Ма шиңруй қурбан һейт һарписида, ислам динини хитайчилаштуруш йөнилишидә чиң турушни тәләп қилған

Вашингтондин мухбиримиз уйғар тәйярлиди
2024.06.20
ussul-uyghur-urumchi 6-Айниң 13-күни, мәһәллә аһалилири паалийәт нәқ мәйданида шох уссул ойнимақта. 2024-Йили 13-июн, үрүмчи
ts.cn

 Уйғур аптоном районлуқ парткомниң секретари ма шиңруй қурбан һейт һарписида, үрүмчи шәһиридики асасий қатлам мәһәллиләрдә тәкшүрүш елип берип, һәр милләт кадирлири, әмгәк нәмуничилиридин “қурбан һейтлиқ һал сораш” билән биргә, аһалә комитетлириниң ролини давамлиқ җари қилдурушни, җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңини күчәйтишни вә ислам динини хитайчилаштуруш йөнилишидә чиң турушни тәләп қилған. Мутәхәссисләр, хитай һөкүмитиниң бир тәрәптин уйғур диярида кәң көләмлик бастуруш елип барған болса йәнә бир тәрәптин чәтәлдә, болупму мусулман дөләтлиридә уйғур диярида һәммә ишниң яхши вә нормал икәнликигә қайил қилдуруш үчүн тәшвиқат елип бериватқанлиқини илгири сүрди.

 “шинҗаң гезити” ториниң 16-июн күнидики хәвиригә асасланғанда қурбан һейт һарписида, аптоном районлуқ партийә комитетиниң секритари ма шиңруй йеқинда үрүмчи шәһиридики асасий қатламда тәкшүрүп тәтқиқ қилиш елип барған. Үрүмчи шәһири тәңритағ райони йәнән йоли коча башқармисидики ченгуаң үлгилик аһалә районини зиярәт қилған. У, зиярәт җәрянида “милләтләр иттипақлиқини күчәйтип, җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңини һәр милләт амминиң қәлбиниң чоңқур қатлимида йилтиз тартқузуш керәк” дәп тәкитлигән.

Ма шиңруй йәнә тәңритағ районидики лиҗиң җяйүән олтурақ райониға келип, мәмликәт бойичә милләтләр иттипақлиқи-тәрәққиятидики “нәмуничи” шәхс қәйсәр мәмтиминни йоқлиған. Ма шиңруй қәйсәр мәмтиминдин у хизмәт қиливатқан шинҗаң ислам институтиниң үрүмчи шөбисигә алақидар әһвалларни игиләп, униңға ислам динини хитайчилаштуруш йөнилишидә чиң турушни тапилиған.

Хитай һөкүмити 2017-йилидин башлиған кәң көләмлик бастуруш һәрикитидә аһалә комитетлириға пәвқуладдә һоқуқларни берип, үрүмчи вә башқа шәһәрләрдики уйғур аһалисини толуқ контрол қилишқа земин һазирлиғаниди. Уйғур диярида, һәр қандақ бир кишиниң өй елиш, той-төкүн вә нәзир-чирағ өткүзүш, саяһәткә чиқиш, балисини мәктәпкә бериш қатарлиқ ишларниң һәммисидә аһалиләр комитетидин иҗазәт елиши шәрт икәнлики билинмәктә.

Җорҗи вашингтон университетиниң хәлқара мунасивәтләр пирофессори доктор шан робертс (Sean R. Roberts) Радийомиз зияритини қобул қилип ма шиңруйниң үрүмчи шәһиридики асасий қатлам мәһәллиләрдә тәкшүрүш елип барғанда қилған сөзлиригә җиддий инкас қайтуруп мундақ деди:

 “болупму уйғурларниң диний байрамларни тәбрикләшниң алдини елиш үчүн ма шиңруй йеқинда үрүмчи шәһиридики асасий қатлам мәһәллиләрдә тәкшүрүп тәтқиқ қилип, зиярәт елип барған. Шуңлашқа милләтниң бирликини тәкитләш вә җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңини тәкитләш мәлум дәриҗидә бу учурни йәткүзүш үчүндур. Чүнки у вақитта йәни қурбан байрамда кишиләр өзлири ишәнгән вә тоғра дәп билгән ислам диний пикирлирини әмәлийәткә тәтбиқлайду. Һалбуки хитай даирилири кишиләрни өзлири рухсәт қилған вә көрситип бәргән динини пикирләрни әмәлийәткә тәтбиқлашни тәләп қилиду. Ислам динини хитайлаштуруш исламға қарита чәт әлниң тәсирини тосушни көрситиду. Йәни мусулманлар көп санлиқни игиләйдиған дөләтләрниң диний тәсириниң алдини елиштин ибарәт” .

Хитай һөкүмити 2019-йили “ислам динини хитайчилаштуруш” ниң “бәш йиллиқ пилани” ни рәсмий хизмәт вәзиписи сүпитидә елан қилғандин кейин уйғур дияридики ислам динини чөридигән бастуруш техиму юқири пәллигә чиқишқа башлиғанлиқи мәлум. Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати асия бөлүминиң муавин мудири мая ваң (Maya Wang) йеқинда уйғур аптоном районлуқ хәлқ қурултийи даимий комитети тәрипидин түзитиш киргүзүлүп мақулланған вә иҗра қилинишқа башлиған “уйғур аптоном райониниң диний ишлар низами” арқилиқ хитай компартийәсиниң идеологийәсиниң һәқиқий дин сүпитидә тәшвиқ қилинғанлиқини вә бу бәлгилиминиң көплигән нуқтилирида да ши җинпиңниң йолға қойған динларни хитайчилаштуруш идийәси әкс әткәнликини билдүргән иди.

Америкадики сиясий анализчи, доктор андерс кор (Anders Corr) ма шиңруйниң қурбан һейт һарписида қилған зияритигә инкас қайтуруп, хитай һөкүмитиниң бир тәрәптин уйғур диярида кәң көләмлик бастуруш елип барған болса йәнә бир тәрәптин чәтәлдә, болупму мусулман дөләтләрдә уйғур диярида һәммә ишниң яхши вә нормал икәнликигә қайил қилдуруш үчүн тәшвиқат елип бериватқанлиқини илгири сүрди. У мундақ деди:

 “хитай күчәп тәшвиқат билән шуғуллиниватиду, биләмсиз, хитай даирилири хитай болмиған мусулман түрки хәлқләрдин таллап мусулман дөләтлиридә тәшвиқат елип берип уларни шинҗаңда һәммә ишниң яхши икәнликигә вә ирқий қирғинчилиқниң йоқ икәнликигә қайил қилдурмақчи болуватиду. Мәнчә шинҗаңда ирқи қирғинчилиқ болуватиду. Хитай һөкүмити уйғур мәдәнийитиниң һәммисини әмәс, пәқәт бир қисминила көрситиватиду. Хитай компартийәси ислам динини вә башқа барлиқ динларни өзигә тәһдит дәп қарайду. Терроризми баһанә қилип шинҗаңда вә хитайниң башқа йәрлиридә динни чәклиди. Йәни хитай компартийәси динға етиқад қилған кишиләрниң нәпәс елишиға қарар бериду. Йәни динни қаттиқ контрол қиливатиду” .

Хитай һөкүмитиниң өзигә сиясий яки иқтисадий җәһәттин бағлинип қалған мәмликәтләр вә мусулман дунясиға қарита аталмиш “шинҗаң яхши җай” намидики нахша вә уссул кечилики қатарлиқ паалийәтләр арқилиқ тәшвиқатини һәссиләп күчәйткәнлики мәлум болғаниди. Доктор андерс кор қатарлиқ уйғурлар вәзийитигә йеқиндин диққәт қилип келиватқан мутәхәссисләр, хитайниң мушу хил васитиләр арқилиқ, бир тәрәптин өзиниң уйғур дияридики ирқий қирғинчилиқини ақлашқа урунуватқанлиқини, йәнә бир тәрәптин америка башчилиқидики демократик ғәрб дөләтлиригә қарши бирлик сәп шәкилләндүрүватқанлиқини илгири сүргән иди.

Иқтисадшунас” (Economist) журнилиниң мухбири вә бейҗиң биюросиниң башлиқи дәйвид ренни (David Rennie) рамизанниң ахирқи күнлири һәмдә роза һейт күни үрүмчи вә турпанда көзитиш вә тәкшүрүш елип берип барған. У өзиниң бу қетимлиқ уйғур дияри зияритиниң нәтиҗисини “иқтисадшунас” журнилида елан қилған иди.

 Дәйвид ренни йеқинда радийомиз зияритини қобул қилип, хитай һөкүмитиниң хитай болмиған милләтләргә қаратқан диний чәклимиси вә атеизм тәшвиқатиниң күчәйгәнликини, болупму уйғурларниң диний әркинликиниң барғансери азийиватқанлиқини илгири сүргән иди. Шуниң билән бир вақитта, у йәнә уйғур дияридики мәсчитләрниң қулупланғанлиқи, бәзи мәсчитләрниң музейға өзгәртилгәнлики вә роза тутушниң чәкләнгәнликини илгири сүргәниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.