Ислам әллиридики һөкүмәт билән хәлқиниң уйғур мәсилисидики пәрқлиқ мәйдани немиләрни ашкарилайду?
2022.08.10
Ғәрб демократик әллиридә уйғур қирғинчилиқи һәққидики рәсмий қарарлар вә дуняви ахбарат васитилиридә бу һәқтики доклат һәмдә хәвәрләр көпләп мәлум болғандин кейин хитай һөкүмитиму буниңға мас һалда бирқисим қарши тәдбирләрни қоллинишқа башлиди. Униң тәдбирлириниң бири бирқисим мәнпәәтдар яки хитайға иқтисадий җәһәттин беқинидиған дөләтләр, асаслиқи мусулман әллириниң дипломатлири, мухбирлар вә аталмиш мутәхәссислирини алаһидә тәклип қилип, уйғур диярида алдин тәйярланған екскурсийәләргә орунлаштуруш болуп кәлмәктә.
Ғәрбниң ортақ әйиблишигә дучар болуватқан хитай, мусулман дөләтләр һакимийәтлириниң иқтисадий вә истратегийәлик мәнпәәтлири үчүн хитайни қоллап, уйғурлар дуч келиватқан ирқий қирғинчилиқларға сүкүт қилишини болса өзиниң ирқий қирғинчилиқ җинайәтлирини ақлаштики васитиси сүпитидә пайдилинип кәлмәктә.
Хитай хәвәр ториниң хәвиридә ейтилишичә, хитай дипломатийә министирлиқиниң 8-айниң -8 күни өткүзүлгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида, ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси ваң венбин, 8-айниң 1-күнидин 5-күнигичә уйғур аптоном районини зиярәт қилишқа тәклип қилинған ислам дөләтлириниң дипломатик вәкиллиригә рәһмәт ейтқан.
Бу бәш күнлүк зиярәт давамида хитай алҗирийә, мавританийә, сәуди әрәбистан вә пакистан қатарлиқ 30 ислам дөлитиниң баш әлчилири вә дипломатлирини қәшқәр, ақсу вә үрүмчи қатарлиқ җайларни зиярәт қилдурған. Улар, мәсчитләрни, шинҗаң ислам институти, асасий қатлам мәһәллилири, пахта етизлири вә уйғур аилилирини зиярәт қилишқа орунлаштурулғаникән.
Ваң венбин уларни йәнә “террорлуққа қарши туруш вә радикаллиқни түгитиш темисидики көргәзмә, шинҗаңдики барлиқ милләтләрниң инақ, биллә мәвҗут болуп туруши, диний етиқад әркинликиниң толуқ капалити вә намратлиқтин қутулдуруш һәм йезилардики илгириләшләргә шаһит болди”, дегән.
Бу йилниң бешида, бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ комиссари мишел бачелетниң уйғур ели зияритидиму юқириқидәк алдин тәйярланған зиярәт нуқтилирини көрүп кәткән вә қаттиқ тәнқидкә дучар болғаниди.
Бу, хитайниң 2017 -йили ирқий қирғинчилиқи ашкарилинишқа башлиғандин буян, мусулман дөләтләр дипломатлирини тунҗи қетим уйғур райониға зиярәткә орунлаштуруши әмәс.
Хәвәрдә көрситилишичиму, 2018- йили 12-айдин башлап, һөкүмәтниң орунлаштуруши билән уйғур райониға 100 дин артуқ дөләт вә районниң һәр қайси саһәлиридин кәлгән 2000 дин артуқ киши зиярәт қилип кәткәникән.
Хитай һөкүмитиниң бу дипломатлар зиярәт өмикиниму ғәрбниң әйибләшлиригә қарши өзиниң ирқий қирғинчилиқини инкар қилиш вә йепиш үчүн қоллинишни мәқсәт қилғанлиқи ваң венбинниң сөзидин ашкарилиниду.
У: “ биз бу ғәрб сиясийонлирини хәлқара җәмийәтниң адил авазини аңлашқа, ақ-қарини арилаштуруветишни тохтитишқа, ялғанни ойдуруп, <шинҗаң қарти< ни ишлитип, шинҗаңни қалаймиқанлаштурмаслиққа вә <шинҗаңдин пайдилинип җуңгони контрол қилмаслиққа> дәвәт қилимиз” дегән.
Хитайниң бу қетим қайтидин йәнә бәзи ислам дөләтлириниң дипломатик вәкиллирини уйғур елини зиярәт қилдуруши бирқисим ғәрб мәтбуатлири һәмдә уйғур көзәткүчиләрниң күчлүк тәнқидигә учримақта.
Бәзи анализларда, хитайниң ислам дөләтлири дипломатлирини бу зиярәткә орунлаштурушиниң, униң 12- сентәбирдин -7 өктәбиргичә ечилиш алдида турған 51- нөвәтлик бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ йиғини алдидики, өзигә һимайичи, дәстәк издәш тәйярлиқи дәп анализ қилмақта.
Истратегийә тәтқиқатчиси, түркийә һаҗи тепә университетиниң дотсенти әркин әкрәм әпәнди, хитайниң мусулманлар еғизидин өзиниң зулум сияситини ақлимақчи вә өзини қоллайдиған бир хәлқара муһити яратмақчи икәнликини көрсәтти. Униң қаришичә, хитайниң тәрипини алған мусулман дөләтлири болса, иқтисадий мәнпәәти шундақла истратегийәлик мәнпәәти үчүн хитайни қоллимақтикән.
Мусулман дөләтлири дипломатлириниң бу бәш күнлүк зиярити һәққидики хәвәрләрдин мәлум болушичә, хитай компатйиәсиниң уйғур аптоном районлуқ комитети секетари ма шиңрүй бу өмәктики әлчиләргә хитай һөкүмитиниң көз боямчилиқ адити бойичә, уйғурлар вә башқа мусулманларниң “етиқад әркинлики сиясити вә юқири сүпәтлик турмуш” тин бәһримән болуватқанлиқини тонуштурған. Андин хитай һөкүмитиниң буниңдин кейин ислам әллири билән болған әнәниви достлуқини чоңқурлаштуридиғанлиқини, улар билән зич һәмкарлишип “бир бәлвағ бир йол пилани” ни ишқа ашуруш, шундақла “шинҗаңни йипәк йолиниң әң муһим иқтисадий түгүнигә айландуруш үчүн күрәш қилидиғанлиқи” ни билдүргән.
Гәрчә хитай тәшвиқатлирида мусулман әллири дипломатлириниң хитайниң шинҗаң сияситини еғизи- еғзиға тәгмәй махташқанлиқи бир қанчә күндин буян асаслиқ хәвәр сүпитидә тәкрарлиниватқан болсиму, бу зиярәткә қатнашқан дөләтләрниң ахбарат васитилиридә, уларниң уйғур елидики зиярити анчә тилға елинмиғанлиқи мәлум.
Бу һәқтә пакистандики уйғурларни қоллиғучи вә яш сиясий актиплардин пакистан дөләтлик илим- пән вә технологийә университетиниң оқуғучиси муһәммәт осман әсәд зияритимизни қобул қилди. У, гәрчә пакистан дипломатлириниңму уйғур елини зиярәт қилғанлиқини башқа ғәрб мәтбуатлиридин көргән болсиму, қизиқ йери пакистанниң һечқандақ һөкүмәт яки аммиви ахбаратлирида бу һәқтә хәвәр берилмигәнликини ейтти. У буниң сәвәбини мундақ чүшәндүрди:
“пакистанниң хитайдики әлчилириниң вә бәзи һөкүмәт хадимлириниң йәнә уйғур елидә зиярәттә болғанлиқини, уларниң илгирикидәкла хитайни қоллап, уйғур мусулманлири учраватқан бастурушларни зәрричә еғизға алмиғанлиқини бирқисим иҗтимаий таратқулардин көрдүм. Қизиқ йери пакистанниң мәйли һөкүмәт телевизийәси яки хәвәр агентлиқлирида болсун уйғурларға даир хәвәрләрни көрмәйсиз. Чүнки уни аңлатса пакистан һөкүмити мусулман тәшкилатлири вә вәзийәттин хәвәрдар амминиң қаршилиқиға учрайду. Мәйли қандақла болмисун пакистан хәлқи исламий қиммәт қариши бойичә һөкүмәткә баһа бериду вә ислам йолида сиясәт тутушини тәләп қилиду. Көзитишимчә аммиви тәшкилатлар вә исламий өлималарниң уйғурларни қоллаш чақириқи пакистанда күчләнмәктә әмма һөкүмәт уларғиму аваз бәрмәйду. Бу һәқтики муһакимә вә баянатлар ордучә болғачқа дунядиму көп тарқитилмайватиду”.
Муһәммәт осман әсәт йәнә мундақ дәп тәклип бәрди:
“һалбуки һөкүмәтниң иқтисадий мәнпәәти үчүн хитайдин пайдилиништа, уйғур мусулманлири учраватқан зулумларға сүкүт қилип һәтта мусулманлиққа қарши иш елип бериватқанлиқи хәлқниң наразилиқини қозғайдиған болғачқа, һөкүмәт уйғурларға мунасивәтлик мәсилиләрни аңлитиштин йирақ туриду. Буму әмәлийәттә пакистанда уйғурлар учраватқан зулумни билидиған кишиләрниң көпийиватқанлиқиниму көрситиду. Дунядики һәр қандақ инқилаб һәр қандақ ислаһат әмәлийәттә хәлқ тәрипидин елип берилған. Советниң йиқилишиму буниң мисали. Хитайниң зулумлирини ахирлаштуруштиму, мусулман аммисиниң күчини сәл чағлимаслиқ лазим. Мениңчә техиму көп мусулман хәлқигә уйғурларниң вәзийитини аңлитиш йоллирини көпәйтиш керәк”.
Хитайниң бу мусулман әллиридин тәшкилләнгән өмәкни күтүвелиши, дуняниң һәр қайси җайлиридики мусулман җамаити 7-айниң 31-күни уйғурларни қоллаш үчүн өткүзгән намайишлардин кейин елип берилған. Бу қетимқи намайиш америка, канада, әнглийә, түркийә, австралийә қатарлиқ җайлардики хитай әлчиханилири вә консулханилири алдида өткүзүлгән болуп, намайишниң тәйярлиқлири 29-июлдики җүмә хутбисидә бирқисим җайлардики мәсчитләрдә уйғур қирғинчилиқи вә хитай һөкүмитиниң зулумини әйибләш, шуниңдәк уйғурларға атап дуа қилиш билән башлинип кәткәниди.
7- Айниң 31 -күни бу дуняви намайишқа аваз қошуш йүзисидин вашингтон шәһиридики хитай баш әлчиханиси алдида өткүзүлгән намайишта, вайн университетиниң қанун пәнлири профессори халид бәйдун баянатида, ислам әллири узундин бери хитайдин келидиған мәнпәәтни дәп уйғурлар учраватқан ирқий қирғинчилиққа, ислам дини учраватқан һақарәт вә һуҗумларға пәрва қилмас һалға кәлгәнликини тәнқид қилип: “мусулманлар сан җәһәттә арқимиздики хитай әлчиханиси вәкиллик қиливатқан хитай дөлитиниң нопусидинму көп. Әмма биз аллаһтин қорқушниң орниға хитайдин қорқуватимиз” дегәниди.
Мусулман әллири хитайниң уйғур вә мусулманларға қаратқан бастурушлириға изчил сүкүт қилип келиватқан болсиму, әмма мусулман хәлқниң мәйдани дөләттин пәрқлиқ болиду дәп қарайдиғанлиқини билдүргән әркин әкрәм әпәнди, шәрқий түркистандики мусулманларни дуняниң һәр қайси җайлиридики мусулман хәлқләр, җамаәт вә тәшкилатларниң қоллаватқанлиқини нәзәрдин сақит қилмаслиқни әмма йәнила йетәрлик әмәс дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.