Ислам дунясиниң уйғур қирғинчилиқиға сүкүт қилиши давамлиқ диққәт қозғимақта
2021.07.21
Америка һөкүмити вә бирқисим ғәрп дөләтлири парламентлириниң хитайни уйғурларға ирқий қирғинчилиқ қиливатқанлиқ билән әйиблишидин кейин,ислам дунясиниң уйғурлар дуч келиватқан мәзкур ирқий қирғинчилиқ мәсилисидә сүкүтни таллиши йеқинқи мәзгилләрдә һәрқайси саһәни һәммидинму бәк һәйран қалдуруватқан мәсилиләрниң бири болуп кәлмәктә. Пакистан баш министири имран ханниң бирнәччә қетимлиқ ашкара зиярәт паалийитидә соралған уйғурлар һәққидики соалларға даритмилап җаваб бериши яки бу мәсилиләр һәққидә гәп ойнитиши ислам дунясидики дөләт рәһбәрлириниң бу мәсилидики позитсийәсини әң типик әкс әттүргән һадисә болуп қалди. Болупму имран ханниң йеқинда Axios хәвәр тори билән өткүзгән телевизийә сөһбитидә “биз уйғурлар мәсилисини хитай һөкүмити билән йепиқ шәкилдә музакирә қиливатимиз” дәп җаваб бериши һәмдә хитайниң бу һәқтики сиясәтлирини ақлиши дуняни йәнә бир қетим һәйран қалдурди. (Аваз. Қисқа).
Имран ханниң хитай һөкүмитиниң уйғурларни қирғин қиливатқанлиқидәк реаллиқни ашкара һалда әйибләшни рәт қилиши маһийәттә сәуди әрәбистан, әрәб бирләшмә хәлипилики, мисир қатарлиқ ислам әллириниң уйғурлар мәсилисидики мәйданини типик һалда әкс әттүргәнлик иди. Бу һәқтики әһваллар һиндистан һөкүмити қармиқидики “дуня мәсилилири комитети” ниң тәтқиқатчиси вивик мишра вә японийәниң кансай университетиниң профессори марк коганниң 19-май күни елан қилинған обзор мақалисидиму алаһидә йәр алди. Болупму хитай билән 62 милярд америка доллирилиқ иқтисадий тохтамға имза қоюп “хитай-пакистан иқтисадий каридори қурулуши” ни давам қиливатқан пакистан үчүн хитай һөкүмитини ақлаш һәмдә уни хәлқара сорунларда ашкара қоллаш йеқинқи мәзгилләрдә көп қетим көрүлгән һадисә болди.
Йеқинқи мәзгилләрдә болса пакистанниң хитай һөкүмитиниң уйғур дияридики зулумлирини ақлаштин һалқип, пакистан тәвәсидики уйғурларни контрол қилиш һәмдә бир қисимлирини хитайға өткүзүп бериши бу реаллиқни техиму ашкарилиди. Хитай билән қоюқ иқтисадий алақидә болуватқан сәуди әрәбистаниниңму мушу хилдики уйғурларни тутқун қилиш һәмдә хитайға өткүзүп бериш қилмиши, “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” ни ашкара һалда “қирғинчилиқ” дәп җакарлиған түркийә һөкүмитиниң әмдиликтә хитай билән болған сөһбәттә уйғурлар һәққидә толиму “юмшақ” тонда сөз қилиши билән бу һәқтики соаллар техиму көпәйди.
Һалбуки хитай һөкүмити һәрқачан чәтәл һөкүмәтлири уйғурлар мәсилиси тоғрисида сөз қилған һаман буниң өзлириниң “ички иши” икәнликини пәш қилип кәлмәктә. Уларниң бу хил кона муқами йәнә бир яқтин хитайни һимайә қилидиған кәмбәғәл вә аҗиз дөләтләрниң өзлирини ақлишиға баһанә болуватқанлиқи мәлум. Пакистандики фатимә җинна қизлар университетида өткүзүлгән бир қетимлиқ тор лексийәсидә пакистанниң һиндистанда турушлуқ сабиқ баш әлчиси абдул баситниң һиндистан мусулманлиридин бирәйлән “пакистан һөкүмити немә үчүн уйғурларни қирғин қиливатқан хитай һөкүмитини әйиблимәйду?” дәп сориғанда бәргән җаваби бу нуқтини йәнә бир қетим намаян қилди. (Аваз. Қисқа).
Баш әлчи абдул басит өзиниң җавабида һечқандақ тартинип олтурмайла хитайниң уйғурлар мәсилисини бир яқлиқ қилишиниң пакистан үчүн “башқиларниң ички иши” һесаблинидиғанлиқини, уйғурларниң қирғинчилиққа учраватқанлиқи һазир һәммила саһәгә мәлум болуватқан мәсилә болсиму әмма пакистан бу мәсилини биваситә оттуриға қоюп хитай һөкүмитини тәнқидлисә болмайдиғанлиқини, чүнки пакистан үчүн шунчә “қәдирдан” болған хитайниң ялғуз дипломатик “дост” болуштин башқа йәнә пакистанниң истратегийәлик шерики икәнликини тәкитлиди. Шундақла “худди бир инсан өзиниң йеқин достини башқиларниң алдида осал қилса яхши болмиғандәк бизму достимиз болған хитай һөкүмитини тәңқислиқта қойсақ қамлашмайду” деди. (Аваз).
Ислам әллиридики һөкүмәтләрниң мушу хилдики баянлири хитай билән 70 милярд америка доллирилиқ иқтисадий муамилә келишимигә имза қойған сәуди әрәбистани яки сәуди әрәбистаниниң контроллуқидики “ислам һәмкарлиқ тәшкилати” ниң, җүмлидин хитайниң “бир бәлвағ бир йол қурулуши” арқилиқ хитайға иқтисадий җәһәттин бағланған һәмдә бирләшкән дөләтләр тәшкилатида хитай һөкүмитини ақлап сөз қилған дөләтләрниң көп қисмини тәшкил қилған ислам дөләтлириниң асасий мелодийәси болуп келиватқанлиқи мәлум. Йәнә келип хитай һөкүмити өзлириниң “террорлуқ вә әсәбийликкә қарши туруватқанлиқи” ни пәш қилиш арқилиқ бу дөләтләргә хитай қоллашқа “тәйяр баһанә” һазирлап бериватқанлиқиму буниңдики йәнә бир алаһидилик һесаблиниду.
Дуня уйғур қурултийи диний ишлар комитетиниң мудири турғунҗан алавудун бу мәсилиләрни йеқиндин көзитип келиватқан диний затларниң бири. Униң қаришичә, хитай һөкүмити йеқинқи йилларда өзигә охшаш диктаторилиқ асасида һөкүм сүрүватқан бир қисим ислам дөләтлирини һәрқайси хәлқаралиқ сорунларда өзиниң “садиқ һимайичилири”ға айландурувалған болсиму, бу дөләтләрдики мусулманлар җамаити һәрқачан уйғурлар дуч келиватқан ирқий қирғинчилиқ мәсилисидә һәққанийәтни һәмдә адаләтни һимайә қилип кәлмәктә икән. Болупму бу хилдики мусулманлар җамаитиниң шараит яр бәргән әһвалда уйғурларни қоллап түрлүк намайишлар тәшкиллиши, муһакимә йиғинлири уюштуруши яки өз һөкүмәтлиригә уйғурлар һәққидә әрз мәктуплири йезиши буни толуқ испатлап берәләйдикән. Бу җәһәттин алғанда хитай һөкүмити гәрчә ислам һөкүмәтлирини сетивалалиған болсиму, бу җайлардики ислам җамаитини сетивелишқа илаҗсиз қалған. (Аваз).
Турғунҗан алавудунниң көзитишлири униңға ислам дунясидики мусулманлар аммисиниң көп қисми йәнила ислам динидики “зулумға учриған қериндашлириға ярдәм бериш” һәққидики тәлимгә әгишиватқанлиқини, дәл мушу әқидә сәвәблик уйғурларни һимайә қилип сөз қилидиған диний алимларниң вә диний җамаәтниң көпләп оттуриға чиқиватқанлиқини ейтип бәргән. Шуңа у дуня миқясида “ислам вәһимиси” әвҗ еливатқан шараитта бир қисим яман нийәтлик кишиләрниң “ислам әллири уйғурларни бастуруватқан хитай һөкүмитини қоллимақта” дейиш арқилиқ диктатора асасидики сахта “ислам һөкүмәтлири” ни ислам диниға тәңләштүрүшкә урунушлириниң яки уйғурларниң ярдәмсиз қеливатқанлиқини тәкитләш арқилиқ уларни диний етиқадни алмаштурушқа қизиқтурушларниң ахирқи һесабта ақмайдиғанлиқини алаһидә тәкитләйду. (Аваз).
Мәлум болушичә, хитай һөкүмити нөвәттә иқтисадий муамилә арқилиқ ислам һакимийәтлирини өзлириниң сизған сизиқи бойичә меңишқа қисташни давам қилдуруватқан болуп, буниң бир чоң зийини һәрқайси җайлардики уйғур қачқунлириниң мәҗбурий йосунда хитайға қайтурулушида ипадиләнмәктикән.