“уйғур ирқий қирғинчилиқини хатириләш күни” мунасивити билән д у қ яшлар комитети видийолуқ чақириқ елан қилди

Вашингтондин мухбиримиз шадийә тәйярлиди
2024.12.13

9-Декабир “уйғур ирқий қирғинчилиқини хатириләш күни” мунасивити билән дуня уйғур қурултийи (д у қ) яшлар комитетиниң һәр қайси әлләрдә турушлуқ әзалири видийолуқ чақириқ елан қилған. Бу видийода улар, “уйғур ирқий қирғинчилиқи бир реаллиқтур. Сүкүт қилиш җинайәткә шерик болғанлиқ, дәрһал һәрикәткә өтәйли!” дегәндәк шоарларни ақ қәғәзгә йезип, хәлқара җәмийәтни уйғур ирқий қирғинчилиқиға қарши әмәлий һәрикәткә өтүшкә чақирған.

9-Декабир “уйғур ирқий қирғинчилиқини хатириләш күни” мунасивити билән мәхсус тәйярланған бу видийолуқ чақириқиниң пиланлиғучиси, д у қ яшлар комитетиниң мудири вә шивейтсарийә уйғур җәмийитиниң рәиси ризванә илһам бу һәқтә тохталғинида, һәрқайси әлләрдики уйғур яшлири билән д у қ яшлар комитети оттурисидики иттипақлиқни намаян қилидиған бу видийолуқ чақириқ тәйярлаш һәққидики пикирлирини аңлармәнләр билән ортақлашти.

Униң қаришичә, уйғур яшлириниң нөвәттә уйғур мәсилисини хәлқараға тонутидиған вә хәлқара җәмийәтни уйғур ирқий қирғинчилиқиға қарши әмәлий һәрикәткә өтүшкә чақириқ қилишта ойнайдиған роли интайин муһим икән.

9-Декабир “уйғур ирқий қирғинчилиқини хатириләш күни” 3-йилиға қәдәм басқан бу күн, д у қ яшлар комитетиниң һәр қайси әлләрдә турушлуқ әзалири бу паалийәткә актиплиқ билән қатнашқан. Улар өзлири турушлуқ дөләтләр вә шәһәрләрдики символлуқ характеригә игә җайларда ақ қәғәзгә йезилған шоарларни көтүрүп, “уйғур ирқий қирғинчилиқиниң реаллиқ” икәнликини билдүргән.

Д у қ учур-хәвәрлишиш ишлири ишханиси хадими вә яшлар комитетиниң вәкили гүлбаһар базакова италийәдин бу видийолуқ чақириққа қатнашқан. У радийомизға язма җаваб қайтуруп, бу хилдики видийолуқ чақириқниң түп нишани маһийәттә хәлқарада кишиләрниң уйғур мәсилисигә болған тонушини ашуруш икәнликини тәкитләйду. Униң җавабида мундақ қурлар көзгә челиқиду:

“гәрчә йеқинқи йиллардин буян уйғур мәсилиси кишиләрниң диққитини қозғиған болсиму, әмма хәлқарада уйғурларни яки давамлишиватқан уйғур қирғинчилиқини билмәйдиғанлар йәнила көп. Бу сәвәблик биз техиму кәң даиридә кишиләргә уйғур мәсилисини йәткүзидиған бир ишни қилишни, йәни амал бар техиму көп кишиләрни қатнаштурушни ойлидуқ. Шуңа тәбиий һалда иҗтимаий алақә ториға мураҗиәт қилдуқ вә бу һәқтики видийониң қисқа һәм җәлп қиларлиқ болушини үмид қилдуқ. Шу сәвәбтин биз музикиғиму йеник музикиларни әмәс, бәлки күчлүк ритимға игә алаһидә музикини таллидуқ. Чүнки бу кишиләрниң диққитини тартиду вә кишиләрни қизиқтуриду. Ундин башқа, биз видийониң иккинчи қисмида ‛сүкүт қилиш җинайәткә шерик болғанлиқ, дәрһал һәрикәткә өтәйли! ‚ дегән шоаримиз арқилиқ кишиләрни көз юмушқа әмәс, бәлки тәдбир қоллинишқа чақирдуқ. Чүнки һәммә адәм өз усули билән һәрикәт қилалайду. Әң аддий һәрикәт болса, видийони һәмбәһирләш вә әтрапидикиләргә бу мәсилә һәққидә учур бериштур.”

У язмисида йәнә, нөвәттә уйғур қирғинчилиқиниң реаллиқ икәнлики тоғрисидики учурни тарқитишниң алаһидә муһимлиқи, шу сәвәблик бу хилдики видийолуқ чақириқ арқилиқ бу һәқиқәтни кишиләргә әскәртишниң зөрүрлүкини билдүрүп мундақ дәйду:

“биз бу видийолуқ чақириқ арқилиқ, дуняниң һәр қайси җайлиридики кишиләргә уйғур ирқий қирғинчилиқиниң тоқулма әмәс бәлки һәқиқәт икәнликини, буниң дуня миқясида етирап қилинған мәсилә икәнликини гәвдиләндүрүшни үмид қилдуқ. Һазирқи вәзийәттә, сахта хәвәрләр вә хитайниң бу вәһшийликләрни йошурушни мәқсәт қилған тәшвиқатлирини көздә тутқанда уйғур қирғинчилиқиниң раст икәнлики тоғрисидики учурни йәткүзүш алаһидә муһим. Шуңа, биз бу видийони ишләш арқилиқ өзимизниң машина адәм әмәс, бәлки дуняниң һәрқайси җайлирида яшаватқан җанлиқ, һәқиқий адәм икәнликимизни көрситип туруп, кишиләргә уйғур ирқий қирғинчилиқниң йүз бериватқанлиқини әскәрттуқ.”

Канададин бу видийолуқ чақириққа қатнашқан мәһлия четинкая өзиниң д у қ яшлар комитетиниң бир әзаси болуш сүпити билән мәзкур паалийәткә қатнашқанлиқини алаһидә әскәртиду. У йәнә, дуняниң һәрқайси җайлиридики уйғур яшлириниң бу паалийәткә иштирак қилишиниң хәлқарада уйғур мәсилисини тонутуш вә уларниң уйғур давасини давамлаштуруши үчүн ойнайдиған муһим роли һәққидә тохтилип, мундақ деди.

Д у қ ниң хитай үстидин сунған әрзигә асасән 2021-йили 9-декабир күни лондондики мустәқил сот коллегийәси хитай һөкүмитиниң уйғурларни бастуруш қилмишиниң “ирқий қирғинчилиқ” җинайитини шәкилләндүридиғанлиқи һәққидә рәсмий һөкүм чиқарғаниди. Бу сәвәблик д у қ һәр йили 9-декабирни “уйғур ирқий қирғинчилиқини хатириләш күни” қилип бекиткән. Д у қ рәиси турғунҗан алавудун бу һәқтә радийомизниң зияритини қобул қилғанда, “уйғур ирқий қирғинчилиқини хатириләш күни” һәққидә чүшәнчә берип өтти. У йәнә, д у қ яшлар комитетиниң иҗтимаий таратқу суписида давам қилдурған видийолуқ чақириқиниң наһайити яхши орунлаштурулғанлиқини билдүрди. Униң қаришичә, дуняниң һәрқайси җайлиридики уйғур яшлириниң “уйғур ирқий қирғинчилиқини хатириләш” үчүн елип берилидиған паалийәтләргә қатнишиши муһим әһмийәткә игә икән.

Турғунҗан алавудун әпәндиниң ейтишичә, 2021-йили 9-декабир “уйғур ирқий қирғинчилиқини хатириләш күни” қилип бекитилгәндин буян, д у қ һәр йили бу күнни һәрқайси әлләрдә намайиш өткүзүш, мухбирларни күтүвелиш йиғини ечиш, баянат елан қилиш, телевизийә-тор сөһбити елип бериш вә парламент әзалири һәм бәзи дөләт рәһбәрлириниң мәхсус сөз қилиши қатарлиқ һәр хил шәкилләр арқилиқ хатириләп кәлмәктә. Униң билдүрүшичә, бу паалийәтләр уларниң уйғур ирқий қирғинчилиқиниң һелиһәм давамлишиватқанлиқини хәлқара җәмийәткә аңлитиш һәмдә хитайниң уйғурларға йүргүзиватқан ирқий қирғинчилиқини тохтитишниң чарә-тәдбирлирини издәш тиришчанлиқиниң муһим бир қисми һисаблиниду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.