Қәһриман ғоҗамбәрди: сот қарари дуняға тәсир қилсиму, лекин қазақистанниң хитай вә уйғур мәсилисидики мәйдани өзгәрмәйду

Хитай коммунистик һакимийитиниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан бастуруш қилмишлирини америка башлиқ канада, белгийә, голландийә, литва қатарлиқ мәмликәтләрниң “ирқий қирғинчилиқ” вә “инсанийәткә қарши җинайәт” дәп етирап қилиши муһаҗирәттә яшаватқан уйғурларни қаттиқ хурсән қилғанлиқи мәлум.
Буниңдин ташқири лондондики “уйғур сот коллегийәси” ниң испат аңлаш йиғинлири өткүзүп, ахирида хитайниң уйғурларға қаратқан қилмишлирини “ирқий қирғинчилиқ” вә “инсанийәткә қарши җинайәт” дәп һөкүм чиқириши көплигән мутәхәссисләр, һоқуқ қоғдиғучилири вә сиясәтшунасларниң диққитини қозғимақта. Шу җүмлидин бу қарар қазақистанда яшаватқан уйғур қануншунаслири, паалийәтчилири вә уйғур пуқралириниң диққәт мәркизидә болуп, уларниң алқишлишиға еришти. Шуларниң бири, дуня уйғур қурултийиниң қазақистандики алий мәслиһәтчиси, сиясәтшунас қәһриман ғоҗамбәрди әпәнди болуп, у бу һәқтә өз қарашлирини оттуриға қойди.
Тәпсилатни қазақистандики мухбиримиз уйғандин аңлаң.