиясий паалийәтлири вә анализчилар “уйғур сот коллегийәси” тәрипидин елан қилинған “ирқий қирғичилиқ” вә “инсанийәткә қарши җинайәт” һөкүминиң хитай ейитқандәк “дуня тәрипидин унтулуп, тарихниң әхләт сандуқиға ташливетилидиған” бир һөкүм әмәсликини, бу һөкүмниң 1948-йили б д т мақуллиған “ирқий қирғинчилиққа қарши туруш әһдинамиси” ға қол қойған дөләтләрни өз мәҗбурийәтлирини ада қилишқа мәҗбурлайдиған, хитайниң җинайи җавабкарлиқини сүрүштүридиған күчлүк бир қорал икәнликини илгири сүрүшмәктә. Д у қ рәиси долқун әйса әпәнди һөкүм елан қилинип болғандин кейин д у қ тор телевизийәсидә қилған сөзидә бу нуқтини алаһидә тәкитләп өткән.
Пешқәдәм уйғур сиясий әрбаблиридин әркин алиптекин әпәнди бу хусуста зияритимизни қобул қилғанда, хитайниң шәрқий түркистан хәлқи үстидин йүргүзиватқан чекидин ашқан җинайәтлириниң мәвҗутлиқи бир һәқиқәт болсиму, бирақ униң қануний асасларға таянған һалда мустәқил сот тәрипидин испатланғанлиқиниң зор бир тарихий һадисә болғанлиқини баян қилди.
Д у қ ниң муавин рәиси, түркийәдики истратегийә мутәхәссиси доктур әркин әкрәм әпәнди бу һәқтә тохталғанда, “уйғур сот коллегийәси” тәрипидин елан қилинған “ирқий қирғичилиқ” вә “инсанийәткә қарши җинайәт” һөкүминиң уйғурлар учраватқан паҗиәләрни техиму кәң тонутуш вә муһаҗирәттики уйғур миллий дәвасини йәниму күчләндүрүш җәһәтләрдә бәлгилик рол ойнайдиғанлиқини, бу һөкүмниң йәнә “хәлқара адаләт соти” да уйғурлар мәсилиси бойичә йеңидин дәва ечишниң йолини яратқанлиқини әскәртти. Мәркизи вашингтондики “уйғур тәтқиқат мәркизи” ниң рәиси абдулһаким идрис әпәнди болса “ирқий қирғичилиқ” вә “инсанийәткә қарши җинайәт” һөкүминиң хитайни бу қәдәр биарам қилишидики бәзи сәвәбләрни тилға елип өтти.