Америка һөкүмити хитайни ирқий қирғинчилиқ йүргүзүватқан дөләт қатариға киргүзәмду? (2)

Мухбиримиз җәвлан
2020.12.29
Америка һөкүмити хитайни ирқий қирғинчилиқ йүргүзүватқан дөләт қатариға киргүзәмду? (2) Америка ташқи ишлар министири майк помпейо таратқуларға сөз қилмақта. 2020-Йили 24-ноябир, вашингтон.
REUTERS

“ташқи сиясәт” журнилида елан қилинған “майк помпейо хитайни ирқий қирғинчилиқ йүргүзүватқан дөләт қатариға киргүзмәкчи” намлиқ мақалидә көрситилишичә, ирқий қирғинчилиқниң омумий ениқлимиси билән қануний ениқлимиси охшимайдикән. Америка ташқи ишлар министириниң бу мәсилидә йолуққан қийинчилиқи хитайниң ирқий қирғинчилиқ нийитини қандақ испатлаш вә йетәрлик пакитлар билән қандақ көрситиш мәсилиси икән. Ирқий қирғинчилиқ җинайити йүргүзгүчиләр һечқачан “мән бу милләтни тамамән яки қисмән йоқитимән” дәйдиған ғәризини ашкарилимайдикән.

Адвокат вә америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң комиссари нури түркәл әпәнди “ирқий қирғинчилиқ” дегән аталғуни чүшәндүрүп, униң нийәт вә қилмиштин тәшкил тапидиған җинайәт икәнликини, кишиләр арисида омумлашқан ирқий қирғинчилиқ уқуми билән қанунда тәбир берилгән ирқий қирғинчилиқ уқуми оттурисида пәрқ барлиқини изаһлап өтти. Униң билдүрүшичә, кишиләрниң чүшәнчисидә вә тәтқиқатчилар арисида “нопус қирғинчилиқи”, “мәдәнийәт қирғинчилиқи” дегәндәк һәр түрлүк аталғулар мәвҗут болсиму, хәлқара қанунда “ирқий қирғинчилиқ” ниң уқум даириси ениқ болуп, униңға һөкүм чиқиришта нийәт вә қилмишқа қарилидикән, “мәдәнийәт” яки “нопус” дегәндәк сүпәт ениқлимилири қошулмайдикән.

Нури түркәл әпәнди алди билән хитайниң ирқий қирғинчилиқ җинайитигә чүшидиған қилмишлири һәққидә тохтилип: “уйғурларниң көпийиш нисбитини чәкләш вә балиларни ата-анисидин айриветиш қилмишиниң өзила ирқий қирғинчилиқ җинайитигә нәқ чүшидиған пакитлар” деди. У йәнә хитайниң йиғивелиш лагерлирида мәхпий йүргүзүватқан җинайәтлири билән натсистларниң йәһудийларға йүргүзгән җинайәтлириниң охшаш нуқтилирини тәһлил қилип, тәпсилати техи ашкара болмиған бу хил қәбиһ зиянкәшликләрниңму “ирқий қирғинчилиқ” җинайитигә чүшидиғанлиқини билдүрди. Нури түркәл әпәнди хитайниң ирқий қирғинчилиқ җинайитигә чүшидиған қәбиһ нийити һәққидә тохтилип, хитай әмәлдарлири ейтқан вә хитай мәтбуатлирида көрүлгән “уйғурларни нормаллаштуруш”, “уйғурларниң каллисидики вирусни тазилаш”, “уйғурларниң йилтизини қурутуш” дегәндәк ипадилириниң уларниң җинайәт нийитигә қанун җәһәттин дәлил болалайдиғанлиқини көрсәтти.

Юқириқи мақалидә билдүрүлүшичә, америкадики мунасивәтлик әмәлдарлар, америка һөкүмитиниң ахириқи қарарни қачан чиқиридиғанлиқиниң ениқ әмәсликини ейтқан. Әгәр трамп һөкүмити ахирқи бир нәччә һәптидә хитайни ирқий қирғинчлиқ йүргүзүватқан дөләт дәп қарар чиқарса, америка билән хитайниң мунасивити қайтидин җиддийлишип кетидикән. Чүнки келәр нөвәтлик америка һөкүмитини қуридиған җо байдинниң сайлам өмики бу йил 8-айда хитайниң җинайитини “ирқий қирғинчилиқ” дәп атиған болуп, мәзкур һөкүмәтниң буниңға яриша һәрикәт қоллиниши керәклики үмид қилинидикән.

Нури түркәл әпәнди хитайниң бу җинайитини “ирқий қирғинчилиқ” дәп аташ мәсилисиниң талаш-тартиш қилинидиған мәсилә әмәсликини, асаслиқ мәсилиниң бу җинайәткә нам бәргәндин кейин қандақ қилиш, қандақ һәрикәт қоллиниш мәсилиси икәнликини, дәл шу сәвәбтин бу мәсилиниң америкада мушу ваққичә сүрүлүп кәлгәнликини чүшәндүрди. Андин у хитайниң бу җинайитиниң вақитниң өтүши билән унтулуп қалидиған яки сәл қарилидиған җинайәт әмәсликини, чүнки хитайниң бу җинайәтни тохтитиш нийитиниң йоқлуқини, пүтүн дуняниң, җүмлидин американиңму буни ениқ көрүватқанлиқини билдүрди.

Юқириқи мақалидә қәйт қилинишичә, ирқий қирғинчилиқ, хәлқара җинайи ишлар қанунида инсанийәткә қарши өткүзүлгән әң еғир җинайәт болуп, америка тарихида бундақ җинайәтни рәсмий бекитиш наһайити аз көрүлгән. Килинтон һөкүмити мәзгилидә босинийә вә ривандада елип берилған ирқий қирғинчилиқ, кичик буш һөкүмити мәзгилидә судан һөкүмитиниң дарфордики хәлққә елип барған қирғинчилиқи, обама һөкүмити мәзгилидә даишниң йәзидиләр, хиристиянлар вә шиәләргә елип барған қирғинчилиқи шу мәзгилдә вәзипә өтигән америка ташқий ишлар министирлири тәрипидин “ирқий қирғинчилиқ” дәп җакарланған болуп, әгәр бу қетимқи тәкшүрүштин кейин хитайниң җинайити ирқий қирғинчилиқ дәп бекитилип қалса, америка ташқий ишлар министири майк помпейониңму уни рәсмий һалда “ирқий қирғинчилиқ” дәп җакарлиши мумкин икән.

Нури түркәл әпәнди хитайниң җинайити “ирқий қирғинчилиқ” дәп бекитилгәндин кейин қандақ болиду, әһмийити немә болиду? дегән мәсилигә җаваб берип мундақ деди: “уйғурлар дуч кәлгән ирқий қирғинчилиқ мәсилисигә баһа бәргәндә вә тәдбир қолланғанда униң смволлуқ әһмийити вә негизлик әһмийитини көздә тутуш керәк. Негизлик әһмийити шуки, хитай хәлқара җинайи ишлар сотида җавабкарлиққа тартилиду. Әгәр у мумкин болмиғинида, дипломатик мунасивәтләрдә бәзи дөләтләрниң қилмишиға тәсир көрситиш үчүн униң смволлуқ әһмийитиму чоң болиду.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.